Алмутада даңлиқ сәнәткар зиннәтгүл әкбәрова хатириләнди

Алмутадин ихтиярий мухбиримиз ойған тәйярлиди
2025.01.29
zinnetgul-ekberowa-90-1

Даңлиқ сәнәткар зиннәтгүл әкбәрованиң 90 йиллиқ тәвәллутиға беғишланған хатирә кечиликидин көрүнүш. 2025-Йил 28-январ, алмута. RFA/Oyghan

zinnetgul-ekberowa-90-2

Даңлиқ сәнәткар зиннәтгүл әкбәрованиң 90 йиллиқ тәвәллутиға беғишланған хатирә кечиликидин көрүнүш. 2025-Йил 28-январ, алмута. RFA/Oyghan

zinnetgul-ekberowa-90-3

Даңлиқ сәнәткар зиннәтгүл әкбәрованиң 90 йиллиқ тәвәллутиға беғишланған хатирә кечиликидин көрүнүш. 2025-Йил 28-январ, алмута. RFA/Oyghan

zinnetgul-ekberowa-90-4

Даңлиқ сәнәткар зиннәтгүл әкбәрованиң 90 йиллиқ тәвәллутиға беғишланған хатирә кечиликидин көрүнүш. 2025-Йил 28-январ, алмута. RFA/Oyghan

zinnetgul-ekberowa-90-5

Даңлиқ сәнәткар зиннәтгүл әкбәрованиң 90 йиллиқ тәвәллутиға беғишланған хатирә кечиликидин көрүнүш. 2025-Йил 28-январ, алмута. RFA/Oyghan

zinnetgul-ekberowa-90-6

Даңлиқ сәнәткар зиннәтгүл әкбәрованиң 90 йиллиқ тәвәллутиға беғишланған хатирә кечиликидин көрүнүш. 2025-Йил 28-январ, алмута. RFA/Oyghan

zinnetgul-ekberowa-90-7

Даңлиқ сәнәткар зиннәтгүл әкбәрованиң 90 йиллиқ тәвәллутиға беғишланған хатирә кечиликидин көрүнүш. 2025-Йил 28-январ, алмута. RFA/Oyghan

zinnetgul-ekberowa-90-8

Даңлиқ сәнәткар зиннәтгүл әкбәрованиң 90 йиллиқ тәвәллутиға беғишланған хатирә кечиликидин көрүнүш. 2025-Йил 28-январ, алмута. RFA/Oyghan

zinnetgul-ekberowa-90-9

Даңлиқ сәнәткар зиннәтгүл әкбәрованиң 90 йиллиқ тәвәллутиға беғишланған хатирә кечиликидин көрүнүш. 2025-Йил 28-январ, алмута. RFA/Oyghan

zinnetgul-ekberowa-90-10

Даңлиқ сәнәткар зиннәтгүл әкбәрованиң 90 йиллиқ тәвәллутиға беғишланған хатирә кечиликидин көрүнүш. 2025-Йил 28-январ, алмута. RFA/Oyghan

zinnetgul-ekberowa-90-11

Даңлиқ сәнәткар зиннәтгүл әкбәрованиң 90 йиллиқ тәвәллутиға беғишланған хатирә кечиликидин көрүнүш. 2025-Йил 28-январ, алмута. RFA/Oyghan

zinnetgul-ekberowa-90-12

Даңлиқ сәнәткар зиннәтгүл әкбәрованиң 90 йиллиқ тәвәллутиға беғишланған хатирә кечиликидин көрүнүш. 2025-Йил 28-январ, алмута. RFA/Oyghan

zinnetgul-ekberowa-90-13

Даңлиқ сәнәткар зиннәтгүл әкбәрованиң 90 йиллиқ тәвәллутиға беғишланған хатирә кечиликидин көрүнүш. 2025-Йил 28-январ, алмута. RFA/Oyghan

zinnetgul-ekberowa-90-14

Даңлиқ сәнәткар зиннәтгүл әкбәрованиң 90 йиллиқ тәвәллутиға беғишланған хатирә кечиликидин көрүнүш. 2025-Йил 28-январ, алмута. RFA/Oyghan

zinnetgul-ekberowa-90-15

Даңлиқ сәнәткар зиннәтгүл әкбәрованиң 90 йиллиқ тәвәллутиға беғишланған хатирә кечиликидин көрүнүш. 2025-Йил 28-январ, алмута. RFA/Oyghan

28-январ күни алмута шәһиридики қуддус ғоҗамяроф намидики дөләт академийәлик уйғур музика-комедийә тиятирида қазақистанниң хәлқ артиси зиннәтгүл әкбәрованиң 90 йиллиқ тәвәллутиға беғишланған хатирә кечилики өткүзүлди. Униң сенарийәсини уйғур тиятири әдәбият бөлүминиң башлиқи, “қурмет” ордениниң саһиби гүлбаһар насирова тәйярлиған болуп, режиссор бәхитҗан авдуноф сәһниләштүргән.

