Хитай һөкүмити һәқиқәтән уйғур маарипини тәрәққи қилдурдиму?

Хитай һөкүмитиниң миллий аптономийә мәсилилири тоғрисида йеқинда елан қилған мәхсус ақ ташлиқ китабида , аз санлиқ милләтләр маарип тәрәққият әһваллири һәққидиму тохтилип , хитай һөкүмитиниң аз санлиқ милләтләр маарипини тәрәққи қилдурғанлиқи қәйт қилинған. Бу баянлар чәтәлләрдики уйғур зиялилириниң қарши пикирлирини қозғимақта. Улар уйғур елидә хитай һөкүмитиниң маарип сиясити йүзгүзүлгәндин буян, уйғур миллий маарипиниң йоқутулушқа қарап маңғанлиқини билдүрмәктә .

Чәтәлдики уйғур зиялийлири немә дәйду? уларниң бу һәқтики қарашлири қандақ? буларға қизиқишиңиз, мухбиримиз гүлчеһрәниң бу һәқтики программисиға диққәт қилиң.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org