Йопурғадики даңлиқ бир навай җәмәтиниң паҗиәлик һекайиси: зор тутқунниң коллектип қурбанлири

Вашингтондин мухбиримиз нуриман тәйярлиди
2023.11.28
urumchi-3-turme.jpg Даванчиңдики 3-номурлуқ түрминиң дәрвазиси. 2021-Йили 23-апрел.
AP

Норвегийәдә турушлуқ абдураһман турсун йеқинда юрти қәшқәр йопурғада яшаватқан 72 нәврә туғқининиң көпинчисиниң 7-8 йиллиқтин қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқ хәвирини алған. У радийомизға сөз қилип, уларниң җәмәтиниң қәшқәр йопурғада навайлиқ вә башқа ушшақ тиҗарәт билән тонулған кишиләр икәнликини, хитай һөкүмитиниң түрлүк баһаниләр билән уруқ-туғқанлирини лагер-түрмиләргә қамиғанлиқини ейтти.

Абдураһман турсунниң билдүрүшичә, у хитай һөкүмитиниң паракәндичиликидин қутулуш үчүн, 2016-йили түркийәгә тиҗарәт билән чиқип туруп қалған. 2022-Йили норвегийәгә йәрләшкән. У өзи, ата-аниси вә башқа чәт әлгә чиқалиған уруқ-туғқанлириниң хитайниң биваситә паракәндичиликидин қутулған болсиму, әмма юртида қәп қалған уруқ-туғқанлириниң “чәт әлдә уруқ-туғқанлириң бар икән” дегән баһанә-сәвәбләр билән техиму еғир бастурушларға учриғанлиқини баян қилди.

Униң ейтишичә, униң әхәт осман вә әкрәм зиявудун исимлик икки тағиси айрим-айрим һалда 2014-йили вә 2016-йиллири тутқун қилинған, сақ пети елип кетилгән тағилири кейинчә нимҗан һаләттә аилисигә қайтурулған вә һәр иккилиси узун өтмәй җан үзгән; 2018-йилидин буян ачиси айнур турсун билән сиңлиси бурабийәм турсундин һечқандақ хәвәр болмиған. 2021-Йили хитайдики бир сақчи униң билән алақилишип, сиңлиси бурабийәм турсунниң үрүмчидики бир тутуп туруш орнида икәнликини ейтқан.

Абдураһман турсунниң шәхсән өзиму вәтәндики вақитлирида йопурғадики сақчилар тәрипидин тутулуп, наһайити еғир қейин-қистаққа учриған икән. У, бу һәқтә әнгилийәдә ечилған “уйғур сот коллегийәси” дә гуваһлиқ бәргән. У хитай һөкүмитиниң уларниң аилисигә салған паракәндичиликлириниң йеқинқи йиллардила башланған болмастин, бәлки дадиси вә һәтта чоң дадисиниң заманидин башланғанлиқини әскәртип, мундақ деди: “хитай һөкүмити уларниң нәврилири чоң болғанда чоң дадисиға охшашла гәп аңлимайду, дәп җәмәтимизни бәк өч көриду”.

Абдураһман турсун ахирида өз аилисидикиләрниң миллий вә диний кимликидә чиң турғанлиқи үчүнла хитай һөкүмитиниң тутуш нишаниға айланғанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.