Зиннәтгүл әкбәрова 1935-йили қазақистанниң һазирқи йәттәсу вилайитиниң яркәнт шәһиридә дуняға кәлгән. 1955-Йили селезнйеф намидики алмута уссул мәктипини тамамлап, дәсләптә уйғур тиятирида балет артиси, андин нахшичи болуп ишлигән. У шуниңдәк уйғур тиятири қармиқидики “нава” ансамбилиниң йетәкчи нахшичиси болған. Кейинки йилларда у “анархан”, “ғерип-сәнәм”, “нузугум”, “таһир-зөһрә”, “аршин малалан”, “майсариниң иши” қатарлиқ көплигән музикилиқ дирамиларда баш қәһриманларниң образлирини яратқан. Зиннәтгүл әкбәрова “қиз җибәк”, “өмәр муһәммәди”, “бир яз, бир қиш”, “шәнбә күни-тойға” қатарлиқ сәһнә әсәрлиридиму түрлүк характерләрни көрситиш арқилиқ, тамашибинларниң алқишиға сазавәр болған.

Дәсләптә зиннәтгүл әкбәрованиң һаятидин елинған көрүнүшләрни өз ичигә алған видейо филим көрситилди. Риясәтчиләр, униң балилиқ чеғиниң 1941-йили башланған совет-герман уруши йиллириға тоғра келип, көплигән азабларни бешидин тартқанлиқини, ата-анисиниң изини бесип, келәчикини сәнәттин тапқанлиқини баян қилди.

Мәзкур кечиликтә яш сәнәткарлар луиза розахунова, дилназ қавдунова, варисҗан абдуллайефлар әйни вақитларда зиннәтгүл әкбәрова яратқан әнә шу образларни қайта сәһнигә елип чиқти. Униңда сөзгә чиққан уйғур тиятириниң тонулған артислиридин алимҗан әйсайеф, қазақистанниң хизмәт көрсәткән әрбаби пәрһат давутоф, қазақистанниң хизмәт көрсәткән артиси рәйһангүл мәхпирова, шуниңдәк мәрһумниң уруқ-туғқанлиридин қазақистанниң хизмәт көрсәткән әрбаблири әнвәр әкбәроф вә алимҗан әкбәрофлар уйғур тиятириниң өтмүш тарихи вә бүгүнки һаяти, атақлиқ артисларниң, шу җүмлидин зиннәтгүл әкбәрованиң уйғур миллий сәнитиниң раваҗлинишиға қошқа төһписи һәм инсаний хисләтлири һәққидә өз әслимилирини оттуриға қоюп, мурасимға кәлгән барлиқ меһманларға миннәтдарлиқини билдүрди вә тәйярлап кәлгән нахша номурлирини тамашибинлар диққитигә сазавәр қилди.

Мурасимда нутуқ сөзлигән алимҗан әйсайеф мундақ деди: “1964-йили тиятир тарихида биринчи болуп икки йиллиқ кино артислирини тәйярлайдиған курс ечилди. Шуниңға 15 бала имтиһан тапшуруп, тиятирға кәлдуқ. 1-Өктәбир күни тиятирниң ишикини ечип, кирдуқ. Биз тиятирда оқудуқ. Оқуш билән тәрбийәни биргә елип маңдуқ. Шу күндин башлап мән мушу йәрдә ишлидим, дәп һесаблаймән. Биз бурун арман қилған артислар иди. Қешида бир дәм олтурсақ, гәплирини аңлисақ дәйттуқ. Мана шу күндин башлап мениң улуғ арзу-арманлирим әмәлгә ашти”.

Алимҗан әйсайеф йәнә зиннәтгүл әкбәрованиң 100 дин ошуқ образларни яритип, тамашибинларға тез арида тонулуп кәткәнликини, көплигән сәпәрләрдә биргә болуп, униң хәлқ арисидиму алаһидә һөрмәт қазанғанлиқиниң гуваһчиси болғанлиқини, униң хәлқи тәрипидин һәқиқий сөйүлгән сәнәткар дәриҗисигә йәткәнликини оттуриға қойди.

