2014-Йилидики “28-июл йәркән елишқу қирғинчилиқи” сәвәби һәққидә йеңи учурлар

Мухбиримиз меһрибан
2020.08.18
xitay-herbiy-manewir-meshiq.jpg Хитай хәлқ азадлиқ армийисиниң қуруқлуқта җәң қилғучи қисминиң әскәрлири байинғолиндики һәрбий мәшиқ базисида мәшиқ қиливатқан көрүнүши. 2016-Йили 21-январ.
REUTERS

2014-Йилдики “28-июл йәркән елишқу қирғинчилиқи” ниң йүз бериш сәвәби һәққидә һазирға қәдәр бирқанчә хил сәвәбләр оттуриға чиққан иди.

Аңлиғучилиримиздин германийәдә ялғуз кишилик намайиш билән тонулған йәркәнлик уйғур паалийәтчи абдулла ариш әпәндиниң билдүрүшичә, 2014-йили 6-айниң ахири, йәни рамизаннниң 1-һәптиси йәркән базири ташйолида йүз бәргән “җамал һаҗим аилисиниң өлүм паҗиәси” ниң йәркән наһийилик һөкүмәт тәрипидин адил бир тәрәп қилинмаслиқи, 7-айниң оттурилири башланған ропаш аялларни тәкшүрүп тутқун қилиш һәрикити вә рамизан һарписида мәсчиттики тәравиһ намизидин әрлири билән бирликтә қайтқан аялларниң кечидә тутқун қилиниши қатарлиқ бир қатар вәқәләр йәркәнниң елишқу, хаңди йезилирида роза һейт һарписида бирла вақитта йүз бәргән қаршилиқ һәрикитигә от пилтиси болған икән.

1. Елишқудики наразилиқниң от пилтиси-җамал һаҗим аилисидики өлүм паҗиәси

Әйни чағда өзиниң йәркәндә икәнликини билдүргән абдулла ариш әпәнди 2014-йили роза һейтниң һарпа күни өзиниң роза һейтни йәкәндики ата-аниси билән биллә өткүзүш үчүн пойиз билән юрти йәркәнгә қайтқан икән. У вәқәдин кейинки 2 һәптини йәркәндә өткүзгәнлики үчүн вәқәниң йүз бериш сәвәби вә даириләрниң бастуруши һәққидә һазирға қәдәр ашкариланмиған бир қисим әһвалларниң һелиһәм хатирисидә икәнликини билдүрди.

Абдулла әпәндиниң билдүрүшичә, у рамзан һарписи, йәни 28-июл күни әтигән үрүмчидин йәркәнгә кәлгән пойиздин чүшүши биләнла, йәркән пойиз истансидики җиддий вәзийәтни көргән. Уни күтүвелиш үчүн кәлгән дадисидин шу күни әтигән саәт 10 ларда елишқу йезисида бастуруш башланғанлиқидин хәвәр тапқан.

У елишқу базиридики уйғур җамаитиниң дәсләпки наразилиқиға сәвәб болған вәқәни, йәни 6-айниң ахирқи күнлири йүз бәргән җамал һаҗим аилисиниң паҗиәсини төвәндикидәк баян қилди:

