Лагер шаһити зумрәт давутниң лагерда көргән-билгәнлири (3)
2019.09.24

2017-Йилидин етибарән хитай һөкүмити “қайта тәрбийиләш” намида уйғур вә башқа мусулман милләтләрни кәң көләмдә тутқун қилип, икки милйондин артуқ кишини йиғивелиш лагерларға қамиғанлиқи мәлум болмақта. Бүгүнгичә түрмә шәклидә башқурулуватқан бу сирлиқ лагерлардин қутулуп чиққан уйғурлар интайин аз. Униң үстигә бу лагерларниң ички сирлири һәмдә өзиниң тартқан зулумлири һәққидә гуваһлиқ бәргән кишиләрму санақлиқ. Лагерлардин қутулуп чиққан санақлиқ тутқунларниң көпинчиси иккинчи бир дөләтниң пуқраси болғанлиқи вә яки башқа дөләт пуқраси билән той қилғанлиқидәк амиллар түпәйлидин қоюп берилгән кишиләрдур.
Лагер шаһити зумрәт давутму дәл шундақ кишиләрниң бири. Уму пакистанлиқ әр билән той қилғанлиқи сәвәблик пакистан даирилириниң арилишиши билән хитай лагерлиридин қутулуп чиққан уйғурларниң биридур. Әмма у 2 айдин артуқ лагер һаятида бешидин кәчүргән кәчмишлириниң психикилиқ тәсирлиридин башқа күндә мәҗбурий ичкүзүлгән дора, һәптидә бир мәҗбурий урулған намәлум окулларниң вуҗудида пәйда қилған әкс тәсирлиридин қутулалмай кәлмәктә. Зумрәт гәрчә бу дора вә окулларниң немиликини билмисиму, һазирғичә өзидә пәйда қиливатқан тәсирлирини һес қилип яшимақта икән. Һәтта у буни лагерда өзигә бир қанчә қетим мәҗбурий урулған окулниң хумар қилиш күчидин болуши мумкин дәп гуман қилидикән.
У бу һәқтә мундақ деди: “күндә бир тал ақ таблетка ичкүзди. Уни һәммимизгә мәҗбурий тәкшүрүп туруп ичкүзди. Уни ичкәндин кейинла хамуш болуп қалимиз, уни ичкәндин кейин һәммимизниң һейизи тохтиди, мениң адитим шу лагерда кесилгәнчә шундин кейин адәт көрмидим. . .”
У йәнә мундақ деди: “окулни һәптидә бир қетимдин урди, икки ай йетиш җәрянида бир қанчә қетим урди. Немә бу дәп сорисақ улар юқумлуқ кесәлниң алдини алидиған ваксина деди. Уни урғандин кейин бәдиниңиз бошишип кетиду, шу чағда һәтта балиларму хиялимға кәлмиди. Уни ичкәндин кейин һеч қандақ бир ғәм әндишиңиз йоқтәк раһәт болуп йеникләп қалисиз. Мән худди шуниңға хумар болуп қалғандәк, һәтта һазирму бәк җиддийләшсәм көңлүм паракәндә болса ашу окул болсикән дәп истәймән. . . . Мән әсли хели семиз аял идим, лагерда икки ай туруш җәрянида 12 килограм оруқлаптимән. Униңдин кейин күтүнүш давалаш җәрянида әслимгә кәлдим.”
Даириләрниң тутқунларға мәҗбурий һалда намәлум дора вә окул ишләткәнлики әркин асия радиоси вә башқа мәтбуатларға гуваһлиқ бәргән шаһитларниң лагерларниң ички сирлири һәққидә бәргән гуваһлиқлиридики ортақ бир нуқта. Бу нуқта нөвәттә хитайниң уйғурларға қарита етник қирғинчилиқ елип бериватқанлиқиниң муһим бир испати сүпитидә диққәт қозғап кәлмәктә. Һалбуки, һазирғичә даириләрниң лагер һәққидики учурларни қаттиқ қамал қилиши түпәйлидин хитайниң лагерларда тутқунларға мәҗбурий ишлитиватқан окул вә дорилириниң немә икәнлики, уларниң немини мәқсәт қилип бу дориларни ишлитиватқанлиқи дуня әһлигә йәнила сир болуп кәлмәктә.