Архип
2011-12-03
Бүгүнки программимизда силәргә алди билән дуня сәһийә саһәсини қаттиқ сарасимигә селиватқан, аримиздики нурғун кишини өзиниң рәһимсиз чаңгилиға чүшүрүвелип, дуня хәлқини еғир азабқа қоюватқан әйдиз кесили һәққидә тохтилип өтимиз. Андин түркийидә оқуватқан магистир оқуғучилиримиздин һилал язған: “үч милләт, үч хил тәбиәт” намлиқ мақалини диққитиңларға сунимиз. Униңдин кейин: “ашиқ” тәхәллусидики бир һәвәскар шаиримизниң: “дуня әр дәп йиғлайду бүгүн” дегән шеирдин бәһр алисиләр. Ахирида: “көз йешида нәмләнгән земин” дегән әсәрниң давами һузуруңларда болиду.
2011-12-03
Биз мәктәпкә қайтсақ һәр биримизни һәр қайси дохтурханиларға практикиға бөлүп қойған икән. Аблиз, сетивалди, мәрйәм вә мәхмутларни 2-дохтурханиға, абликимни һәрбий дохтурханиға, мени, ғопурни, турнисани вә әхмәт акини мәктәп дохтурханисиға бөлүпту ...
2011-11-26
Икки җумһурийәтниң қурулуш йиллиридики дуня вәзийити, немә үчүн узун муддәт пут тирәп туралмиғанлиқи, кимләр тәрипидин, немә сәвәбтин йиқитиветилгәнлики тоғрисида елип берилған сөһбәт хатирисини вә уйғур миллий мустәқиллиқ һәрикәтлириниң қоманданлиридин муһәммәтимин буғра қәләмгә алған “шәрқий түркистан миллий мустәқиллиқ күриши ахирлаштиму?” дегән мақалини аңлатқан идуқ. Бүгүнки программимизда йәнә бу һәқтә сөһбәтләрни аңлайсиләр. Андин пидаий тәйярлиған “болалмидуқ яхши әр” дегән шеирни вә “ көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ тарихий әслиминиң давамини аңлитимиз.
2011-11-26
Мәктәпкә қайтип келишимиз билән тәң қизлар арисида “шәмшиҗамал қорсақлиқ болуп қапту” дегән сөз тарқап кәтти. Бу йил мәктәп тәшкили “мәктәптә оқуватқан оқуғучиларниң той қилишиға рухсәт йоқ, әгәр мәктәптә қорсақлиқ болуп қалса оғулму, қизму мәктәптин қоғлиниду” дегән қарарни чиқарған иди…..
2011-11-26
Мәлумки, өткәнки әсирниң 30 - йиллириниң иккинчи йеримида сабиқ совет елиниң барлиқ җумһурийәтлиридә сиясий тәқипләшләр әвҗ алған болуп, униң ақивитидә миңлиған илғар партийә, дөләт, мәдәнийәт әрбаплири, шундақла һәрбий кадрлар, егилик рәһбәрлири, зиялийлар “инглиз ишпйони”, “япон ишпйони”, “тротскийчи”, “хәлқ дүшмини” гә охшаш қалпақлар кийгүзүлүп, уларниң көпчилики сот - сорақсиз түрмиләргә ташланди һәм етилди. Бу дәһшәтлик тәқипләр һәтта йирақ йезиларғиму йетип барған иди. Мана шуларниң бири яркәнт тәвәсидики садир йезисидур.
2011-11-19
Тәшкилат йиғини өткүзүп, қазақ оқуғучилар ишлири үстидә музакирә өткүзүлди. Музакиридә, қазақ оқуғучиларниң мәқсити тоғра мәқсәт билән елип берилмиғанлиқтин дейиштуқ.
2011-11-19
Биз бир нәччә һәптидин бери, 1933 – вә 1944 – йиллири қурулған икки җумһурийәтниң қурулуш сәвәби, арқа көрүнүши вә бәзи тарихий вәқәләр һәққидә программа тәйярлап, һузуруңларға сунуп кәлдуқ.
2011-11-12
“шәрқий түркистан меһнәткәш хәлқ партийиси” тәшкилатиниң қурулуши
2011-11-05
Әссаламуәләйкум дуняниң һәрқайси җайлиридики мөһтәрәм қериндашлар! бу йиллиқ қурбан һейт һарписиға тоғра кәлгән бу сәһипимиз арқилиқ силәр билән қайта көрүшүш пурситигә еришкәнликимдин өзүмни толиму бәхтияр һес қилмақтимән мән.
2011-11-05
“шәрқий түркистан меһнәткәш хәлқ партийиси” тәшкилатиниң қурулуши
2011-10-29
Икки метирға йетидиған егиз бойлуқ, қапқара чач-сақаллиқ, кәмсөз, әмма барлиқ йүрәк сөзини бир җүп қара көзи билән ипадиләшкә көнүп кәткән бу киши хәлқини хитай зулумиға қарши қолиға қорал елишқа чақирип язған мәктубиға муну қурларни язмақта иди:
2011-10-22
2. Қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурғучилиридин бири болған, сиясийон, дин вә дөләт әрбаби, рәиси җумһур маршал елихан төрә шакирхан төрә оғли 1885-йили 3-айниң 21-күни һазирқи қирғизистанниң тоқмақ ( баласағун) шәһиридә бир һаллиқ өзбек аилисидә дуняға кәлгән.
2011-10-15
Вәтән сиртида муһаҗирәттә яшаватқан қериндашлиримиз: “вәтән үчүн вәтәнни ташлап чиқишқа мәҗбур болдуқ” дегән җүмлини аңлиған болуши вә бу сөзниң мәнисини чоңқур чүшинип йетиши мумкин.