Архип
2012-03-10
Һөрмәтлик радио аңлиғучи достлар! бүгүнки “йоруқ саһиллар” сәһипимиздә “8 - март ханим - қизлар күни” үчүн мәхсус программа ишлидуқ. Бу программимизда силәргә алди билән “8 - март ханим - қизлар байрими” һәққидә йезилған “һөрлүк күниму яки қуллуқ күниму?” намлиқ мақалини аңлитимиз. Андин рабийә қадир ханимға аталған “вәтәнсиз ана” вә шәрқий түркистанда таралғанлиқи илгири сүрүлгән “қуллуқтин өлүм әла” намлиқ шеиридин бәһр алисиләр. Ахирида “чәкләнгән әсәрләр сәһиписи” бойичә сөйүнгүл җанишиф ханим язған: “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ әсәрниң давамини аңлайсиләр.
2012-03-10
Әтигәнлик һаҗәткә елип чиқиш башланди. Мән таладин киришим билән ,бизни аптапқа елип чиқип йүрүйдиған мәһбус хитай келип: йүк-яқлириңни бағла,диди. Йүрүгүм аҗайип болди...
2012-03-03
Һөрмәтлик радио аңлиғучи достлар! бүгүнки “йоруқ саһиллар” сәһипимиздә силәргә алди билән мол тарихий билимгә игә тарихшунас вә тәзкиришунас, “қәшқәрдики ядикарлиқлар” “тарих бетини варақлиғанда”, “абдуқадир дамолла өлтүрүлгән паҗиәлик кечә” қатарлиқ бир йүрүш тәтқиқат вә әслимә характеригә игә есил әсәрлири билән өчмәс изларни қалдурған муһәммәт имин қурбани (ишқи)ни тонуштуруп өтимиз. Сөйүнгүл җанишиф ханим язған: “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ әсәрниң давамини аңлайсиләр.
2012-03-03
Қазақистан мустәқиллиққа еришкәндин кейин башқа милләт вәкиллири билән бир қатарда уйғур язғучилириму заман тәлипигә лайиқ мавзуларни таллап, бүгүнки китабханни ойландуридиған, тәшвишләндүридиған мәсилиләрни көтүрмәктә, йеңи образларни яратмақта, хилму - хил әдәбий усулларни қолланмақта.
2012-03-03
Мана қараңғу түрмидә йетиватқинимғиму бир ай болди. Кәлгән вақитқа қариғанда хелила өгинип қалдим. Өйдин киргүзгән пулға бир йүз юйидиған дас сетивалдим, ашпәзләр билән ,устам дәп йүрүп тонушуп алдим. Улар һәр бир су елип кәлгәндә әң ахирқи ешип қалған судин маңа қуюп берип кетидиған болди.
2012-02-25
Һөрмәтлик радио аңлиғучи достлар! бүгүнки “йоруқ саһиллар” сәһипимиздә силәргә алди билән гәрчә нам - шәрипи бизгә анчә тонушлуқ болмисиму, 19 - әсирниң ахири, 20 - әсирниң башлиридики уйғур шеирийитиниң надир үлгиси, классик әдәбиятимиз билән йеқинқи заман әдәбиятимизни бир - биригә бағлиғучи шаир, әдәбият, пәлсәпә, дин илмигә даир көплигән мол мәзмунлуқ надир әсәрләр йезип қалдурған алим, ақ кесәл қатарлиқ кесәлләр үчүн 80 парчиға йеқин йәккә дорилар ретсепини қәләмгә алған даңлиқ тевип, өзиниң мол илми, вәтән ичи вә сиртидики һәдисләргә болған илмий тәҗрибиси вә вәзмин сөз - җүмлилири арқилиқ бәдөләт яқуб бәгни һаң - таң қалдурған, абдуқадир дамоллам, муса җаруллаһ қатарлиқ алим - өлималарға мәниви озуқ бәргән мәрипәтчи устаз, улуғ алим һүсәйинхан тәҗәлли һәққидә тохтилип өтимиз.
2012-02-25
1999 - Йили б д т да өткүзүлгән бир йиғинда, һәр йили 2 - айниң 21 - күни “хәлқаралиқ ана тил күни” қилип бекитилгәниди. Йеқинқи йилларда дуняда әң еғир хирисқа учраватқан ана тилимиз - уйғур тилиниң бу мубарәк күни өтүп кәткән болсиму, йәнила йүрикимизниң пинһанлирида сақлинип қалған аддийғинә көңүл совғимизни силәргә абдулһәмит йүсүп һаҗиниң “ана тилим” намлиқ шеири билән һозуруңларға сунмақчимиз.
