Шинҗаң университетида уйғур тили ишлитилмәйду


2004.10.19

Бу йил 9-айда уйғур елидики әң али билим юрти һесабланған шинҗаң университетиниң қурулғанлиқиниң 80 йиллиқи наһайити дағдуғилиқ һалда тәбрикләнди.

Хәвәрләргә қариғанда бу қетимқи хатириләш паалийитидә уйғур аптоном райониниң асасий хизмәт тили дәп етирап қилинған уйғур тили ишлитилмигән. Пүтүн паалийәтләр толуқ хитай тилида елип берилған икән. Шинҗаң университетиниң интернет сәһиписидә бу қетимқи хатириләш паалийитиниң омуми әһвалиниң син алғу пластинкиси қоюлған болуп, мәзкур пиластинкидин мәлум болушичә хатириләш паалийити қоюқ хитай тили вә хитай мәдәнийити түси алған . Уйғурлар вә уйғур али мәктәп оқутқучи -оқуғучилириниң һаятини әкс әттүридиған һечқандақ программилар тәйярланғанмиған. Пәқәт өзбек нахшичиси шамил шакир, уйғур нахшичиси иззәт вә башқа бирқанчәйләнниң хитай тилида ейтқан нахшилиридин башқа барлиқ сәнәт номурлири хитай оқутқучи-оқуғучилар тәрипидин көрситилгән.

Шинҗаң университетида уйғур тилида оқутуш ишлири әмәлдин қалдурулғандин кейин, уйғурларниң наразилиқ кәйпиятлири әвҗи алған болуп, әлвәттә ,һечкимму өз наразилиқини ашкара билдүрәлмәйду. Әмма, америкида яшаватқан шинҗаң университетиниң сабиқ оқутқучилиридин қаһар барат, туғлуқ абдураззақ вә шөһрәт сәйдәхмәт қатарлиқлар 60 йиллардин буян уйғур тилида дәрс өтүш әнәниси тикләнгән бу али билим юртида уйғур тилиниң ишлитилиштин тохтап қелишиниң уйғур мәдәний-маарипи үчүн зор йоқитиш икәнликини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.