Әйни чағда маралбиши-йәркән ташйолиниң йәркән бөликиниң ремонт ешлирини һөддигә алған хитай хоҗайин шу күни аяли вә балилирини елип елишқу йезисидики су амбириға ойниғили чиққан. Қайтиш сәпиридә униң хотуни мәст һаләттә машина һәйдигәнлики үчүн икки ешәк һарвисини соққан. Икки һарвиға хотун-балилири олтурғузуп базардики содилиқтин қайтқан җамал һаҗи аилисидин икки аял, бир оғул үч адәм вә қорсақтики һамилә болуп җәмий бәш адәм қаза қилған. Нәқ мәйданға кәлгән уйғурлар хитай хоҗайин вә униң аялини бағливалған. Әмма йәркәнниң шу чағдики һакими әхәт сайит нәқ мәйданға чиқип, хәлққә қаза қилғанларниң мийитини дәпнә қиливетишини, һөкимәтниң вәқәни адил бир тәрәп қилидиғанлиқини билдүрүп, хитай хоҗайин вә униң аялини елип кәткән. Кейин даириләр җамал һаҗим аилисидин өлгүчиләрниң адәм бешиға 20 миңдин 30 миңғичә төләм берилидиғанлиқини ейтип, хитай җоҗайин вә униң аялини қоювәткән. Әмма елишқудики уйғур җамаити төләм пулиниң адил болмиғанлиқини оттуриға қоюп, мийитни дәпнә қилишни рәт қилған. Әтиси мейит пурашқа башлиған. Бу чағда һөкүмәт сақчи орунлаштуруп, наразилиқ билдүрүштә баш болғанларни қолға елип, мийитни мәҗбурий дәпнә қилдурған. Җамал һаҗим аилисиниң хун дәвасида йәркән даирилириниң хитай хоҗайинға ян бесиши җамаәтни қаттиқ нарази қилған болсиму, әмма бесим сәвәбидин җамаәт аччиқини вақтинчә ичигә ютушқа мәҗбур болған. Әмма рамазанниң оттурилирида башланған йезилиқ чарлаш әтритиниң ропаш аялларни тәкшүрүп ениқлаш һәрикити вә рамизан һарписида йүз бәргән тәрәви намизидин янған аялларни тутқун қилиш вәқәси елишқу вә хаңди йезилиридики қаршилиқ һәрикитиниң йүз беришигә от пилтиси болған.

2. Йезилиқ чарлаш әтритиниң ропаш аялларни тәкшүрүши вә тәрәви намизидин янған аялларни тутқун қилиш вәқәси

Абдулла әпәнди йәнә 2014-йили роза һейт мәзгилидә йәркәндики уруқ-туғқанлири вә сақчи орунлирида ишләйдиған тонушлардин йезилиқ чарлаш әтритиниң ропаш аялларни тәкшүрүш һәрикити вә замазанлиқ тәрәви намизидин янған аялларни тутқун қилиш вәқәсиниң тәпсилатлирини аңлиған. У бу вәқәләрниң йәркәнниң елишқу вә хаңди йезилирида җамаәтниң наразилиқини күчәйтип, қаршилиқ һәрикитиниң йүз беришигә сәвәб болғанлиқини баян қилди.

Абдулла әпәндиниң билдүрүшичә, рамазанниң ахирқи күнлиридә елишқу, хаңди йезилириниң түгмән беши, тирәкләңгәр, ночи қатарлиқ кәнтлиридики җамаәт ночи йезисидики мәсчиттә рамаанлиқ тәрәви намизи оқуған. Намаздин кейин әрлири билән бирликтә мәсчиттин қайтқан аяллар йезилиқ һөкүмәтниң чарлаш әтрити тәрипидин тосувелинған. Улар ропаш аялларни тәкшүрүш баһанисидә тутқун қилған. Бу аялларниң әрлири тутқун қилинған аялларни қоюп беришни тәләп қилип йезилиқ сақчиханиға барғанда рәт қилишқа учриған. Нәтиҗидә ғәзәпләнгән җамаәт шу кечиси деһқанчилиқ сайманлири билән йезилиқ сақчиханиға һуҗум қилған. Тоқунушта бир қисим сақчилар вә кадирлар өлгән. Шу кечиси сақчихана җамаәт тәрипидин ишғал қилинип, аяллар қутқузивилинған. Әтиси әтигәнлик бамдат намизида бу вәқәдин хәвәрдар болған йәркәннниң елишқу, хаңди йезилиридики җамаәт елишқу йеза ночи кәнт мәсчитиниң 35 яшлиқ имами нурмуһәммәд мамут қариминиң башчилиқида қозғилип, маралбиши-йәркән ташйолиниң елишқу базири еғизидики бөликини тосувалған. Шу күни хәлқниң өзлүкидин тәшкилләнгән бир мәйдан қаршилиқ көрситиш һәрикити башланған. Җамаәт йәнә вәқәни ениқлаш үчүн кәлгән йәркән базарлиқ һөкүмәт башлиқи қатарлиқ бир қанчә нәпәр хитай һөкүмәт кадирлирини тутқун қилип, гөрөгә еливалған. Шуниңдин кейин улар һөкүмәт тәрипидин вәқәни бастурушқа әвәтилгән қораллиқ сақчилар билән бирқанчә күн тиркәшкән икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.