Америка дөләт мәҗлисиниң йеңи доклати: “хитай ғәрб қанун системисиға хирис пәйда қилмақта”

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2023.11.16
Carolyn-Bartholomew Америка дөләт мәҗлисидики юмилақ үстәл йиғинида, комитет рәиси каролин бартоломйов (Carolyn Bartholomew) сөзлимәктә. 2023-Йили 14-ноябир, вашингтон.
uscc.gov

Америка дөләт мәҗлисиниң “америка-хитай иқтисадий-бихәтәрлик көзитиш комитети” 14-ноябир күни 2023-йиллиқ доклат елан қилип, хитайниң америка дуч келиватқан иқтисадий, сода, мәбләғ, қанун, һәрбий, технологийә, гео-сияси вә қиммәт қариши қатарлиқ җәһәтләрдики хрисилириға қарита әтраплиқ вә чоңқур баһалаш елип барған. Доклатта қәйт қилинишичә, болупму хитайниң мәвҗут хәлқаралиқ қаидиләрни инавәтсизләштүрүп, өзигә пайдилиқ хәлқара қанун шәкилләндүрүшкә урунуши, униң қанун системисиниң мустәбит амиллирини башқа дөләтләргә експорт қилиши, аләм бошлуқи вә тор башқуруш қатарлиқ йеңи гүллиниватқан саһәләрдики қанун-қаидиләрниң тәрәққиятиға тәсир көрситишкә урунуши “ғәрб әдлийә аппаратлириниң бир пүтүнлүки вә қанун билән идарә қилинишиға өзгичә хирис пәйда қилмақта” икән.

“америка-хитай иқтисадий бихәтәрлик комитети” ниң бу доклати хитай рәиси ши җинпиңниң 14-ноябир күни “асия-тинч окян иқтисадий мунбири” ниң йиғиниға қатнишиш үчүн американиң сан-франсиско шәһиригә йетип кәлгән, президент байден 15-ноябир күни униң билән көрүшүп, “америка-хитай арисидики җиддийликниң тоқунушқа айлинип кетишини пәсәйтиш йоллирини сөзлишидиған” бир вақитта елан қилинған.

700 Бәтлик доклатта қәйт қилинишичә, хитай мәвҗут хәлқара қаидә-түзүмләрни инавәтсизләштүрүп, өзигә пайдилиқ хәлқара қанун шәкилләндүрүштә һәр хил васитиләрни қолланмақтикән. Доклатта мундақ дейилгән: “хитай өзиниң вә башқа дөләтләрниң қанун системисини қоллинип, истратегийәлик вә сиясий мәқсәтлиригә йәтмәкчи болуватиду. Униң һәрикити һакимийәтни тәнқид қилғучиларни җимиқтуруш, әқлий мүлүк һоқуқини оғрилиған хитай ширкәтлиригә қарши ечилған әрзләрни тохтитиш, хитай компартийәсиниң мәқсәтлиригә риқабәт елан қилған амилларни нишанға елишни өз ичигә алмақта”.

14-Ноябир доклат елан қилиш мунасивити билән өткүзүлгән америка дөләт мәҗлисидики юмилақ үстәл йиғинида, комитет рәиси каролин бартоломйов (Carolyn Bartholomew) 2023-Йили ғәрбниң әркин базар, негизлик кишилик һоқуқ вә әркин җәмийәт қиммәт қариши изчил хитайниң ғәрәзлик һәм системилиқ һуҗумға дуч кәлгән.

