“йәркән қирғинчилиқи” һәққидә учур бәргән абабәкри муһәммәтниң кейинки тәқдири қандақ болған?

Мухбиримиз меһрибан
2019.07.31
ababekri-muhemmet-uchur-erkinliki.jpg 28-Июл йәкән вәқәси һәққидә ташқи дуняға учур йоллиған 22 яшлиқ абабәкри муһәммәт хитай даирилири тәрипидин ялған учур тарқитиш вә иғвагәрчилик қилиш билән әйибләнгән.
Social Media

2014-Йилидики “28-июл йәркән қирғинчилиқи” уйғурларниң бүгүнки заман тарихидики унтулмас қанлиқ вәқәләрниң биридур.

Һалбуки, хитай даирилири вәқәдә пәқәтла 96 адәмниң өлгәнликини тәкитләп, хәлқаралиқ мустәқил таратқулар вә тәшкилатларниң вәқәни тәкшүрүшини рәт қилип кәлмәктә.

Хитай һөкүмити әйни чағда абабәкри муһәммәт исимлик бир уйғур яшни “вәқә һәққидә питнә-иғва тарқатқан” “чәтәлгә учур йоллиған” дегән җинайәтләр билән тутқун қилған һәмдә уни телевизорда сөзлитип, өз “җинайити” гә това қилдурған иди.

“йәркән қирғинчилиқи” ға 5 йил болған бүгүнки күндә кишиләр тутқундики абабәкриниң тәқдири һәққидә өз әндишилирини оттуриға қоймақта. Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири, хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири шундақла хәлқара таратқулар түрмидики абабәкри муһәммәтниң тәқдиригә җиддий көңүл бөлмәктә. Шуниң билән бир вақитта йәнә хитай һөкүмитини “йәркән қирғинчилиқи” җәрянида һаятидин айрилған кишиләрниң ениқ санини елан қилишини тәләп қилмақта.

“йәркән қирғинчилиқи” ниң 5 йиллиқи хатирилиниватқан бүгүнки күндә бу вәқәдә өлтүрүлгән бигунаһ кишиләр һәққидә чәтәлгә учур йоллиған вә шу сәвәблик тутқун қилинған абабәкри муһәммәтниң кейинки тәқдири һәққидә униң түркийәдики дадиси вә сиңлиси тунҗи қетим еғиз ачти.

Абабәкриниң һазир түркийәдә яшаватқан дадиси муһәммәт әпәнди, вә сиңлиси зөһрә муһәммәт зияритимизни қобул қилип, әйни вақитта абабәкриниң қандақ тутулғанлиқи, хитай һөкүмитиниң униңға немә җинайәтләрни артип сотлиғанлиқи һәққидә учур бәрди.

Уларниң баян қилишичә, хитай тәптиш даирилири абабәкри муһәммәткә “питнә-иғва тарқитиш, миллий бөлгүнчиликкә қутратқулуқ қилиш вә дөләтни парчилашқа урунуш” қатарлиқ бирқанчә хил “җинайәт” артип, 9 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған икән.

Абабәкриниң сиңлиси зөһрәниң баян қилишичә, улар әсли йәкәнлик болуп, 1996-йилдин буян үрүмчидә олтурақлишип қалған. 2014-Йили 28-июл күни йәкән вәқәси йүз бәргән мәзгилдә, улар йәкәндин кәлгән содигәр туғқанлиридин қирғинчилиқ һәққидики хәвәрләрни аңлиған. Униң акиси абабәкри хитай һөкүмитиниң вәқәдә өлгәнләрниң санини йошуруватқанлиқини билип, йәкәндики достлири арқилиқ вәқәдә өлгәнләр вә башқа бир қисим тәпсилатлар һәққидә тәпсилий учурларға еришкән. Буниң билән абабәкри вәқәдин икки күн өткәндә, 30-июл күни үрүмчидә там атлаш юмталидин пайдилинип, өзи игилигән учурларни чәтәлләргә йоллиған икән. Зөһрә әйни вақитта акисиниң бу әһвални өзигә сөзләп бәргәнликини баян қилди.

