Хитайниң уйғурларға қаратқан сиясәтлири уйғур балилириниң оқуш арзулирини набут қилмақта
2004.11.03
Йеқинда хитай һөкүмити уйғур елиниң чәт йирақ намрат йезилиридики деһқанларниң мәҗбури маарипта тәрбийилиниши һәқсиз қилинғандин кейин, нөвәттә уйғур қатарлиқ милләтләрниң оқуш йешидики балилириниң мәктәпкә кириш нисбитиниң ٪ 97.5 Кә йәткәнликини елан қилған иди.
Биз бу һәқтә уйғур елиниң йезилириға қаратқан телефон зиярәтлиримиздин, хитай һөкүмитиниң балиларниң мәктәпкә кириш нисбити һәққидә елан қилған санниң, аз санлиқ милләт маарип сүпитиниң юқири көтүрүлгәнликини көрсәтмәйдиғанлиқи мәлум болди. Йәни уйғур елидә мундақ бир зиддийәтлик мәсилә болуп, илгири намрат уйғур деһқанлириниң балилири мәктәп пули тапшуралмиғанлиқи үчүн, оқушсиз қалған болса нөвәттә, тоққуз йиллиқ мәҗбури маарип һәқсиз қилинған тәқдирдиму башланғуч, вә оттура мәктәпләрни толуқ пүттүрмәйла мәктәптин йенип чиқидиған әһваллар йәнила еғир болмақта икән.
Уйғур елиниң мәлум йезисидин зияритимизни қобул қилған бир уйғур оқутқучи буниң сәвәблири һәққидә тохтилип мундақ дигән иди :
Гәрчә уйғур елида балиларниң саватсиз қелишиға асасий җәһәттин хатимә берилиш басқучида болсиму, әмма уларниң юқири билим вә техника игилишигә, кәлгүси истиқбалиға техиму мукәммәл ул селишиға, алий билим юртлирида оқуш арзулириға, бу муәллим ейтқандәк уйғурларниң ишсиз қелиши, намратлиқтин қутулалмаслиқи, баравәр муамилигә учримаслиқи, миллий вә диний җәһәтләрдин кәмситилиши қатарлиқ мәсилиләр тосалғу болмақта икән. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур балилириниң мәктәпкә кириш нисбитиниң өрлиши билән уйғур маарип сүпитиниң мунасивити
- Хитайчә оқушниң иш тепишқа пайдиси қанчилик?
- Шинҗаң университетида уйғур тили ишлитилмәйду
- Шинҗаң универсети қурулғанлиқиниң 80 йиллиқ хатириләш мурасими өткүзүлди
- Хитай һөкүмитиниң маарипни хитайлаштуруш сиясити һәққидә сөһбәт