Уйғур елидә қанунсиз йәр игиливелиш йәрлик партийә әзалириниң имзаси билән пәрдазланмақта
2024.07.25
Йеқинқи мәзгилләрдә ғулҗа байтоқайда вә қумулниң астанә йезисида терилғу йәр вә тоқайлиқларниң қанунсиз тартивелинғанлиқи һәққидә налә-пәрядлиқ шикайәтләр оттуриға чиққан иди.
Телефон зиярәтлиримиз давамида даириләрдин бәзилири бу хил қилмишларниң болуватқанлиқини пүтүнләй инкар қилса, бәзилири йәрлик аһалиләрниң разилиқи билән сетивелинғанлиқини илгири сүргән. Йеқинқи ениқлашлиримиз җәрянида бу “разилиқ” ни кәнт аһалилири яки аһалиләргә вәкиллик қилалайдиған җамаәт әрбаблири әмәс, бәлки вә компартийә вә һөкүмәткә садиқ болған партийә әзалириниң бәргәнлики ашкариланди.
Байтоқай йезисиниң бир әдлийә хадими чиғлиқ йезисидики тоқайлиқларни хитай ширкәтлиригә сатқанда, кәнттики сәккиз нәпәр партийә әзасиниң мақуллуқ имзасини алғанлиқини ашкарилиди. Униң дейишичә, мәзкур кәнттики коллектипқа тәвә болған һәрқандақ йәр, бина яки башқа мүлүкләрни сетишқа тоғра кәлгәндә, әнә шу сәккиз партийә әзасиниң тәстиқи елинған. Мәлум болғинидәк, уйғур елидә компартийә әзалириға диний етиқадтин мәһрум болуштин башқа һөкүмәткә садиқ болуш шәрт қилиниду. Бу шәртләр тәбиий һалда уйғур партийә әзалири билән уйғур җамаити арисида һессият вә иҗтимаий алақә җәһәттин бәлгилик мусапә шәкилләндүргән. Шуңа хитай даирилири елан қилған “диний әсәбийликниң 75 хил аламити” намлиқ қолланмида партийә әзалири билән саламлашмаслиқ, уларни той вә нәзирләргә дәвәт қилмаслиқниму дөләткә қарши бир сиясий мәйдан дәп тонуған вә “әсәбийликниң аламити” қилип бекиткән. Буниңдин мәлум болушичә, хитай даирилири партийә әзалириниң уйғур җәмийитидики етибарсизлиқни билип туруп, улардин кәнт аһалилириниң вәкили сүпитидә пайдилинишни та бүгүнки күнгичә давамлаштурмақта. Мәсилән, йәкән наһийә базиридики сәйлик кәнтиниң коллектипқа аит бир бинаси йеқинда кәнттики партийә әзалириниң мақуллуқи биләнла сетиветилгән.
Заманимиздики кирис хан (Chris Hann), майкил кларк (Michael Clarke) илдико беллер хән (Ildikó Bellér-Hann) қатарлиқ алимларниң тәтқиқат мақалилири, шуниңдәк бәзи ахбарат хәвәрлиридә баян қилинишичә, уйғур елидә қанунсиз йәр игиливелиш районниң ишғалийити билән башланған болуп, буниң ашкарилиниш вә ипадилиниш шәклидила пәрқләр болуп кәлгән. Бу дәсләпки йилларда “йәр ислаһати”, униңдин кейин “зомигәрләргә қарши туруш һәрикити” намида давам қилған болса, йеқинқи йилларда “сотсиялистик йеңи йеза бәрпа қилиш” вә “кона мәһәллиләрниң қияпитини өзгәртиш” намида иҗра болған. Бу иҗраатларда бәзидә хитай өзиниң қораллиқ күчлирини ишқа салса, бәзидә “йәрлик хәлқ әскәрлири” (минбиңлар)ни, бәзидә партийә әзалири вә “төт пешқәдәм” намидики өз янтаяқлирини васитә қилған.
Алақидар хадимларниң ашкарилишичә, , партийә әзалириниң бәзилири бу хилдики “разилиқ имзаси” ни өзлири еришкән бәлгилик шәхсий мәнпәәтлири бәдилигә, йәнә бәзилири җазалиништин қорқуп қойған.