Америкиға оқушқа келиштә биливелишқа тегишлик ишлар (2)
2005.02.02
Хитайда, җүмлидин уйғур елидә нурғун оқуғучилар, гәрчә ингилиз тилини өгинип, америкиға чиқип оқуйдиған шәрт- шараитларни һазирлиған болсиму, әмма америка 11 - сентәбир вәқәсидин кийин "чәтәллик оқуғучиларға қаратқан сияситини өзгәртти, хитайдин келидиған оқуғучиларни қарши алмайдиған болди. Виза елиш барғансири тәслишиватиду" дегәндәк гәп -сөзләргә ишинип, америкидики алий мәктәпләргә оқушқа илтимас қилиштин ялтийидиған әһваллар көрүлгән.
Бу мунасивәт билән биз америка һөкүмитиниң хитайдики оқуғучиларға қаратқан виза сиясити һәққидә америка ташқи ишлар министирлиқи виза ишлири идарисиниң баянатчиси кәлли шәннон (Kelly Shannon) ханимни зиярәт қилдуқ.
Виза сияситидә өзгүрүш болмиди
У, 11 - синтәбир вәқәсидин кийин, америкиниң хитайдики вә пүтүн дунядики оқуғучиларға қаратқан виза сияситидә өзгириш болмиғанлиқини, америкиниң йәнила пүтүн дунядики оқуғучиларни америкидики алий мәктәпләргә келип оқушқа риғбәтләндүридиғанлиқини билдүрүп, мундақ диди:
- Биз америкиға виза илтимас сунидиған оқуғучиларни риғбәтләндүрүшкә тиришиватимиз. Әмма, 11 - сентәбир вәқәсидин кийин, виза ишләш җәрянлирида нурғун мәсилиләргә дүч кәлдуқ. Шуңа, аз бир қисим илтимас сунғучиларниң визиси кечиктүрүлди. Буниң нисбити омумий виза илтимас қилғучиларниң аран ٪ 2.2 Ини игиләйду. Бәзи әһвалларда визиниң нәтиҗиси узунғичә кичиктүриливатиду. Әмма һазир көп һалларда 30 күнниң ичидә қайта тәкшүрүлүп җаваби чиқиватиду.
Алаһидә етибар бериш сиясити йоқ
Илгири радиомизниң һәқсиз линийисигә телефон қилған бәзи уйғур оқуғучилар, уйғурларниң америкидики мәктәпләргә оқушқа келәлиши үчүн, башқа хитай оқуғучилириға қариғанда техиму көп әҗир сиңдүрүшкә тоғра келидиғанлиқини, чүнки уйғур оқуғучилар авал хитай тилини өгинип, ингилиз тили билән кейинрәк тонушидиғанлиқини, хитай оқуғучилириниң болса башланғуч мәктәптин башлап, ингилиз тили дәрслики барлиқини билдүрүп, америка һөкүмитиниң уйғурлар вә тибәтләргә охшаш алий маарипта тәрбийилиниш пурсити аз болған милләтләргә қарита, виза бериш вә башқа җәһәтләрдә алаһидә етибар бериш сияситиниң бар- йоқлиқини сориған иди.
Америка виза ишлири идарисиниң баянатчиси кәлли шәннон ханим, америкиниң һечқандақ милләт вә дөләткә қарита етибар бериш сияситиниң йоқлиқини изаһлиди.
Хитайдин келиватқанлар йәнила көп
Буниң алдида, америкиниң хитайда турушлуқ әлчиханиси ахбарат - мәдәнийәт бөлиминиң мәсоли доналд байшоп (Donald Bishop) әпәнди, оқуғучиларниң "америкиниң виза бәрмики барғансири қийинлишиватиду" дигән қариши һәққидә мәхсус тохтилип, америкиниң хитайдики оқуғучиларға виза бериш нисбитиниң төвәнлимәй, әксичә ашқанлиқини билдүргән.
Униң көрситишичә, америкиниң һәр қайси алий мәктәплири хитайдин келидиған оқуғучиларни қарши алидиған болуп, хитайдин кәлгән 62 миңдин артуқ оқуғучилар америкида тәлим алмақта икән. Бу америкиға оқушқа кәлгән чәтәллик оқуғучиларниң ٪ 11 ини игиләйдикән. Һалбуки, хитайдин кәлгән оқуғучиларниң көпинчиси йәни ٪ 82 и магистирлиқ яки доктурлуқ аспирантлиқида оқуйдикән.
Виза елиш нисбити йәнила юқири
У йәнә , 2002 - , 2003 - вә 2004 - йиллиқ оқуғучилар визисини тарқитиш әһвали һәққидики санлиқ мәлуматларни елан қилған. Униң мәлуматлириға қариғанда, хитайда 2002 - йили җәмий 26 миңдин артуқ оқуғучи түнҗи қетимлиқ илтимасида виза алалиған. Виза бериш ниспити 50٪ кә йеқинлашқан. Әмилийәттики виза бериш нисбити буниңдинму юқири болуп, чүнки матирияллири кам вә башқа сәвәбләр түпәйлидин рәт қилинған бәзи оқуғучилар иккинчи вә үчүнчи қетимлиқ илтимаслирида визиға еришкән.
2003 - Йили, хитайда оқуғучилар визисиға илтимас қилғанларниң сани түнҗи қетим төвәнлигән. Әмма йәнила18 миң оқуғучи виза алалиған. Өткән йили визиға илтимас қилидиғанларниң сани йәниму төвәнләп кәткән болсиму, әмма 22 миң оқуғучи визиға еришкән. Түнҗи қетимлиқ илтимасида виза алалиған оқуғучиларниң ниспити٪ 60 кә йеқинлашқан болуп, әмилийәттики виза бериш ниспити ٪ 67 әтрапида болған.
Америка әлчиханиси ахбарат - мәдәнийәт бөлиминиң мәсули доналд байшоп юқириқи мәлуматларни нәқил кәлтүрүп, "америкиниң виза бериши қийинлишиватиду, америка хитайдин кәлгән оқуғучиларни қарши алмайдикән дигән сөзләрниң һәммиси сәпсәтә. Америкиға илтимас қилидиған оқуғучилар сани илгирикидин азлап кәткән билән, оқуғучиларниң визиға еришиш пурсити ашти" дәп билдүргән.
Америкиға йеқинқи йилларда оқушқа чиққан уйғур оқуғучилири вә илгири оқушқа чиққан бир қисим уйғур зиялилири, уйғурлар үчүнму, америкида оқуш имканийәтлириниң барлиқини, буниң үчүн күчлүк риқабәттә йеңип чиқиш керәкликини билдүрмәктә. Бу һәқтики тәпсилий мәлуматларни кейинки программилиримизда аңлитимиз. (Арзу)