Мәркизий явро -асия тәтқиқат җәмийитиниң йиғини мичиган дөләт университетида башланди
2010.10.29
Йиғин мичиган университетиниң келлог конференсийә мәркизидә башланған болуп, буниңға америка қошма штатлири, явропа, русийә, оттура асия вә кавказийә , японийә , австралийә һәм башқа әлләрдин кәлгән мәхсус явро- асия мәсилилири тәтқиқати билән шуғуллинидиған мутәхәссисләр, алимлар иштирак қилди.
Бу йилқи мәркизий явро-асия тәтқиқат җәмийитиниң муһакимә йиғинниң көлими бир қәдәр кәң болуп, 45 муһакимә мәйдани тәсис қилинған. Һәр бир муһакимә мәйдани мәркизий явро-асиядики әлләр, милләтләрниң тарихи, тили, мәдәнийити, һазирқи замандики түрлүк сиясий, иҗтимаий-иқтисадий, җуғрапийиви-сиясий һәм башқа бир қатар кәң мәсилилиригә беғишланған болуп, һәр бир муһакимә мәйданида тәхминән 3-4 мутәхәссис өз доклатлирини оқуп өтиду.
Мәркизий явро-асия тәтқиқати дейилгәндә ,'униң җуғрапийилик даириси наһайити кәң бир тема болуп, буниңға шәрқтә, моңғулийә вә уйғур елидин тартип, ғәрбтә кавказийә, русийиниң волга-урал бойлиридики татаристан, башқуртистан җумһурийәтлирини өз ичигә алған кәң даирә кириду.
Мәркизий асия бу тәтқиқаттики гәвдилик район болуп, уйғур әли, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, таҗикистан, түркмәнистан, әзәрбәйҗан қатарлиқ әлләрниң тарихи,'етник, сиясий-иқтисадий, иҗтимаий, тәрәққият җәрянлири, районниң хәлқаралиқ сиясий вәзийити һәм истратегийилик амиллири бу қетимқи йиғинниң муһим темилири сүпитидә орун алған. Мәсилән, қазақистан мәсилилири бойичә 4 муһакимә мәйдани, қирғизистан һәққидә икки мәйдан тәсис қилинған болуп, бу йил 6-айда ошта йүз бәргән өзбекләр билән қирғизлар арисидики етник тоқунушқа аит мәсилиләр муһим диққәтни тартип, мәхсус юмулап үстәл темиси сүпитидә муһакимигә қоюлди.
Бу қетимқи илмий муһакимә йиғинида мәхсус уйғурлар темисиғиму алаһидә орун берилгән болуп, 20-әсирниң дәсләпки йеримидики уйғур тарихи мәсилилири һәққидә бир муһакимә мәйдани, уйғурларниң һазирқи милләтпәрвәрлик , сиясий вә мәдәнийәт мәсилилири бойичә айрим муһакимә мәйдани тәсис қилинғандин башқа йәнә үч нәпәр мутәхәсиси башқа муһакимә сорунлирида өзлириниң уйғур ели вә уйғурлар һәққидики доклатлирини оқуп өтиду.
Мәркизий явро-асия тәтқиқат җәмийитиниң 29-числадики муһакимә сорунлирида миами университетиниң профессори станлий топис уйғур елиниң сиясий җуғрапийиси мәсилилири һәққидә илмий доклат бәрди.
Доктор топис мәзкур доклатида уйғур елиниң сиясий җуғрапийиси, нопус, милләт тәркиби һәм тарқилиш әһваллири һәққидә тохталғанидин кийин, мәзкур районниң 1949-йили хитай компартийиси ишғалийити астиға киргәндин кейинки һакимийәт түзүлмиси, хитайниң районни идарә қилиштики һоқуқ тәқсимати, гәрчә аптоном район һоқуқи бәрсиму, аптоном районниң рәислик вәзиписигә уйғурларни тәйинлисиму, лекин компартийә секритарилиқ вәзиписигә пүтүнләй хитайларни қоюватқанлиқи, уйғур аптоном районидики әмәлий һоқуқниң хитай-партийә секритарлириниң қолида икәнликини шәрһлиди.
У, йәнә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң уйғурларниң һоқуқлириниң вәкили сүпитидә хитайдики бу һакимийәт тәңсизликлирини тәнқид қиливатқанлиқини, 1990-йилидин буян таки өткән йилидики урумчи вәқәсигичә болған асаслиқ наразилиқ һәрикәтлирини көрситип өтти.
Нәв ориланд шәһиридики лоял университетиниң оқутқучиси, уйғуршунас доктор раян тум болса, уйғур елидики нәшриятчилиқ ишлириниң тарихи һәққидә тохтилип, 1910-йилидин 1949-йилиғичә болған арилиқта уйғур елидә бйсилған гезитләр вә журналлар җүмлидин 1933-1934-йиллиридики шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң " шәрқий түркистан һәптилик гезити" вә униңдин кейинки " йеңи һаят" һәм башқа бир қатар гезит- журналлар һәм буларниң нәшриятчилиқ техника сүпити вә башқа мәсилиләр һәққидә мәлумат бәрди.
Мәркизий явро-асия тәтқиқат җәмийитиниң бу қетимқи муһакимә йиғиниға америкиниң тонулған уйғуршунаслиридин профессор җәмис милливард, шон робертс, станлий топс вә башқиларму қатнишип, өзлириниң түрлүк муһакимилирини оттуриға қойди.
Мәркизий явро-асия тәтқиқат җәмийитиниң йиллиқ йиғини һәр йили америкидики бир университетниң зиммисигә елиш билән откүзүлиду. Бирақ өткән йили, бу йиғин канаданиң торонто шәһиридә откүзүлгән һәмдә 5-июл үрүмчи вәқәсини асас қилған уйғурларниң нөвәттики җиддий вәзийити асаслиқ муһакимә темилири қатаридин орун алған иди.