Йәкәнлик муһәммәт турсун акиниң мусапирлиқ һекайисини униң әвладлири давамлаштурмақта (2)

Вашингтондин мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиди
2023.12.04
muhemmed-tursun-oghli-turghunjan Равалпинди шәһиридә яшаватқан уйғур бовай муһәммәт турсунниң оғли турғунҗан
Photo: RFA

13яш чеғида хитай зулуми сәвәблик ата- аниси билән аввал афғанистанға кейин йәнә пакистанға мусапир болған, шундин буян равалпинди шәһиридә яшаватқан уйғур бовай муһәммәт турсун ака, афғанистан уруш мусапирлири қатарида 1980-йилларниң башлирида йәнә бир нөвәт нөвәт мусапир болуп пакистанға кәлгинидә, униң чоң оғли турғунҗан техи қучақтики бала иди. Һазир турғунҗан 40 яшниң қарисини алған оттура яшлиқ бир кишигә айланди, һалбуки, у өз һаятида һечқандақ бир дөләтниң қануний пуқралиқ салаһийитигә игә болуп бақмиған. Нөвәттә пакистанда давам қиливатқан “қанунсиз көчмәнләрни қоғлап чиқириш” шамилида, улар пүтүн җәмәти билән биллә қайтидин сәрсан болуш қисмитини күтүп турмақта. Бу аилиниң пакистандики мусапирлиқ һекайилириниң давамини аңлашқа қизиқсиңиз, мухбиримиз гүлчеһрәниң турғунҗан билән өткүзгән сөһбитигә диққәт бәргәйсиз.

Тәпсилатини юқириқи аваз улинишидин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.