Зумрәт давут: “хитайниң туғқанлиримдин өч алидиғанлиқини биләттим, әмма һәқиқәтни сөзлимисәм болмайду”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.10.14
abduxelil-dawut-zumret-akisi.jpg Зумрәт давутниң акиси абдухелил давутниң кимлики.
Zumret Dawut teminligen

Хитай һөкүмәт таратқулиридин “йәр шари вақти гезити” 13-өктәбир күни лагер шаһити зумрәт давутниң акиси абдухелил давутниң өз сиңлиси зумрәт давутниң баянлирини инкар қилип бәргән видейолуқ баянатини елан қилған. Хитай һөкүмити мәзкур видейолуқ баянат арқилиқ америка ташқи ишлар министири майк помпейони “уйғурлар һәққидә питнә-иғва тарқатти” дәп һуҗум қилған.

Һазир үрүмчи йеңи шәһәр районидики меһман күтүш йоли мәһәллә комитетида дәрвазимән болуп ишләватқан абдухелил давут зумрәт давутниң чоң акиси икән. “йәр шари вақти гезити” өзиниң мәзкур хәвиридә “кувей шов” намлиқ хитайчә иҗтимаий таратқуда тарқитилған абдухелил давутниң ведийолуқ баянатини пакит сүпитидә ишләткән.

Абдухелил давут мундақ дегән: “сиңлим әзәлдин мәҗбурий тәрбийәләшкә бармиған, мәҗбуруй туғут чәкләш оператсийәсиму қилдурмиған. У балиятқу өсмиси болуп қелип өз ихтиярлиқи билән дохтурханиға берип, оператсийә қилдурған. Америка министири помпейо әпәнди, сиз раст гәп қилсиңиз, сиңлим зумрәт давуттин пайдилинип ялған гәп тоқумиған болсиңиз, бизниң хатирҗәм турмушимизға дәхли йәткүзмигән болсиңиз. . .”

Радийомизниң қайта зияритимизни қобул қилған зумрәт давут 12-өктәбир күни дадисиниң шундин бир күн илгири вапат болғанлиқ хәвирини бир хитай қошниси арқилиқ билгәнликини, мусибәт ичидә турупму аилисидин һал сориялмай турғинида акисиниң бу видейолуқ баянатини көрүп интайин биарам болғанлиқини шундақла дадисини хитайниң бесимлириға бәрдашлиқ берәлмәй бу дунядин көз юмди дәп ойлап қаттиқ азабланғанлиқини баян қилди.

Зумрәтниң ейтишичә, видейо елинған өй униң акиси абдухелил давутниң өйи икән, әмма бу видейониң мәҗбурий елинғанлиқи бир қанчә тәрәптин ченип қалған. Йәни бу видейониң өлчәмлик, мидирлимай елиниши униң адәттики телефонда елинмиғанлиқи вә тәйярлиқ билән сүрәткә елинғанлиқини көрситип беридикән.

Иккинчи тәрәптин униң акиси һечқачан иҗтимаий таратқуларни яки әпләрни қолланмайдикән. Униңдин башқа акисиниң бу сөзләрни қилишқа мәҗбурланлиқи униң ишләткән сөз-ибарилиридинму чиқип қалған икән.

Зумрәт бу һәқтә изаһат берип, мундақ деди: “акам мениң исмимни еғзиға елип туруп ‛балиятқу боғдуруш‚ дегәндәк сөзләрни қипту, мән аңлапму раһәтсиз болуп кәттим. Акам өз сиңлиси һәққидә гәп қилип бундақ сөзләрни еғзиға елиши мумкин әмәс, чүнки аримизда күчлүк ака-сиңиллиқ пәдишәп бар. Биз әхлақлиқ аилидә өстуқ, ака-сиңиллар ара һәтта ‛той‚, ‛әр‚ дегәндәк гәпләрниму ағзимизға алалмаймиз. Мән буни аңлап шунчә азабланған йәрдә, мушу гәпләрни қилишқа мәҗбурланған акам қанчилик азабланғанду дәп ичим ағрип кәтти. . .”

Зумрәт бу видейониң акисиниң һәмдә башқа аилә әзалириниңму хитай һөкүмити тәрипидин еғир бесимларға учриғанлиқиниң бир испати икәнликини илгири сүриду. Чүнки у буниңдин бир қанчә ай илгири мәһәллә сақчилириниң қайтип келиш һәққидә телефон арқилиқ тәһдит қилишиға учриған икән. Сақчилар йәнә йәңгиси арқилиқ униңға бесим ишләткән икән.

Хитай даирилириниң икки йилдин буян 1 милйондин 3 милйонға қәдәр бигунаһ инсанларни қамиған аталмиш “тәрбийәләш мәркизи” намидики йиғивелиш лагерлириниң сири лагер шаһитлиридин өмәр бәкали, меһригүл турсун, гүлбаһар җелилова вә йеқинда гуваһлиқ бәргән зумрәт давутларниң гуваһлиқ сөзлири билән паш болушқа башлиған иди.

Буниң билән дәсләп лагерларниң барлиқини инкар қилған хитай һөкүмити уни “кәспий техника тәрбийәләш орни” қилип көрситиш үчүн бир тәрәптин тәшвиқатини күчәйтсә, йәнә бир тәрәптин лагер шаһитлири вә хәлқаралиқ таратқуларниң лагерлар һәққидики испатлирини инкар қилип, ялғанға чиқиришқа урунуп кәлгән иди. Илгири лагерниң ич йүзини паш қилған меһригүл турсунниң сөзлирини ялғанға чиқириш үчүн хитай һөкүмити униң аписини сөзлитип, меһригүлниң бәргән гувеаһлиқлирини ялғанға чиқиришқа урунған иди.

