Архип
2011-12-31
Биз алдинқи бир нәччә һәптилик программимизда әйдиз вә униң вабали һәққидики һәрхил әсәрләрни һузуруңларға сунуп кәлгәнидуқ. Әйдиз әнә шундақ пүтмәс – түгимәс ваба болғачқа, бу һәқтики программимиз бүгүн вә буниңдин кейинки һәптиләрдә йәнә давамлишиду. Бүгүн силәргә алди билән әйдиз вируси билән юқумлинип қалған, лекин өзи һаятқа шундақ тәшна, биғубар, мәсум бир өсмүр һәққидики қисқичә тәрҗимә һекайини аңлитип өтимиз.
2011-12-31
Әтигәнлик тәкшүрүш алдида дохтур, сестраларниң кечилик нөвәтчиликидин доклат башланди. Әхмәт акиниң һали начар көрүнди. Чирайлири сарғийип, оруқлап кәткәндәк пүтүн бәдини титрәп кәтти.
2011-12-24
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, алдинқи икки программимизда силәргә әйдиз кесилини теббий вә иҗтимаий нуқтидин туруп тәһлил қилинған мақалә вә сөһбәт хатирилирини аңлатқан идуқ. Бүгүнки программимизда алди билән әйдизгә диний нуқтидин қандақ қараш керәклики һәққидә елип берилған сөһбитимизни, андин бир қисим надир шеирла вә “көз йешида нәмләнгән земин” дегән китабниң давами һузуруңларда болиду.
2011-12-24
Кәчлик тамақ вақтида өмәрҗан ятаққа кирип маңа- “саәт йәттидә ишханиға бериң” дәп қуюп чиқип кәтти. Мән шәмшиҗамални, аблизни чақирип келишкә әвәттим. Уҗуқуп кәткәндин кейин мән ятақтики қизларни рәнҗимәстин сиртқа чиқип турушни өтүндүм ...
2011-12-17
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, алдинқи икки программимизда силәргә әйдиз кесилини тиббий вә иҗтимаий нуқтидин туруп тәһлил қилинған мақалә вә сөһбәт хатирилирини аңлатқанидуқ. Бүгүнки программимизда алди билән әйдизгә иҗтимаий нуқтидин қандақ қараш керәклики һәққидә елип берилған сөһбитимизниң давамини, андин бир әйдиз юқумдариниң күндилик хатирисидин елинған: “әвәтилмигән хәт” намлиқ әсәрни аңлайсиләр, ахирида: “көз йешида нәмләнгән земин” дегән китабниң давами һозуруңларда болиду.
2011-12-17
Мәктәп бойичә сәпәрвәрлик йиғини ечилди. Барлиқ милли оқуғучилар мәмурийәт бинасидики кичик йиғин залиға йиғилдуқ. Мәктәп мудири бавудун йиғинда доклат бәрди.
2011-12-10
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, алдинқи программимизда силәргә дуня сәһийә саһәсини қаттиқ сарасимигә селиватқан әйдиз кесили һәққидики аңлитишимизниң бир қисмини бәргәнидуқ. Бүгүнки программимизда алди билән бу һәқтә елип берилған сөһбитимизниң давамини, андин вәтинимиздики алий мәктәп оқуғучилириниң әйдиз һәққидики сават вә чүшәнчилири, әйдиз бимарлириға болған көз - қарашлири тема қилинған доклатниң хуласисини аңлайсиләр, ахирида: “көз йешида нәмләнгән земин” дегән әсәрниң давами һузуруңларда болиду.
2011-12-10
Күнләр әнә шундақ көңүлсиз вә әнсизчилик ичидә өтти. Бир күни өпкә кесәлликләр бөлүмидә дәрс оқуп олтураттим, әхмәт тохти ака йенимға келип баш тәрипи пүкләнгән бир парчә хәтни алдимға қоюп: __ бу хәтниң пүкләнгән йеридин түгигичә оқуп чиқиң! дәп хәтни қоюп чиқип кәтти.
