Архип
2012-06-23
Қишниң соғуқ күнлири кәлди. Йәр –җаһанниң һәммиси апақ қар билән қапланди, тохтимай уруп турған шивирған билән қарлар адәмниң йүзигә урулатти. Йәрләр тоңлап җоту биләнму асанлиқчә колиғили болмайтти.
2012-06-16
“йоруқ саһиллар” сәһипимизниң йеңи саниға хуш кәлдиңлар, силәр үчүн тәйярланған программимизни көңүл қоюп аңлиғайсиләр. Қәдирлик достлар. Бүгүнки программимизда алди билән алдинқи һәптә аңлитилған: “уйғурлар растинила китаб оқумамду” намлиқ мақалиниң иккинчи қисмини аңлитимиз. Андин пидаий тәйярлиған программидиндин бәһр алисиләр. Ахирида “чәкләнгән әсәрләр” сәһипимиз бойичә аңлитиш берип келиватқан “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ әсәрниң давамини аңлайсиләр.
2012-06-16
62-Йили қолға елинған алий мәктәп оқуғучилири билән учришиш
2012-06-09
Йеқинда мәлум бир тор бәттики: “уйғурлар немә үчүн китаб оқумайду?” сәрләвһилик бир язмиға көзүм чүшүп қалди вә наһайити җиддий қиливатқан ишимни ташлап, бу язмини оқушқа берилип кәттим. язмида баян қилинишичә, уйғурлар китаб оқумайдиған, китаб оқушниму халимайдиған, һәтта китабтин нәпрәтлинидиған, қалақ, надан милләт болуп, китаб оқумайдиған бир милләттә йеңи бир идийә, аң, һаят пәлсәписи шәкилләндүрүшниң мумкин әмәслики оттуриға қоюлупту. Униңдин сирт, уйғурларниң немә үчүн китаб оқумайдиғанлиқиниң сәвәби һәққидә көп издинип, мулаһизиләр йүргүзгәнлики вә наһайәт мундақ үч түрлүк сәвәбни тепип чиққанлиқини ейтипту:
2012-06-09
Иштин қайтип келишимизгә ятақтин көчүдиғанлиғимизни уқтурди. Һәммимиз алдираш бир - биримизгә қаримастин нәрсилиримизни йиғиштуруп кадирлар ишхана бинасиниң удулидики ашханиниң йенида йәрдин көтүрүп селинған соқма тамлиқ өйләргә көчүп кирдуқ. Бир ятаққа он бәш аялни орунлаштурди.
2012-06-02
Әссаламу әләйкум, һөрмәтлик “йоруқ саһиллар” сәһипимизниң ихласмән тиңшиғучилири! бу һәптилик программимизға кәлгиниңларни қизғин қарши алимиз. Қәдирлик достлар! бу һәптилик программимизда силәргә алди билән 18 - вә 19 - әсирдә яшап өткән катта алим вә өлималиримиздин бири, өзиниң 100 нәччә йиллиқ һаятида мусулман уйғур хәлқи үчүн өчмәс излар қалдурған, даңлиқ алим, тәқвадар өлима, тәзкирә тәтқиқатчиси, шундақла өз вәсийәтнамиси арқилиқ селиштурма тилшунаслиқниң атиси һесаблинидиған мәһмуд қәшқириниң мәқбәрисини ениқ көрситип бәргән пәзиләтлик киши молла садиқ әләм ахунумни тонуштуруп өтимиз. Андин пидаий тәйярлиған: “бизму уйғурму?” намлиқ авазлиқ әсәрдин бәһр алисиләр.
2012-06-02
Һава очуқ аптаплиқ күн болсиму,лекин күзниң көңүлсиз мәнзириси кишини көңүлсиз қилатти.Әтигәндин тартип көктат етизлиқиға оғут төкүш үчүн ат еғилидин икки севәт билән әпкәшләп ат қиғини етизлиққа тошудуқ.
