Уйғур елидики мәктәпләрдә хитай миллй роһ тәрбийиси күчәйтилмәктә
2004.09.20
Шинхуа ахбаратидин ашкарлинишичә, уйғур елидики барлиқ башланғуч вә оттура мәктәпләрдә "хитай миллий роһи тәрбийиси" намида хитайниң миллй әнәниси, сәнити вә һәрқайси дәвир вә һәр қайси кәсипләрдики килассик әсәр һәм тарихий шәхислири қатарлиқ мәзмунлар дәрсликләргә маслаштуруп киргүзүлидикән.
Хитай милләтчилик роһини уйғурларға сиңдүрүш
Салам радио аңлиғучилар уйғур елида уйғур вә хитай мәктәплири бирләштүрүлүп , хитай тили дәрси башланғуч мәктәп биринчи йиллиқидин башлап өтүлгәндин сирт , нөвәттә хитай милләтчилик роһини йетиштүридиған мәхсус дәрсликләр һәр қайси милләт оқуғучилириға сиңдүрүлмәктә.
Бу йилдин башлап хитай маарип министерлики 9- айни башланғуч вә оттура мәктәп оқуғучилириға миллий роһ тәрбийиси елип бериш ейи қилип бекиткән .
Үч айрилалмаслиқ
Үрүмчи маарип идариси , хитай мәркизи һөкүмитиниң бу пиланиға маслишип , үрүмчидики һәр қайси оттура вә башланғуч мәктәпләрдә миллий роһ тәрбийисини , оқуғучиларни баһалаштики муһим өлчәм қилип киргүзгән .
Шундақла нөвәттә үрүмчидики оттура вә башланғуч мәктәпләрдә идийиви әхлақ дәрслики , сиясий идийә вә әдәбият дәрслики, тарихий шәхсләр вә иҗдимаий җәмийәт пени қатарлиқ дәрсләр тәсис қилинғандин башқа матиматика , физика химийә дәрсликлиридиму мушу пәнләргә аит хитай алимлирини тонуштурғандин башқа , гүзәл сәнәт дәрсидә хитай су бояқ рәсими , тәнтәрбийә дәрсидә хитай чамбашчилиқи қатарлиқларму дәрслик мәзмунлириға киргүзүлмәкчи икән.
Бу йеңи оқуш мәвсүмидин башлапла , үрүмчидики барлиқ башланғуч вә оттура мәктәпләрдә , җоңхуа милләтлириниң инқилап әнәниси тәрбийисини асас қилған тәшвеқат паалийәтләр күчәйтилгән .
Үрүмчидики 6- оттура мәктәпниң биринчи йиллиқида оқуватқан бир уйғур оқуғучиниң ейтип беришичә , мәктәпләрдә елип бериливатқан хитай миллий роһини урғутуш паалийәтлиридә , милләтләр иттипақлиқини күчәйтиш , аз санлиқ милләтләр хитайлардин айрилалмаслиқ , хитайлар аз санлиқ милләтләрдин айрилалмаслиқ , һәмдә аза санлиқ милләтләр бир- биридин айрилалмаслиқтәк "үч айрилалмаслиқ" сияси идийә тәрбийиси елип берилмақта икән .
Уйғур миллий маарипи йоқитилмақта
Игилигән мәлуматлиримиз вә хитайниң елан қилған мәлуматлиридин мәлумки , хитай һөкүмити уйғур миллий маарипини шәкил җәһәттин пүтүнләй өзгәртиш пиланини әмилиләштүрүш билән биргә нөвәттә униң мәзмуниғиму өзгәртиш киргүзмәктә .
Йәни өткән йили уйғур оттура вә башланғуч мәктәп дәрсликлиригә чоң өзгүрүш киргүзүлуп , һәтта уйғур тил - әдәбият дәрсликидики уйғур килассик әдәбият нәмунилириниң бәзилири дәрсликтин чиқирилип орниға хитай килассик әдәбияти нәмунилири киргүзүлгән .
Уйғур маарипини хитайчилаштуруш
Хитай һөкүмитиниң уйғур миллий маарипини хитайчилаштуруш һәркәтлири әзәлдинла көп қисим уйғурларниң наразилиқини қозғап кәлгән . Нөвәттә хитай һөкүмитиниң уйғур оқуғучиларға роһий җәһәттинму хитай миллй роһини сиңдүрүватқанлиқи чәтәлләрдики уйғур зиялилириниң кейинки әвлатларға болған әндишилирини қозғимақта.
Бу һәқтә илгири уйғур районида маарип сепида хизмәт қилған , йеқинда чәтәлгә чиққан бир уйғур зиялиси , өзиниң әндишилик пикирлирини баян қилди:
Гәрчә хитай маарип министерлики башланғуч вә оттура мәктәпләрдә хитай миллий роһ тәрбийисини күчәйтиш һәққидики пиланни хитайниң һәммә җайлириға охшаш чүшүргән болсиму , әмма уйғур районида бу пилан йәниму кәң даиридә әмилилишиватқан болуп , йәни милләтләр итипақлиқи тәрбийиси елип бериш вә уни оқуғучиларни баһалаштики муһим бир өлчәм қилиш қатарлиқ мәзмунлар пәқәт уйғур елидила елип берилмақта. (Гүлчеһрә)