Каролин бартоломйов мундақ дәйду: “2023-йили, баш секретар ши җинпиң башчилиқидики хитай компартийәси өзини америка вә бизниң демократик иттипақдашлиримизға қарита әң мурәккәп, әң яхши қоралланған вә ақивәт характерлик гео-сияси хирис сүпитидә тәриплиди. 2023-Йили, хитай компартийәси ички җәһәттә иқтисадниң астилиши, ташқи җәһәттә үзлүксиз дүшмәнлишиш муһитиға дуч кәлгән болсиму, лекин у таҗавузчилиқ һәрикитини күчәйтти. Бизниң доклатимиз шуни көрсәтмәктики, америка вә бизниң иттипақдашлиқимиз йетәкчилик қилған әркин базар, негизлик кишилик һоқуқ вә әркин һәм очуқ җәмийәткә һөрмәт қилишни чиқиш қилған қаидә түзүм асасидики хәлқара тәрип хитай компартийәсиниң ғәрәзлик вә системилиқ бузғунчилиқ қилишиға учрап кәлди”.

Доклатта қәйт қилинишичә, хитайниң либерал ғәрб әдлийә системиси вә хәлқаралиқ қаидә-түзүмләргә хирис қилиши, төвәндики 3 җәһәттә ипадиләнмәктикән. Буниң биринчиси, бейҗиңниң мәқсәт-муддиалириға кашила қилидиған хәлқара қанунларға хилаплиқ қилиш, иккинчиси, хәлқара қанунларни бейҗиңниң ғәйрий либерал қиммәт қаришиға маслаштуруш, үчинчиси, хитайниң ички қанунлирини, болупму униң җинайи ишлар қанунини пүтүн йәршари миқясида иҗра қилишни ө ичигә алидикән. Доклатта, хитайниң американи өз ичигә алған чәтәл дөләтлиригә агентлирини орунлаштуруп, хитай тәвәликидики пуқраларға зораванлиқ қилиши вә уларға паракәндичилик селиши униң хитай қанунини чегра сиртида иҗра қилиш урунушиниң бир парчиси икән.

Бартоломйов америка дөләт мәҗлисидики юмилақ үстәл йиғинида мундақ дәйду: “һинди-тинч окян, явропадин африқа вә латин америкасиғичә болған дуняниң һәр қайси җайлирида, бейҗиң бирликсәп хизмити вә тәшвиқати арқилиқ бизгә достанә чәтәллик сиясий вә җәмийәт әрбаблириға қарита хизмәт ишлимәктә, шундақла өктичиләргә җүмлидин журналистлар, паалийәтчиләр вә чәтәлдә яшайдиған хитай тәвәликидики пуқраларни җазалимақта. Хитай компартийәсиниң содигәрлик һүнири тәсир көрситиш һәрикити, пуқралар әркинликигә хилаплиқ қилиш, паракәндичилик қорқутуш қилмишлирини өз ичигә алмақта”.

Америка дөләт мәҗлисиниң қармиқидики “америка-хитай иқтисадий бихәтәрлик комитети” доклатида йәнә, хитайниң ички вә ташқи җәһәтләрдә кәскин риқабәт вә хирисларға дуч кәлгән болсиму, лекин униң бу вәзийәтни өзгәртишни ойлишип бақмиғанлиқи, әксичә униң таҗавузчилиқ хаһишини техиму күчәйткәнлики тәкитләнгән. Доклатта, һазир хитайниң 40 йилдин буянқи әң еғир иқтисадий кризис гирдабиға берип қалған болуши мүмкинлики, униң өткән йили 12-айда “нөл ковид-19” сияситини ахирлаштуруши, иқтисадни җанландуриду, дәп қаралған болсиму, лекин иқтисадниң йәнила турғун һаләттә икәнлики, буниң “ши җинпиңниң иқтисадни башқуруш иқтидари вә хитай моделиға гуман” пәйда қилғанлиқи билдүрүлгән.

Доклатта тәкитлинишичә, хитай ички қийинчилиқларниң хирисиға дуч келиш билән бир вақитта, америка вә башқа санаәтләшкән дөләтләрниң тәминләш зәнҗирини хитайниң сиртиға йөткәш, иқтисадий мунасивәттә “хәтәрни азайтиши” дәк начар хәлқаралиқ вәзийәткә дуч келип, униң һәрикити башқа дөләтләрниң гумани вә қаршилиқини қозғап келиватқан болсиму, лекин “бейҗиң ташқи сиясәттә өхшашла иғвагәрчилик хаһишини давамлаштуруп кәлмәктә” икән.

