Зиннәтгүл турсунниң айропиланға тинчландуруш дориси ичкүзүлүп чиқирилғанлиқи илгири сүрүлмәктә
2019.08.01
Түркийәдә панаһлиниватқан зиннәтгүл турсун исимлик ғулҗалиқ уйғур аялниң икки балиси билән хитайға қайтуруветилгәнлики һәққидики хәвәрниң ғулғулиси бесиқмай туруп, униң қандақ қайтуруветилгәнликигә даир бәзи тәпсилатлар ашкарилинишқа башлиди. Мәзкур вәқә “уйғурларниң һамийси” дәп қариливатқан түркийәни интайин осал әһвалға чүшүрүп қойған. Түркийә ички ишлар министирлиқи зиннәтгүлниң хитайға қайтурулғанлиқини рәт қилип, таҗикистанға қайтурулған аялниң рәһимә әхматова икәнликини билдүрсиму, лекин униң сәуди әрәбистанда турушлуқ һәдиси җәннәтгүл сиңлиси зиннәтгүлниң икки балисиниң ғулҗаға елип келингәнликини дәлиллигән.
Илгири зиннәтгүл турсунниң “таҗик пуқраси” дегән қалпақ билән 6-айниң ахирлирида таҗикистанға қайтурулғанлиқи, у йәрдин хитайға өткүзүп берилгәнлики илгири сүрүлгән, әмма униң таҗикистанға қандақ қайтурулғанлиқиға даир тәпсилатлар бир соал болуп қалған иди. Лекин 31-июл күни зиннәтгүл турсунниң һәдиси радийомизда буниңға даир бәзи тәпсилатларни ашкарилиди. Униң илгири сүрүшичә, шу күни таҗикистанға қайтурулған ялғуз зиннәтгүлла әмәс икән. У шу күни бир әркәк, 4 аял болуп җәмий 5 нәпәр уйғурниң қайтурулғанлиқи, уларниң өзлирини “уйғур” дәвалған оттура асиялиқ бир түркүм таҗик, өзбек, қазақ, қирғиз көчмәнләр билән бирликтә йолға селинғанлиқини билдүрди.
Җәннәтгүлниң илгири сүрүшичә, уйғур тутқунлар айропиланға “тинчландуруш дориси ичүрүлүп чиқирилған” шундақла айропилан дүшәнбә хәлқара айродромиға қонған һаман айродромда сақлап турған хитай сақчилириға өткүзүп берилгән. У бу әһвални зиннәтгүлләр билән бир айропиланда қайтурулған таҗикларниң ашкарилиғанлиқини билдүрди.
Җәннәтгүл турсун мундақ деди: “йәрлик таҗиктин иккиси бар икән шу айропиланда. Шулардин кәлгән учур икән дәп маңа учур кәлди. Шуни маңа тәрҗимә қилип әвәтипту. Шулар хәт йезип, буларни мән дәп қойған сиңлимға, яхши күнниң ямини болуп қалса ‛мени етивәткин дегинки, һәргизму айропиланға чиқма‚ дәп. Мән сиңлимниң психикисини обдан билимән, айропиланға чиқмаймән дегән болса буларға тинчландуруш дориси ичкүзүп айропиланға чиқарған гәп, айропиланға чиққандин кейин һошиға кәлгәнликини көрүп, буниңға у йәрдә қелип қалған икки таҗикниң виҗдани қайниғанму, хәт йезип бу яққа йоллиған. Уни тәрҗимә қилип, маңа йоллап қоюпту. Уларни таҗикистан айродромида хитайларниң сақлап туруп елип кәткәнликини дәпту, уларни 4 аял, бир әр дәпту. Бу бу әрниму һес қилдим, қараң. Ашу күни сиңлим маңа телефон қилғанда ‛измир чәтәлликләр шөбисидә бир укимиз бар, аллаһ рази болсун, бизгә шундақ ярдәм қилди, тәрҗиманлиқ қилип‚дегән. Хотәнлик баликән, дәп ениқлиниватиду. Улар айропиландин чүшүшигила хитай сақчилар елип кетипту. Буларни йәрлик таҗиклар ашкарилапту. Буларму түркийәдин тәң қайтуруветилгәнләр икән. Лекин уйғур түрклирини һошсизландуруш дориси ичкүзүп чиқарғанлиқини ейтипту.”
Нөвәттә зиннәтгүл билән тәң йолға селиветилгәнлики илгири сориливатқан 5 нәпәр уйғурниң салаһийити техи ениқ әмәс. Түркийәдики “қарар” гезитиниң 30-июл елан қилған хәвиридә уларниң ичидә қуванхан һәмзә вә айниса турсун исимлик икки уйғур аялниң барлиқи илгири сүрүлгән. Чаршәнбә күни биз қуванхан һәмзә исимлик қәшқәрлик уйғур аялниң түркийәдә турушлуқ оғли абдурусул туниязни зиярәт қилдуқ. У измир көчмәнләрни қайтуруш мәркизидә тутуп турулуватқан аниси билән ахирқи қетим бу йил 23-июн күни телефонда сөзләшкәнликини билдүрди. Униң илгири сүрүшичә, униң адвокати анисиниң таҗикистанға қайтуруветилгәнликини ейтқан.
