Намрат оқуғучиларниң оқуши қейинлашмақта
2005.02.02
Йеқинда хитайниң чиңхуа университети вә бейҗиң университети қатарлиқ алий мәктәплиридә елип берилған тәкшүрүшидин шуни билгили болидуки, һазир хитайда көп сандики оқуғучилар дәрстин сиртқи вақитлирида ишләш арқилиқ өз турмушини қамдашқа мәҗбур болған.
Хитай агентлиқиниң йеқинда үрүмчидин бәргән хәвиридин мәлум болушичә, йеқинда уйғур елидики маарип назарити мәзкур районидики мәктәпләргә "иккини кәчүрүм қилиш, бирни толуқлаш", йәни парчә хираҗәт вә дәрслик материял пулини кәчүрүм қилиш, турмуш пулини толуқлап беришкә ишлитиш үчүн 21 милйон йүән аҗритип бәргән икән .
Ундақта бу сиясәтниң әмәлийлишиш әһвали қандақ? ичкиригә оқуватқан уйғур оқуғучилар қандақ шараитта?
©
2005 Radio Free Asia