“америка хитай иқтисадий бихәтәрлик комитети” ниң муавин рәиси аликс воңниң тәкитлишичә, хитайниң ташқи тәсириниң кеңийиши барғансери системилашмақта, техника җәһәттин мукәммәлләшмәктә вә техиму иғвагәрлик характерини алмақтикән.

Аликс воң юмилақ үстәл йиғинида мундақ дәйду: “хитайниң сиртқа кеңийиши һәрбий қораллиниш билән чәклинип қалмайду. Баш секретар ши җинпиңниң рәһбәрликидә хитай компартийәсиниң ташқи җәһәттики тәсир кеңәйтиш һәрикити техиму муәссәсәләшти, техника җәһәттин техиму мукәммәлләшти, иғвагәрчилик характери ешип барди. Хитай компартийәси тәшвиқат, сензурилаш вә сахта учур, йәрлик таратқуларни монопол қилиш, тәнқидчиләрни җимиқтуруш, һәмкарлиқ келишими шуниңдәк хитай һөкүмәт ахбарати билән чәтәл таратқулириниң өзара тәрбийәләш курслириға һөддигәр болуш арқилиқ өзиниң йәршари образини техиму күчәйтти”.

Йиғинда “америка-хитай иқтисадий бихәтәрлик комитети” ниң комиссари, кеңәш палата әзаси карте гудвинниң көрситишичә, хитай америка вә башқа дөләтләрдики хитай һөкүмитиниң өктичилиригә тақабил турушта шу дөләтләрниң қанунлиридин пайдиланмақтикән. Карте гудвин мундақ дәйду: “хитай компартийәси үчүн ейтқанда қанун униң ички вә ташқи истратегийәлик нишанлирини ишқа ашурушта пайдилинидиған, униңға капаләтлик қилидиған вә қоғдайдиған қоралдур. Биз униң қанунчилиқ җәһәттики тиришчанлиқлиридин униң заманиви қанунчилиқниң немәтлиридин бәдәлсиз пайдиланмақчи болуватқанлиқини көрүватимиз.”

Карте гудвинниң көрситишичә, хитай америка қанун органлириға өктичилирини яки сиясий рәқиблирини әрз қилип, уларни иқтисади қийинчилиққа патуруп қоюшни бир хил тактика сүпитидә қолланмақтикән. Карте гудвин: “шуңа, аддий бир мисални алсақ, биз нурғун, қанун бойичә әрз қилиш һадисилирини, америкадики хитай өктичилиригә яки сиясий рәқиблиригә қарита сунулған наһәқ әрзләрни көрдуқ. Бу дәва-дәстурларниң елип кәлгән малийә йүки һалқилиқ нуқта. Ақлаш җәряни, дәваниң узириши, дәлил топлашқа кетидиған малийә чиқими буниң ядролуқ нуқтисидур.”

“америка-хитай иқтисадий бихәтәрлик комитети” өзиниң йиллиқ доклатида, америка дөләт мәҗлисигә хитайниң иқтисадий, сода, мәбләғ, қанун, һәрбий, технологийә, гео-сияси вә қиммәт қариши җәһәтләрдә пәйда қиливатқан хирисиға қарита қанун чиқиришни күчәйтиш һәққидә бәзи тәвсийәләрни бәргән.

30 Маддилиқ бу тәвсийә дөләт мәҗлисиниң қанун чиқирип, өктичиләрни хитайниң чегра һалқиған зиянкәшлик һәрикәтлиридин қоғдиши, американиң муһим саһәлиридики хитай мәблиғини тәкшүрүши, американиң хитайға қаритилған йерим өткүзгүч експортидики бошлуқларни етиши, санлиқ мәлумат амбири қуруп, хитай азадлиқ армийиси, хитай истихбарати, бихәтәрлик вә бирликсәп хизмитигә четишлиқ хитай ширкәтлирини ашкарилаш қатарлиқ мәзмунларни өз ичигә алған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.