Абдурусул тунияз мундақ деди: “зиннәтгүл билән биллә иди, измирдә. Кейин зиннәтгүлниң ачиси билән көрүшсәм, зиннәтгүл ‛измирдә апиңиз билән биллә туруптикән‚ дәп шу гәпни қилди. Рамизандин кейин бир қетим телефон қиптикән, шуниңдин кейин 10 күнгичә һечқандақ телефонму қилмиди, алақимиз үзүлүп қалди. Шуниң билән мән әнсирәп адвокат билән көрүштүм. Адвокат билән көрүшсәм, адвокат: ‛апаңни 10 күндин ешипту, таҗикистанға йолға селиветипту, ‚ дәп шу гәпни қилди. Адвокатниң маңа у гәпни дегинигә 20 күндәк болуп қалди. Апам һәққидә һечқандақ учур алалмиди. Адвокат сотқа рәсмий чиқип болалмиди. Адвокат: ‛сот җәрянида нәгә кәткәнликини, нәгә йолға салғанлиқини яки таҗикистанда барму, таҗикистан қандақ бир тәрәп қилди, шуларни уққили болиду‚дегән иди. Лекин техи соттин бир хәвәр кәлмиди.”
Биз чаршәнбә күни йәнә абдурусулниң адвокати айшә гүл ханимға телефон қилип, униңдин қуванхан һәмзиниң ақивитигә даир учурларни елишқа тиришқан болсақму, лекин у бу вәқә һәққидә мәлумат беришни рәт қилип, өзиниң бир адвокат болуш сүпитидә буни ахбарат билән ортақлишалмайдиғанлиқини билдүрди.
Айшә гүл мундақ деди: “мән дөләттин рәсмий рәвиштә бу учурларни тәләп қилдим. Лекин һазирға қәдәр маңа бу тоғрисида бирәр учур берилмиди. Шуңа һазирниң өзидә ким қәйәргә әвәтилгәнлики, кимниң қәйәрдә икәнликини ениқ билмәймән. Затән, мән вакаләтлик қилған киши һәққидә учур берәлишим мумкин әмәс. Пәқәт оғли йенимға келип бу һәқтә учур бәрсәм болидиғанлиқини ейтса, андин мән бу тоғрисида учур берәлишим мумкин.”
Нөвәттә зиннәтгүлниң һәдиси түркийә һөкүмитидин сиңлисини түркийәгә қайтуруп келишини тәләп қилмақта. У чаршәнбә күни радийомиз зияритини қобул қилғанда: “түркийә һөкүмитидин бирдин бир сорайдиған тәлипим сиңлимни қайтуруп кәлсун” деди. Зиннәт турсунниң вәқәси түркийә еғир мусапирлар кризисигә дуч келип, 3 йерим милйон сүрийәлик мусапир түркийәгә қечип келип түркийәгә еғир бесим пәйда қиливатқан, мусапирла мәсилиси түркийә җәмийитиниң қаттиқ наразилиқини қозғаватқан мәзгилдә йүз бәргән. Түркийә һөкүмити еғир бесимда қалған болсиму, лекин зиннәтгүлниң хитайға қайтурулмиғанлиқи һәмдә һәрқандақ бир уйғурни хитайға қайтурмайдиғанлиқини тәкитлимәктә.
Түркийә көчмәнләр идарисиниң йеқинда елан қилған зиннәтгүл турсун һәққидики баянатида таҗикистан әлчиханиси билән биргә миллитини ениқлаш арқилиқ өзини “хитай пуқраси зиннәтгүл турсун” дәп тонуштурған бир аялниң 1998-йили 3-айниң 19-күни туғулған рәһимә әхммәтова икәнлики, униң билән һилал шәһинур, бәрна абдулла вә йолдиши абдулла әһмәтовниң таҗикистан пайтәхти дүшәнбигә йол селип қоюлғанлиқи тәкитләнгән.
Нөвәттә зиннәтгүл турсундәк таҗикистан пуқраси болмиған бир кишиниң таҗикистанға қайтурулушида таҗикистан әлчиханисиниң ойниған роли диққәт қозғимақта. Униң таҗикистан пуқраси болмиған бирини немә үчүн қобул қилғанлиқи мәлум әмәс. Биз чаршәнбә күни таҗикистанниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиға телефон қилип, бу мәсилини сориған болсақму, лекин әлчиханиниң хадими пәйшәнбә күни телефон қилишимизни тәвсийә қилип, соалимизға җаваб беришни рәт қилди.