Зилалә мәмәт: “инсанлар үч милйон уйғурниң әмгики вә қениниң бизгә тутишидиғанлиқини билиши керәк!”

Вашингтондин мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиди
2024.08.02
zilale-enver-memet Америкидики даңлиқ алий мәктәпләрдин болған ню-йорк шитатидики корнел (Cornell) университетида өткүзүлгән TEDxCornell йиғинида уйғур қизи зилалә мәмәт “қәпәсләнгән қушниң наваси: әслиминиң исяни” темисидики нутқини сөзлимәктә. 2024-Йили 27-апрел.
Photo: RFA

2024-Йиллиқ TEDxCornell йиғинида “қәпәсләнгән қушниң наваси: әслиминиң исяни” темисидики нутқини “бүгүнки дуняда кимликимниң өзи бир җинайәт. Шундақ, уйғур болуш җинайәт! бу җинайәт сәвәблик мән еғир бәдәл төлидим” дегән ихчам баянлири билән башлиған зилалә мәмәт тамашибинларниң диққитини тездин өзигә мәркәзләштүргән иди. Униң тамашибинларға қарап “үч милйон адәмниң қени вә әмгики бизгә тутишиду. Әмма зиянкәшликкә учриғучиларниң ким икәнликини биләмсиз? бу ирқий қирғинчилиқ 10 йилға йеқин давамлашти, бу ахирқи қетим қачан хәвәр қилинди?” дегән күчлүк соаллири болса уларни техиму қизиқтурған.

Зилалә җиддий еқим мәсилилири сүпитидә дуняниң диққитини тартқан уйғур қирғинчилиқиниң нөвәттә тәдриҗий унтулуватқанлиқиниң сәвәблирини чүшәндүрүш арқилиқ, йәнила уйғур ирқи қирғинчилиқиға әһмийәт бәрмәйватқан кишиләргә бу мәсилини техиму чоңқур чүшинишкә пурсәт берип сөзини мундақ давам етиду.

“бу тасадипийлиқму әмәс! уйғур қирғинчилиқи башланғандин буян, хитай һөкүмити уйғур хәлқи учраватқан қирғинчилиқ тоғрисидики һәр қандақ учурни бастуруп кәлди. Гәрчә шәрқий түркистандики җаза лагерлири нәччә милға созулған вә сани нәччә йүзгә йәткән болсиму, бу һәқтики сүрәтләр наһайити аз, синлар асасән йоқ дейәрлик. Уйғур қирғинчилиқи сүкүт вә қараңғулуқта йүз бериватқан бир киризистур.”

Зилаләниң қаришичә, инсанлар пәқәт көз билән көрәлигән шәйи вә һадисигә, шуниңдәк тәсвирләргә ишинишкә адәтләнгән. Шуңа уйғур елидә йүз бериватқан ирқи қирғинчилиқниң җәрянлирини сүрәтләп беридиған җанлиқ сүрәтләр вә уни җәзмләштүридиған “испатлар” болмиған әһвалда, униң нуқтилиқ мәсилә сүпитидә заманиви таратқуларниң диққитини давамлиқ тутуп туруши қийинға чүшмәктә. Йәнә бир яқтин инсанларниң “өзи көрмигән” бу қирғинчилиқни тәсәввур қилалмаслиқи вә һес қилалмаслиқи түпәйлидин 10 йилға йеқин давамлашқан уйғур қирғинчилиқи бүгүнгә кәлгәндә унтулушқа башлиған. У бу һәқтә тохтилип “2024-йилиға кәлгәндә уйғур қирғинчилиқиниң мәвҗутлуқини инкар қилиш омумлишип қалди. Биз зиянкәшликкә учриғучиларниң исимлирини әстә тутушқа тиришқанни һесабқа алмиғанда уларниң зиянкәшликкә учриғанлиқини инкар қилиш дәриҗисигә берип йәттуқ” дегән.

Зилалә өз нутқида 2022-йили уйғур ирқий қирғинчилиқиниң җанлиқ картиниси сүпитидә дуняға ашкара болған “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” намидики ички архипларни бир қанчә қетим мисал алиду. Бу һөҗҗәтләр хитай һөкүмити лагерға қамиған 3000 ға йеқин тутқунниң фото сүрити, кимлик мәлуматлири вә тутқун қилиниш сәвәби йәр алған зор һәҗимлик архип болуп, буниңда хатириләнгән әң яш тутқун 15 яш, әң кичик тутқун аран алтә яшлиқ бала, әң чоңи 75 яшлиқ момай иди. Шундақ болғанлиқи үчүн бу һөҗҗәтләр хитай һөкүмитиниң 21-әсирдә уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқиниң әң җанлиқ испати болуп қалғаниди. Мутәхәссисләрму “‛шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири‚ ниң ашкарилиниши лагерлардики мәвһум рәқәмни адәмгә айландурди” дәп баһалар бәргәниди.

