Архип
2012-12-29
Әссаламуәләйкум, һөрмәтлик радио аңлиғучи достлар, әзиз қериндашлар! милади календари бойичә 2012 - йилини ахирлаштуруп, 2013 - йилини күтүвелиш алдида силәр билән “йоруқ саһиллар сәһипимиз” арқилиқ дидарлашқанлиқимиз үчүн интайин миннәтдармиз. Йеңи йилда һәммәйләнгә йеңи нәтиҗә, йеңи утуқ, ғәлибә вә шан - шәрәп тиләймиз.
2012-12-29
1990 - Йили 5 - апрелда қозғалған барин инқилаби дәһшәтлик бастурулғандин кейин, уйғур яшлириниң һөрлүк үчүн елип барған паалийәтлири еғир тосалғуларға дуч келиду. Хитай даирилири тибәт вә уйғур елигә қаратқан бесим сиясәтлирини қәдәмму - қәдәм күчәйтип бариду. Болупму 1990 - йилларниң ахирлириға барғанда уйғур елиниң сиясий вәзийити техиму кәскинлишип кетиду.
2012-12-29
Әтиси әтигән саәт алтидә аран орнумдин туруп ишқа чиқсам, һелиқи қалпақлиқ бичариләр ишләветипту. Мәнму алдирап берип лайға чүштүм.“уф!” муздәк лайға чүшкәндә соғуқ меңәмгә чиққандәк болди...
2012-12-23
Һөрмәтлик достлар! бу һәптилик сәһипимиздә силәргә алди билән “кәчмиш вә әслимә” намлиқ программимизниң бу һәптә үчүн тәйярланған санини диққитиңларға сунимиз. Андин, балилиримизда китаб оқуш адити йетилдүрүш һәққидә йезилған мақалә вә шеирлардин бәһр алисиләр. Ахирида, “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ тарихий әслиминиң давамини аңлитимиз.
2012-12-22
Бир ақил тохтимай қилатти хитаб: китабсиз инсан у әма һәм битаб...
2012-12-22
Йеңи әсиргә кирипла терроризмға қарши уруш долқунлири билән сиясий вәзийити бирдинла җиддийлишип кәткән пакистанда башқа муһаҗир уйғурларға охшашла қурбанҗан мудашму вәһимә ичидә күн өткүзүшкә мәҗбур болиду. Хитай билән йошурунчә иш бирлики һасил қилған пакистан ички ишлар министирлиқи тәрәп - тәрәптин уйғурларни тутқун қилип мәхпий һалда хитайға өткүзүп беришкә башлайду.
2012-12-22
Дадам билән апам шәһәрдин келип мениң әмгәккә чиқип кәткинимни көргәндин кейин, бирәр мәҗбурийәт болмиса бизниң келишимизни күтмәй ишқа чиқип кәтмәйтти, дәп бирәр көңүлсиз әһвалниң болғанлиқидин гуман қилип көңүллири яман болған икән.
2012-12-15
Бүгүнки программимизда алди билән от йүрәк уйғур қиз – оғланлири бешидин өткүзгән иссиқ – соғуқ, җапа – мушәққәтлик һаят кәчмишлириниң әйники болған “кәчмиш вә әслимә” программисини сунимиз. Андин “әрк” тәхәллусидики қәләмкишимизниң: “биз мәдәнийәттә немә үчүн кәйнидә қалдуқ?” намлиқ мақалисиниң ахирқи қисмини аңлитимиз. Униңдин кейин шеирлардин бәһр алисиләр. Ахирида, “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ тарихий әслиминиң давами диққитиңларда болиду.
2012-12-15
Оқуш истики вә кәлгүсигә болған үмид қурбанҗан мудашниң яшлиқ һаятини мәнигә игә қилип турған икки муһим амил иди.
2012-12-15
Биз келип әтиси шәһәрдин телефон келип, дадамниң бир нәврә акиси, апамниң мәрйәм һәдисиниң йолдиши әхәт аблизниң туюқсиз вапат болған хәвири келип, дадам билән апам өлүмгә шәһәргә кәтти. Мән балилар билән өйдә қалдим
2012-12-08
Әссаламуәләйкум һөрмәтлик радио аңлиғучи достлар, яхшиму силәр? “йоруқ саһиллар сәһиписи” ниң йеңи мәзмун, йеңи әсәрлири муҗәссәмләнгән бу һәптилик программисиға хуш кәлдиңлар. Һәммиңларниң һәптә ахирини хатирҗәм вә көңүллүк өткүзүшүңларға чин йүрәктин тиләкдашмиз.
2012-12-08
1995 - Йили әмдила 17 яшқа киргән қурбанҗан мудаш илим елиш истики билән юртидин айрилип пакистанға чиқиш қарариға келиду. У қануний йол билән паспорт елиш үчүн икки йиллап вақит сәрп қилған болсиму, лекин һеч бир нәтиҗә болмайду.
2012-12-08
3. Сәвәб: еғир зулум хәлқни һалидин кәткүзивәткән
2012-12-08
Машина шималий ишиккә кәлгәндә бир чәткә келип тохтиди. У гәнси маңа: биз мушу йәрдә чүшүп қалимиз, деди. Мән өз йүклиримни елип машинидин чүштүм. Биз билән йәнә икки әр киши чүшүп, улар өз йолиға кәтти.
2012-12-01
Бүгүнки программимизда силәргә алди билән “әрк” тәхәллусидики қәләмкишимизниң: “биз мәдәнийәттә немә үчүн кәйнидә қалдуқ?” намлиқ мақалисини аңлитимиз. Андин өткән һәптә башлиған: “кәчмиш вә әслимә” намлиқ программимизниң үчинчи қисмини аңлайсиләр. Униңдин кейин азад қасим тәйярлиған: “юлғун лирикиси” намлиқ шеирдин бәһр алисиләр. Ахирида, “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ тарихий әслиминиң давами диққитиңларда болиду.