2012-05-26
Радио аңлиғучилиримизниң тәлипигә асассән “ана һәққидә дастан” намлиқ дастанни қайта аңлитимиз, андин вәтән ичидики “юлғун” тәхәллуслуқ шаирниң “қучиқиң җәннәт әй ана тупрақ” намлиқ шерини аңлайсиләр. Ахирида сөйүнгүл җанишиф ханиниң “көз йешида нәмләнгән земин” әслимисиниң давамни аңлитимиз.
2012-05-26
Сентәбир айлири кирип, соғуқ болушқа башлиди. Учамға әски қара ширма чапан кийип алсамму ялаң аяқ су кечип ишлигәнликтин ич-ичимдин титрәп тоңлайтим, униң үстигә қурсақ ач ,ғәрбйи чөлгә келип гөш селип яғ билән пишурған тамақ йәп бақмидуқ...
2012-05-19
Әссаламуәләйкум “йоруқ саһиллар” сәһипимиз арқилиқ вәтән ишқида оттәк йенип, чаңқап кәткән қәлбигә су сепип келиватқан қәдирлик достлар, яхшиму силәр. Алди билән 18 - әсирләрниң ахирида яшап өткән, уйғур классик әдәбиятиниң муһим асасчилиридин бири, шундақла даңлиқ нәваишунас өмәр бақи йәркәндини тонуштуруп өтимиз. Андин радиомизға бир һәвәскар шаиримиз тәрипидин әвәтип берилгән: “буғдай” намлиқ шеирдин һузурлинисиләр. Ахирида, “чәкләнгән әсәрләр” сәһипимиз бойичә, сөйүнгүл җанишиф ханим язған “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ әсәрниң давамини аңлайсиләр.
2012-05-19
Бүгүн адәттики күнләргә қариғанда хели қаттиқ һерип қаптимән,шундақ болсиму иштин қайтип келип йүз-көзлиримизни пакиз ююп, кийимлиримизни йөткәп тамаққа кәлдуқ. Бир һәптидин кейин бизни гуруппиларға бөлүп рәтлиди. Бизни иккинчи ятаққа, хитай аяллар билән бир қисим аялларни биринчи ятаққа бөлди вә чаңбодин иш башқурғучи қилип саҗидәни ,сиясий өгинишкә мени, ярдәмлишишкә алтунханни тәйинләпту.
2012-05-12
“анилар байрими” ға мубарәк болсун! әссаламу әләйкум әзизанә меһнәткәш анилар! 13 – май “анилар байрими” ңларға мубарәк болсун, басқан қәдимиңлар гүл – чимәнгә толсун! һөрмәтлик қериндашлар! бу һәптилик “йоруқ саһиллар” программисида силәр билән қайта дидарлашқанлиқимиз үчүн интайин хушалмиз. Бүгүнки программимизни “13 – май” (йәкшәнбә күни) келидиған анилар байримиға беғишлидуқ, программилиримизни яқтуруп аңлишиңларға тиләкдашмиз.
2012-05-12
11 - Авғуст тошқичә етизда ишлидуқ. Чүштин кейин ақ еғилниң йенидики хаманға елип кәлди. Чаңташ меңип кәлгән мәйданниң саминини айриш керәк икән. Һәммимизниң қолиға ача яғачлардин бәрди вә буғдайдин саманни айриш үчүн ишләшкә башлидуқ.
2012-05-05
Әссаламу әләйкум, “йоруқ саһиллар” сәһипимизниң садиқ тиңшиғучилири, яхшиму силәр! бу һәптилик “йоруқ саһиллар” сәһипимизгә хош кәлдиңлар. Һәммәйләнниң һәптә ахиридики дәм елиш күнлириниң көңүллүк вә хатирҗәм өткүзүшүңларға чин дилимиздин тиләкдашмиз.
2012-05-05
Аяллар:өйгә қайтайли,ямғур йеғип кетиду,дәп вақирашти. Биз аялар билән биллә ятаққа қайтип кәлдуқ. Әслидиму иштин чүшидиған вақит болған икән. Һәр ятақтин икки қиз тамақ елип келиш үчүн ашханиға кәтти. Қалғанлиримиз өзимимиз ятқан гәмиләрниң үстигә күл төкүшкә башлидуқ.