Зумрәт давут хитай даирилири меһригүлниң гуваһлиқлириға қарши тәшвиқат елип бериватқанда үрүмчидә болуп, у әйни вақитта мәһәллә комитетиниң аммини “меһригүлниң ялғанчилиқи” ни әйибләп үндидарда учур тарқитишқа мәҗбурлиғанлиқини баян қилди. Зумрәт хәлқара мәтбуатларда лагерларни паш қилғандин кейин өзиниңму охшашла хитайниң өч елиш обйектиға айлинидиғанлиқини, аилисигә бесим пәйда болидиғанлиқини һес қилған болсиму, әмма һәқиқәтни аңлитиштин янмиған.

У хитай һөкүмитигә соал қоюп: “мениң ейтқанлирим ялған болса әҗәба шунчә қудрәтлик хитай һөкүмити мениң өсмә кесәл болуп оператсийә қилғанлиқ испатини көрситәлмәпту, әмма мән һәр қандақ орунниң тәкшүрүшигә тәйяр,” деди.

Биз йәниму илгирилигән һалда мәлумат елиш үчүн үрүмчи йеңи шәһәр райони меһман күтүш йоли сақчиханисиға телефон қилдуқ. Әмма телефонни алған хитай сақчи бизниң америкадин телефон қиливатқинимизни билгәндин кейин йенидики бириниң “һазирчә телефонни қоювәт” дегән буйруқи билән телефонни қоювәтти.

24-Сентәбир күни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 74-нөвәтлик омумий кеңиши ечиливатқан бир пәйттә америка ташқи ишлар министирлиқиниң орунлаштуруши билән “шинҗаңдики кишилик һоқуқ кризиси” темисида бир муһакимә йиғини уюштурулған иди. Бу йиғинда лагердин қутулуп чиққан вә һазир америкида туруватқан лагер шаһити зумрәт давут өзиниң хитай даирилири тәрипидин 2018-йили 31-март күни өйидин сәвәбсизла тутқун қилинип, 24 саәт бойичә сорақ қилинғандин кейин лагерға қамап қоюлуш җәрянлирини вә у йәрдә көргән әһваллирини қисқичә сөзләп өтти вә хәлқара җамаәттин уйғурларға ярдәм берип, бу зулумдин қутулдурувелишни тәләп қилған иди.

Йеқинда кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачелит б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң йиғинида сөз қилип, уйғур районидики “қайта тәрбийәләш” лагерлири мәсилисиниң тәкшүрүлүши керәкликини ейтқан иди. Хитай буниңға дәрһал қарши инкас қайтурған болуп, баянатчи гең шуаң 11-сентәбир күнидики баянатида йәнә кишилик һоқуқ кеңиши вә алий комиссарни “бир тәрәплимилик” билән әйиблигән иди.

Америка һөкүмити 7-өктәбир қарар чиқирип, уйғур қатарлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә четилған 28 хитай муәссәсәсини қара тизимликкә киргүзгән иди. Арқидинла америка ташқи ишлар министирлиқи уйғур аптоном районида уйғур, қазақ қатарлиқ мусулман милләтләргә қарши елип бериватқан қаттиқ бастуруш һәрикитигә қатнашқан яки униңға һәмкарлашқан компартийә вә һөкүмәт әмәлдарлириға виза ембаргоси қойидиғанлиқини җакарлиған. Америка һөкүмитиниң юқириқи қарари хәлқарадики кишилик һоқуқ органлири вә уйғурларниң вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан һәрсаһә кишиләрниң қизғин алқишиға еришти.

Америка ташқи ишлар министири майк помпейо 2‏-өктәбир күни католик дини дунясиниң мәркизи ватиканда өткүзүлгән бир диний әркинлик йиғинида нутуқ сөзлигән. У сөзидә уйғур лагер шаһити зумрәт давутниң кәчүрмиши һәққидә алаһидә тохталған. Майк помпейо 9-өктәбир күнидики сөзидә уйғурлар һәққидә тохтилип, зумрәтниң бешидин өткүзгән зулумлиридин мисал қилип, “хитай һөкүмитиниң хитайниң ғәрбидики уйғур қатарлиқ мусулманларға йүргүзүватқини ғайәт зор кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидур” дегән иди.

Майк помпейониң мусулман дөләтләр уйғур мәсилисигә көз юмувалған мәзгилдә бу мәсилини ватиканда оттуриға қоюши алаһидә диққәт қозғиған иди. Уйғурлар мәсилисиниң америка ташқи ишлар министири майк помпейо тәрипидин америкадила әмәс, униң хәлқара миқясидики дипломатик зиярәтлири давамидиму тәкитлиши хитайни қаттиқ биарам қилған болуп, хитайниң “йәр шари вақти гезити” тарқатқан хәвиридә хитай баянатчи гең шуаңниң американи шинҗаң мәсилисидә “бир тәрәплимилик” билән әйиблигәнликини нәқил алған.

Зумрәт давут 2018‏-йили үрүмчидә тутқун қилинип, 3 айдәк лагерға қамалған. У пакистанлиқ ериниң йол меңиши вә хитайда турушлуқ пакистан әлчиханисиниң арилишиши билән қоюп берилип, бу йил 1‏-айда пакистанға қайтип чиққан вә 4-айда, ери вә балилири билән америкаға кәлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.