Архип
2023-05-23
Иккинчи дуня уруши һәл қилғуч мәзгилгә киргән, дуняниң кәлгүси сиясий тәртипини қайси тәрәпниң бәлгиләйдиғанлиқи техи ениқ болмиған бир пәйттә, йәни 1942-йилиниң март айлирида муһәммәд әмин буғра кабулдин айрилип, әнгилийә ишғалийитидики һиндистанниң пешавур шәһиригә бариду.
2023-05-09
1930-Йиллардики шәрқий түркистан миллий инқилаби мәғлуп болғандин кейин, муһәммәд әмин буғраниң кәшмир вә афғанистандики биринчи һиҗрәт һаяти башланған иди.
2023-04-25
Хотән ислам һөкүмити йиқилғандин кейин афғанистан пайтәхти кабулда һиҗрәт һаятини яшашқа мәҗбур болған муһәммәд әмин буғра, вәтәнгә қайтип қораллиқ инқилабни давамлаштурушниң имканийитини задила тапалмайду.
2023-04-11
Муһәммәд әмин буғраниң афғанистандики һиҗрәт һаятида қилған муһим ишлириниң бири, уруқ-туғқанлириниң балилиридин мәһмәт риза бекинни өз ичигә алған 9 нәпәр шәрқий түркистанлиқ өсмүрни түркийәгә әвәтип, һәрбий академийәләрдә оқутуши болған иди.
2023-03-28
Мустафа камал ататүркниң қанат яйдурған кәң көләмлик ислаһат долқунида, пүткүл ислам дунясидики заманға лайиқлашқан, һакимийәт билән дин айрилған, шундақла ғәрбләшкән бир дөләткә айланған иди.
2023-03-07
Муһәммәд әмин буғраниң афғанистандики узунға созулған һиҗрәт йиллирида униң японийә, түркийә қатарлиқ дөләтләрниң кабулдики әчиханилири вә дипломатийә хадимлири билән қоюқ мунасивәттә болғанлиқи мәлум.
2023-02-21
Бүйүк күчләрниң арисиға қисилип қалған мәркизий асиядики ичкий қуруқлуқ дөлити афғанистан, 1930-йилларда муһаҗирәттики шәрқий түркистан миллий инқилаб рәһбәрлириниң панаһгаһиға айланған иди.
2023-02-07
Муһәммәд әмин буғра, 1935-йили 2-айға кәлгәндә, һиндистанда давамлиқ турушниң һеч бир әһмийити йоқлуқини чоңқур һес қилиду.
2023-01-17
Тарих калиндари 1934-йилиниң сәһипилирини ачқанда, һөрлүк үчүн күрәш қиливатқан уйғур хәлқигә күлүп қаримиди, шундақла уларға өзиниң сиясий тәқдирини бәлгиләйдиған тарихий пурсәтләрниму ата қилмиди.
2023-01-03
-Йили 6-айда хотән ислам һөкүмити йиқилиду. Ғәрбтә қағилиқтин шәрқтә чақилиққичә болған тарим ойманлиқиниң җәнубий гирвикидики бу бийпаян тупрақлар ма хусән қоманданлиқидики туңган 36-дивизийәсиниң ишғалийити астиға өтиду.