2012-02-25
Чүштин кейин икки сақчи ,бир түрмигә қарайдиған сақчи келип орун-көрпилиримни елип юмилақ залда туруп турушумни буйруп, андин шу залниң 2-өйидики сәфидә ятқан камирға мени, мән ятқан камирға сәфидәни алмаштуруп қойди.
2012-02-18
Әссаламу әләйкум һөрмәтлик радио аңлиғучи достлар! бүгүнки “йоруқ саһиллар” сәһипимиздә силәргә алди билән уйғур йеқинқи заман тарихидики мәшһур тарихчи, әдиб, пүтүн өмрини илим мәрипәткә беғишлап, йеңичә маарип идийисини әң дәсләп тәшәббус қилған даңлиқ мәрипәтчи, уйғур әдәәбиятидики тунҗи қарлиғач, өзиниң “йоруқ саһиллар” намлиқ қиммәтлик мираси арқилиқ мушу сәһипимизгә мәнивий озуқ берип келиватқан һөрмәткә сазавәр зат нәзәр хоҗа уйғур оғли вә униң бир қисим әсәрлирини тонуштуруп өтимиз.
2012-02-18
Бүгүн қурбан һейт.Әтигәнлик су елип кәлгән чиләкләрниң җараңлиған авазидин ойғандим. Көзүмни ачсам йәнә түрмә,йәнә шу көңүлсиз турмуш.
2012-02-11
Уйғур һазирқи заман шеирийитиниң асасчилиридин бири, даңлиқ шаир вә җамаәт әрбаби армийә ели сайрами 1906 - йили бай наһийисиниң сайрам йезисида ели ахун ( ақһун ) исимлик мәрипәтпәрвәр деһқан аилисидә дуняға кәлгән. У йезисидики диний мәктәптә сават чиқарғандин кийин, 1922 - йилдин 1928 - йилғичә бай вә күчадики мәдирсләрдә оқуған. Бу чағда униң хәлиқ қошақлири шәкилдә язған “базар вә мазар” намлиқ тунҗи шиерлар топлими қолязма һаләттә әл ичигә тарқалған.
2012-02-11
Әтигән сәһәрдә йүз ююш үчүн су елип кәлгүчиләрниң челәк авазидин татлиқ уйқудин чөчүп ойғандим,орнумдин туруп ,йүз-көзүмни ююп, орнумни йиғип болғучә әтигәнлик тамақму кәлди.
2012-02-04
Бүгүнки сәһипимизни бундин 15 йил бурун или вилайитидә йүз бәргән “5 - феврал вәқәси”сизгә атап ишлидуқ. Шуңа алди билән мушуниңға мунасивәтлик авазлиқ әсәрләрни аңлайсиләр. Андин чәкләнгән әсәрләр сәһипимиздә, сөйүнгүл җанишиф язған: “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ әсәрниң давами һузуруңларда болиду.
2012-02-04
Әтигән туруп йүз –көзүмни ююп,чачлиримни тарап күндикидинму роһлуқ болуп,ишлиримни түгәттим. Дәризигә чапливәткән гезитләрниң һәммисини йиртип еливетип дәризини ечивәттим.
2012-01-28
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, бүгүнки программимизда силәргә алди билән уйғур йеқинқи заман әдәбият тарихиниң нәмунилик вәкиллиридин бири, пәзиләтлик алим, икки дәвр әдәбиятиниң риштини бир - биригә бағлиғучи устаз, аләмшумул әсәр “түркий тиллар дивани”ни һазирқи заман уйғур тилиға тәрҗимә қилиш хизмитигә баш болған даңлиқ тәрҗиман, өзиниң һәрхил жанирдики әсәрлири арқилиқ, бир тәрәптин хәлқниң һөрмәт - етибариға сазавәр болса, йәнә бир тәрәптин дүшмәнниң көзигә миқтәк қадалған әдиб вә шаир, мәрһум әһмәд зияийни тонуштуруп өтимиз. Андин явропадики яш һәвәскарлиримиздин һүсәйин тәҗәллиниң: “әй инсан!” намлиқ шеиридин бәһр алисиләр. Ахирида, чәкләнгән әсәрләр сәһипимиздә, сөйүнгүл җанишиф язған: “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ әсәрниң давами һузуруңларда болиду.