Муһаҗирәттики уйғурларниң бәзилири уйғур ирқий қирғинчилиқини испатлашта муһим рол ойниған бу һөҗҗәтләрдики сүрәтләр ичидин өзлириниң йиллап алақә қилалмайватқан яки из-дерикини алалмайватқан уруқ-туғқанлирини тапқан иди. Һөҗҗәт ашкариланған күни кәчқурун зилаләму дадиси әнвәр мәмәт билән мурәккәп һессият ичидә миңлиған сүрәтләр ичидин дадисиниң қәшқәр конашәһәрдики нәврә сиңлиси арзугүл абдуреһимниң лагерда икәнликидин хәвәр тапқан.

Инсанларниң ойғинишиға бир вәқә, һәтта бәзидә бир сүрәт вә яки бир сөз сәвәб болуп қалиду. Уйғурлуқ сөйгүси вә уйғурлуқ роһи билән йетиливатқан зилалә зияритимиз җәрянида өзини уйғурларниң авази болушқа йетәклигән күчниң дәл “өзи вә аилисиниң бу ирқи қирғинчилиқта васитилик қурбанлардин болуп қелиш” икәнликини әсләп өтти.

Зилаләниң радийомизға билдүрүшичә, дадисиниң тоққузақтики нәврә сиңлиси, һазир 45 яшлар чамисидики оқутқучи арзугүл абдуреһимниң ақивити һәққидә һазирғичә ишәнчлик хәвәр йоқ икән. Зилалә нутқида уни алаһидә әсләш арқилиқ, хәлқара җамаәтни арзугүлгә охшаш лагерларға бигунаһ қамалған уйғурларни унтуп қалмаслиққа вә тәдбир қоллинип уларниң әркинликкә чиқишиға түрткә болушини арзу қилидиғанлиқиниму ипадилигән.

Зилалә нутқида шәхсий һекайилири, азаб вә изтираплиридин башқа йәнә уйғурларниң һеч заман бу қирғинчилиқни унтумайдиғанлиқи вә унтулдурмайдиғанлиқини, уйғурларниң әркинлик арзусидин вә чүшәнчисидин һәргиз ваз кәчмәйдиғанлиқини кәскинлик билән ипадилигән. У бу һәқтә сөз болғанда “хитай һөкүмити ялғуз уйғурларға уруш ечипла қалмастин, йәнә уларниң әслимә вә хатирилиригиму уруш ачти” дейиш арқилиқ хитайниң һазир пүтүн күчи билән дуняниңму уйғурларни унтуши һәмдә қирғинчилиқ һәққидики әслимиләрни ялған тәшвиқатлири арқилиқ йоқ қилишқа һәрикәт қиливатқанлиқини, шуңа хитайниң ирқи қирғинчилиқ җинайәтлирини инкар қилмақчи болуватқанлиқидин агаһ болуш лазимлиқини тәкитлиди.

У мушуниңға улапла дуняниң сүкүт қилиши сәвәблик хитайниң бу рәзил мәқсәтлирини ишқа ашуруватқанлиқини, инсанларниң әмди ойғинидиған вә һәрикәт қилидиған вақти кәлгәнликини, буниң ахирқи һесабта йәнила инсанларниң қандақ инкас қайтурушиға бағлиқ икәнликини җәсуранә оттуриға қойди. Униң әслимилириниң исяни дәл униң ахирдики хитабида әкс етиду. У сөзини мундақ җүмлиләр билән тамамлайду: “қандақла болмисун, әстә сақлишиңизни сораймән. Чүнки мушу дәқиқиләрдиму, әстә тутуш қабилийитиңизниң өзи бир түрлүк қаршилиқтур. Өтмүшни өзгәртишкә илаҗисизмиз, әмма кәлгүси бизниң вә дуняниң қолида!”

Корнел университети ню-йорк шитатидики даңлиқ онверстетлардин бири. Бу мәктәптә һәр йили бир қетим өткүзүлидиған корнел TEDx йиғини болса, әң әһмийәт беришкә тегишлик дуняви мәсилиләрни ортақлишидиған, шундақла кишиләрниң бу һәқтики тонушини өстүридиған даңлиқ мунбәр һесаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.