Зөһрә йәнә хитай даирилириниң акиси абабәкрини тутқун қилиш җәряни һәққидиму мәлумат берип өтти.

Униң баян қилишичә, акиси абабәкри йәркән елишқу вәқәси һәққидики учурларни ашкарилап бирқанчә күндин кейинла хитай сақчилири бу аилини назарәт астиға алған. Хитай сақчилири уларниң өйи җайлашқан үрүмчи тәңритағ районидики мәһәллисини қамал қилип, киргән-чиққанларни тәкшүрүшкә башлиған.

2014-Йили 8-айниң 6-күни үрүмчидики дөләт аманлиқини қоғдаш хадимлири абабәкрини үрүмчи тәңритағ районидики ата-анисиниң өйидин дадиси муһәммәт әпәнди вә акиси мәһмут муһәммәт билән бирликтә тутуп елип кәткән.

Бир күндин кейин сақчилар абабәкриниң дадиси билән акиси мәһмутқа тәптиш мәһкимисиниң абабәкрини қолға елиш уқтурушиға мәҗбурий қол қойдурған. Андин улар иккисини қоюп бәргән. Шуниң билән абабәкри рәсмий қолға елинған.

Хитай даирилири 8-айниң 10-күнидин башлап, җәмий 5 күн телевизийәдә мәхсус программа тарқитип, абабәкриниң “йәркән вәқәси” һәққидә “питнә-иғва тарқатқанлиқи” ни униң өз еғизидин сөзләткән шундақла уни телевизийә арқилиқ авам алдида “җинайитигә төвә қилдурған”.

Зөһрә йәнә 4-акиси абабәкри тутқун қилинған дәсләпки күнләрдә аилисидики һәммәйләнниң қаттиқ қорқунуч вә вәһимә ичидә қалғанлиқини, шундақ болсиму чишини чишләп бәрдашлиқ беришкә вә абабәкри һәққидә аилиси бойичә сүкүт қилишқа қарар қилғанлиқини әсләп өтти.

Зөһрәниң билдүрүшичә, сақчилар бу аилидә бирқанчә күн ахтуруш елип барған. Сақчилар йәнә униң аилисидикиләргә әгәр абабәкри җинайәтлирини актиплиқ билән иқрар қилса, униңға берилидиған җазаниң йеникләйдиғанлиқини билдүрүп, аилә әзалирини абәбәкригә мунасивәтлик учурларни тапшурушқа қистиған.

Хитай даирилири аридин бир йерим йил өткәндин кейин андин абабәкри үстидин сот ечип, униңға “питнә-иғва тарқитиш, миллий бөлгүнчиликкә қутратқулуқ қилиш, дөләт парчилашқа урунуш” қатарлиқ бирқанчә хил җинайәт артип, 9 йиллиқ муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилған.

Зөһрәниң баян қилишичә, абабәкригә сот ечилип һөкүм елан қилинғандин кейин, санҗидики түрмигә елип кетилгән. Дәсләпки мәзгилләрдә түрмә даирилири абабәкриниң аилисидикиләргә һәр 3 айда бир қетим абабәкрини йоқлап турушқа рухсәт берилидиғанлиқини билдүргән. Әмма улар абабәкрини пәқәт бир қетимла йоқлаш пурситигә еришкән.

Зөһрә йәнә акиси абабәкри сәвәблик бу аилидики көп қисим кишиләрниң 2017-йилидин кейин хитайниң җаза лагерлириға қамилиштәк еғир бәдәлләрни төлигәнликиниму баян қилип өтти.

Зөһрә йәнә өзи вә дадиси муһәммәт әпәнди түркийәгә кәткәндин кейин, аниси вә башқа қериндашлиридин мәхмутҗан муһәммәт, әхмәтҗан муһәммәт, аблаҗан муһәммәт қатарлиқ3 акисиниң ‛қайта тәрбийәләш‚ намида үрүмчидики лагерларға елип кетилгәнлик хәвирини аңлиғанлиқини, йеқинда анисиниң қоюп берилгәнлики һәққидә учур алған болсиму әмма үч акисиниң йәнила лагерда икәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.