2011-12-03
Бүгүнки программимизда силәргә алди билән дуня сәһийә саһәсини қаттиқ сарасимигә селиватқан, аримиздики нурғун кишини өзиниң рәһимсиз чаңгилиға чүшүрүвелип, дуня хәлқини еғир азабқа қоюватқан әйдиз кесили һәққидә тохтилип өтимиз. Андин түркийидә оқуватқан магистир оқуғучилиримиздин һилал язған: “үч милләт, үч хил тәбиәт” намлиқ мақалини диққитиңларға сунимиз. Униңдин кейин: “ашиқ” тәхәллусидики бир һәвәскар шаиримизниң: “дуня әр дәп йиғлайду бүгүн” дегән шеирдин бәһр алисиләр. Ахирида: “көз йешида нәмләнгән земин” дегән әсәрниң давами һузуруңларда болиду.
2011-12-03
Биз мәктәпкә қайтсақ һәр биримизни һәр қайси дохтурханиларға практикиға бөлүп қойған икән. Аблиз, сетивалди, мәрйәм вә мәхмутларни 2-дохтурханиға, абликимни һәрбий дохтурханиға, мени, ғопурни, турнисани вә әхмәт акини мәктәп дохтурханисиға бөлүпту ...
2011-11-26
Икки җумһурийәтниң қурулуш йиллиридики дуня вәзийити, немә үчүн узун муддәт пут тирәп туралмиғанлиқи, кимләр тәрипидин, немә сәвәбтин йиқитиветилгәнлики тоғрисида елип берилған сөһбәт хатирисини вә уйғур миллий мустәқиллиқ һәрикәтлириниң қоманданлиридин муһәммәтимин буғра қәләмгә алған “шәрқий түркистан миллий мустәқиллиқ күриши ахирлаштиму?” дегән мақалини аңлатқан идуқ. Бүгүнки программимизда йәнә бу һәқтә сөһбәтләрни аңлайсиләр. Андин пидаий тәйярлиған “болалмидуқ яхши әр” дегән шеирни вә “ көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ тарихий әслиминиң давамини аңлитимиз.
2011-11-26
Мәктәпкә қайтип келишимиз билән тәң қизлар арисида “шәмшиҗамал қорсақлиқ болуп қапту” дегән сөз тарқап кәтти. Бу йил мәктәп тәшкили “мәктәптә оқуватқан оқуғучиларниң той қилишиға рухсәт йоқ, әгәр мәктәптә қорсақлиқ болуп қалса оғулму, қизму мәктәптин қоғлиниду” дегән қарарни чиқарған иди…..
2011-11-26
Мәлумки, өткәнки әсирниң 30 - йиллириниң иккинчи йеримида сабиқ совет елиниң барлиқ җумһурийәтлиридә сиясий тәқипләшләр әвҗ алған болуп, униң ақивитидә миңлиған илғар партийә, дөләт, мәдәнийәт әрбаплири, шундақла һәрбий кадрлар, егилик рәһбәрлири, зиялийлар “инглиз ишпйони”, “япон ишпйони”, “тротскийчи”, “хәлқ дүшмини” гә охшаш қалпақлар кийгүзүлүп, уларниң көпчилики сот - сорақсиз түрмиләргә ташланди һәм етилди. Бу дәһшәтлик тәқипләр һәтта йирақ йезиларғиму йетип барған иди. Мана шуларниң бири яркәнт тәвәсидики садир йезисидур.
2011-11-19
Тәшкилат йиғини өткүзүп, қазақ оқуғучилар ишлири үстидә музакирә өткүзүлди. Музакиридә, қазақ оқуғучиларниң мәқсити тоғра мәқсәт билән елип берилмиғанлиқтин дейиштуқ.
2011-11-19
Биз бир нәччә һәптидин бери, 1933 – вә 1944 – йиллири қурулған икки җумһурийәтниң қурулуш сәвәби, арқа көрүнүши вә бәзи тарихий вәқәләр һәққидә программа тәйярлап, һузуруңларға сунуп кәлдуқ.