Рәйһангүл мәхпирова мәрһумниң пәрзәнтлири руслан вә гүлбаһарниң намиға миннәтдарлиқини билдүрди: “һәр иккиси анисиниң қойнида чоң болди. Бирақ атиниң меһрини аз көрди. Илияс ака балдур вапат болуп кәтти. Шуниңға қаримастин зиннәт һәдимиз балиларни яхши тәрбийәләп, чоң қилип, нәврә көрди. Мән гүлбаһарға өзүмниң анилиқ рәһмитини ейтмақчимән. Сиз аниңизға яхши қаридиңиз. Қаттиқ ағриди. Шу вақитта сиз меһриңиз билән һәммә тәрәптин қоллап-қуввәтлидиңиз, йөлидиңиз, шуниң үчүн сизгә миңларчә рәһмитимни ейтимән”.

Рәйһангүл мәхпирова әкбәровлар аилисиниң көп балилиқ болуп, һәммисиниң дегүдәк сәнәт саһәсидә хизмәт қилип, чоң утуқларға йәткәнликини алаһидә тәкитлиди.

Мурасимда сөзгә чиққан пәрһат давутоф устазиниң сөйүп тиңшиған нахшиси “зөһрә җаним” нахшисини ейтип бәрсә, пирофессор әнвәр әкбәроф рәһбәрликидә “тропоюгрома” балетидин көрүнүш қурманғази намидики қазақ миллий консерваторийәсиниң камерлиқ оркестири тәрипидин иҗра қилинди. Рәйһангүл мәхпирова аниларға беғишланған “ялғуз аял” нахшисини, қазақистанниң хизмәт көрсәткән әрбаби алимҗан әкбәроф нәвриси аруҗан билән йәнә бир нахшисини һәдийә қилди.

Мурасим давамида уйғур тиятири артислири тәрипидин тәйярланған чоң консерт пирограммиси көрситилди.

Радийомиз зияритини қобул қилған рәйһангүл мәхпирова ханим мундақ деди: “зиннәт һәдәмниң мән институтниң оқуғучиси вақтимда ‛нурхан‚ дирамисида нурханниң ролини ойниғинини көрдүм. Авази шунчилик яхши. Ролға тоғра чүшүпту. Нахшилирини шундақ яхши ейтти. Хәлқ шундақ яхши қарши алди. Зиннәт һәдә комедийәләрдиму яхши рол алатти. Биз иккимиз әкрәм әхмәтоф қойған бир комедийәни биллә ойнидуқ. Зиннәт һәдә бир момайниң ролини ойниди. Кейин кавказниң бир әсәридә момайниң ролини уссуллири, музикиси, нахшиси билән бабиға кәлтүрүп ойниди. Зиннәт һәдә биз тиятирда йоқ вақларда консертларға чиқип, ләпәр қатарлиқ номурларни көрситәттикән. Адәмгәрчилик тәрипини алсақ, наһайити меһмандост, адәмгәрчиликиму шунчилик күчлүк иди. Көп балилиқ аилидә өскәнлики үчүнму шунчилик адәмхумар иди”.

Зияритимизни қобул қилған җумһәрийәтлик “уйғур авази” гезитиниң баш муһәррири ершат әсмәтоф әпәнди уйғур тиятирида өткән хатирә кечиликидин қаттиқ тәсирләнгәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “һәқиқәтәнму зиннәтгүл әкбәрова өзиниң пүткүл һаятини миллий сәнитимизниң тәрәққиятиға беғишлиған инсан икәнликигә бу қетим йәнә көз йәткүздүм. Зиннәтгүл һәдимизниң алаһидилики-униң һәртәрәплимә талант игиси икәнликидә. Сәвәби зиннәтгүл һәдә пәқәт уйғур тиятириниң кино артисила әмәс, у сәһнә образлирини яритиш билән биллә хәлқимизниң нахшилирини орунлашта вә башқа һәр хил образларни яритишта өзиниң маһаритини көрсәткән артисимиздур. Зиннәтгүл әкбәрова десә биз өзимизниң балилиқ дәвримизни ядимизға алимиз. Биз мәктәптә оқуп йүргән дәвримиздә зиннәтгүл әкбәрова иҗра қилған роллардин наһайити бәһрләнгән идуқ”.

Мурасим ахирида сөзгә чиққан уйғур тиятириниң бәдиий рәһбири фәрһадбек қанафин әкбәрофлар сулалисиниң қазақистан мәдәнийитиниң, шу җүмлидин уйғур сәнитиниң .Тәрәққиятиға муһим төһпә қошқанлиқи вә қошуп келиватқанлиқини алаһидә тәкитлиди.

Игилишимизчә, зиннәтгүл әкбәрованиң әмгики юқири баһалинип, дәсләптә қазақистан җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән артиси, андин 1992-йили қазақистан җумһурийитиниң хәлқ артиси дегән алий унванға сазавәр болған. Буниңдин ташқири у һөкүмәтниң көплигән пәхрий ярлиқлири вә медаллири билән тәқдирләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.