Истанбулда сүйқәсткә учириған йүсүпҗан әмәтниң паләч болуп қелиш еһтимали бар икән

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2020.11.23
yusupjan-emet-dozturxanida-1.jpg Радийомиз зияритини қобул қилған вә өзиниң хитайниң сабиқ алаһидә хадими икәнликини илгири сүргән, һазир истанбулда қораллиқ һуҗумға учриған йүсүпҗан әмәт дохтурханида. 2020-Йили 23-ноябир, түркийә.
RFA/Arslan

Йүсүпҗан әмәт 2-ноябир кечидә истанбулниң авҗилар дегән районида намәлум киши яки кишиләр тәрипидин оқ етилип еғир яриланған иди. 11-Айниң 5-күни йерим кечидә униң әһвали туюқсиз еғирлишип, җиддий қутқузуш бөлүмигә елинған. Бир һәптә җиддий қутқузушта даваланғандин кейин, униң әһвали яхшилинип биринчи дәриҗилик җидди қутқузуштин өтүп тәдриҗий һалда яхшилинишқа қарап йүзлиниватқанлиқи билдүрүлмәктә.

Биз бу һәқтә шәхсән йүсүпҗанниң өзини зиярәт қилип, униң билән сөһбәт елип беришни тәләп қилдуқ. Әмма дохтурлар тәлипимизни қобул қилмиди вә җиддий қутқузүш бөлүмигә киришкә рухсәт йоқлуқини билдүрди.

Биз бу һәқтә толуқ мәлуматқа игә болуш үчүн йүсүпҗанға йеқиндин көңүл бөлүп униң һалидин хәвәр еливатқан “шәрқий түркистан кишилик һоқуқни көзитиш җәмйити” баш катипи доктурант нуриддин избасар билән сөһбәт елип бардуқ.

Нуриддин әпәнди йүсүпҗанниң 11-айниң 5-күни җиддий қутқузуш бөлүмигә елип кирилип биринчи дәриҗилик җиддий қутқузушта даваланғанлиқини, бир һәптидин буян әһвали аста-аста яхшилинип, җиддий қутқузүштин өтүп кәткәнликини билдүрди.

Нуриддин әпәнди йүсүпҗанниң бир һәптидин буян биринчи дәриҗилик җиддий қутқузушта давалинишиниң ахирлашқанлиқини вә нормал дәриҗилик балнитсаға йөткилиши керәкликини, бирақ корона вируси билән юқумланғучиларниң көпийип кәткәнлики сәвәбидин һәм йүсүпҗанниң корона вируси билән юқумлинип қалмаслиқини көздә тутуп, дохтурлар йүсүпҗанни өйгә йөткәшни билдүргәнликини ейтти.

Нуриддин избасар әпәнди һазир коруна вируси билән юқумланғучиларниң көпликидин йүсүпҗанни башқа дохтурханилириниңму қобул қилиш имканийити йоқлуқини, шуниң үчүн дөләтниң мушундақ кесәлләрни бақидиған мәхсус орунлириға қобул қилдүрүш үчүн мунасивәтлик идарә-органлар билән көрүшүп йол меңиватқанлиқини билдүрди.

Нуриддин избасар әпәнди йүсүпҗанниң саламәтлик әһвали тоғрисида тохтилип мундақ деди: “йүсүпҗанниң әһвали еғир, бойниниң асти тәрәп ишлимәйду, һәрикәт қилалмайду, дохтурлар униң буниңдин кейин һәрикәт қилалмайдиғанлиқини, йол йүрәлмәйдиғанлиқини, нәпәс елиш үскүнисигә тайинип яшайдиғанлиқини билдүрди. Шуниң үчүн биз дөләтниң бу хил кесәлләрни беқиш өйлиригә қобул қилдүрүш үчүн мунасивәтлик идарә-органлар билән көрүшүп йол меңиватимиз.”

Һәммимизгә мәлум болғандәк, йүсүпҗан 2-ноябир кечидә истанбулниң авҗилар дегән районидики достиниң өйиниң алидида намәлум киши яки кишиләр тәрипидин қураллиқ сүйиқәсткә учрап еғир яриланған иди. Нуриддин избасар әпәндиниң билдүрүшичә, сақчилар атқучини тутқан яки туталмиғанлиқи тоғрисида техичә мәлумат бәрмигән. Бирақ нуриддин әпәнди бу һәқтә сақчилар вә ичкий ишлар идариси билән көрүшүп туруватқанлиқини, сақчиларниң вәқәни тәкшүрүп җинайәт гумандарлирини тутуш үчүн һәрикәт қиливатқанлиқини илгири сүрди.

Җанабий аллаһтин йүсүпҗанниң саламәтликиниң пат пурсәттә яхши болуп кетиши үчүн дуа қилимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.