“йәттису уйғур музика мәктипи” 4-оқуш йилини мувәппәқийәтлик башлиди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.09.05
Yettisu-Uyghur-Muzika-Mektiwi.jpg “йәттису уйғур музика мәктипи” ниң бир қисим оқуғучи вә оқутқучилири. 2019-Йили авғуст. Қазақистан.
Social Media

Бундин 3 йил муқәддәм “йәттису уйғур музика мәктипи” намидики музикилиқ тәрбийә курси, әнглийә агахан фондиниң ярдими билән қазақистанниң алмута вилайити байсейт йезисида қурулғаниди. Йәттису уйғур музика мәктипидә тәрбийиләнгән икки уйғур оқуғучи бу йил қазақистан чайковиски музика институтиға қобул қилинғаникән. Шундақла йеңи оқуш мәвсүмидә йәттису уйғур музика мәктипигә йеңидин йәнә 20 оқуғучи қобул қилинған болуп, улар уйғур музика вә усул курслирида һәқсиз тәрбийәлиниду. Йәттису уйғур музика мәктипиниң утуқлирини мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиған программидин аңлаймиз.

Баш штаби әнглийәдики агахан музика фондиниң ярдими билән 2016-йили сентәбирдә дәсләп қазақистан алмута вилайитиниң байсейт йезисидики қурулған “йәттису уйғур музика мәктипи”, 6яштин 11 яшқичә болған 30 нәпәр башланғуч мәктәптики уйғур балиларни қобул қилип тәрбийәлигән болса, иккинчи йилидин башлап, ғәйрәт йезисидики оттура мәктәпкә йөткәлгән. Бу мәктәпниң бу йилқи музикилиқ оқутуш программисиниң йеңи оқутуш мәвсумида миллий саз вә усул курслириға йәнә 20 оқуғучи қобул қилинған. 

Мәзкур музика мәктипиниң қурулушиға биваситә күч чиқарған лондондики мустәқил тәтқиқатчи әзиз әйса әпәнди вә униң ханими уйғур музика тәтқиқатчиси доктор рачәл харрис ханимлар, ғәйрәт оттура мәктипидә тәсис қилинған “йәттису музика мәктипи” намидики сәнәт тәрбийә программисиниң нәтиҗилирини көздин кәчүрүш үчүн йеқинқи күнләрдә ғәйрәт йезисида мәхсус зиярәттә болған. 27-Авғуст “йәттису уйғур музика мәктипи” ниң оқуғучилири уларға өзлири өгәнгән муқам вә уйғур миллий музикилири һәм усуллирини көрситип бәргән.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған йәттису уйғур музика мәктипиниң ярдәмчи оқутқучилиридин клара ханим, оқуғучиларниң тәтил вақти болушиға қаримай, тәкшүрүш гурупписини интайин қизғин қарши алғанлиқини вә қисқа вақит ичидә тәйярлиқ қилип консерт көрсәткәнликини сөзләп бәрди:

Ғәйрәт йезилиқ оттура мәктәпкә тәсис қилинған “йәттису уйғур музика мәктипи” ниң мудири дилмурат әпәнди, мәктәпниң бәзи оқуғучилири 3 йиллиқ музика курсида тәрбийәлинип оқушлирини пүттүргән болса, йеңидин йәнә оқуғучиларниң тизимлатқанлиқини, әмма чалғу әсвабларниң йетишмәсликидәк қийинчилиқлар сәвәблик, оқуғучилар санини мәлум чәктә контрол қилип келиватқанлиқини билдүрди. 

Қазақистанда зиярәттә болуватқан әзиз әйса әпәнди телефон зияритимизни қобул қилип, һазир оқуғучиларға пешқәдәм тәҗрибилик кәспий сәнәт оқутқучилиридин башқа алмута нур музика мәктипиниң кәспий оқутқучилириму келип, саттар, дутар, тәмбүр, дап қатарлиқ сазларни челишни, уйғур муқамлирини йәниму кәспий сәвийәдә оқушни өгитиватқанлиқини билдүрди. 

Әзиз әпәнди йәнә, балиларниң муқам вә уйғур хәлқ музикилирини мукәммәл чалидиған сәвийәдә өгәнгәнлики, уйғур чалғулирини өгиниватқан қиз оқуғучиларниң көпәйгәнлики, қазақ оқуғучиларниңму курсқа қатнашқанлиқи, бу курсларда музика тәрбийиси алған оқуғучилардин икки оқуғучиниң алмутадики чайковиски музика институтиға қобул қилинғанлиқи қатарлиқларни “йәттису уйғур музика мәктипи” ниң хушаллинарлиқ утуқлири дәп тонуштурди.

“йәттису уйғур музика мәктипи” қазақистанниң уйғурлар әң зич олтурақлашқан алмута вилайитиниң байсейт, ғәйрәт, қараторуқ, малвай дегәндәк чәт йезилиридики уйғур яш өсмүрлиригә уйғур чалғу әсваблири, уйғур муқам вә нахшилири һәм усуллирини өгитидиған тунҗи һәқсиз музика мәктипи болуп, бу мәктәпниң қурулушиниң әһмийити һәққидә әзиз әпәнди көз қарашлирини баян қилди. У: “йәттису уйғур музика мәктипи ялғуз бу йезилардики уйғур музика әсваблирини тутупму һәтта көрүпту бақмиған балилар үчүн, уйғур музика әсваблирини өгинидиған, өзиниң музика мәдәнийитини чүшинидиған, музика җәһәттин һәқсиз тәрбийәлинидиған шундақла кәлгүсигә көп пурсәтләрни яритидиған бир мәктәп. Бу мәктәпниң уйғур кимлики, уйғур сәнити вә музика мәдәнийитиниң варислирини йетиштүрүштә рол ойнайдиғанлиқиға ишинимиз” дәйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.