Доктор майкел дилон хитайниң қош тиллиқ маарипи тоғрисида тохталди


2005.02.07
CHINA_XINJIANG_EDUCATION_46.jpg

Уйғур ели вә чәтәлләрдики уйғурлар арисида түрлүк бәс-муназириләрни пәйда қилған хитайниң уйғур елидики қош тиллиқ маарипи, чәтәл мутәхәссислириниңму диққитини тартмақта. Әнглийә дархам университетиниң хитай ишлири мәркизиниң дериктори майкел дилон (Michael Dillon) әпәнди әнә шу уйғур тили вә мәдәнийитигә қизиқиватқан мутәхәссисләрниң бири. У йәнә, уйғурлар һәққидә йезилған "хитайниң ғәрбий шимал чегрисидики мусулманлар" дегән китабниң аптори. Хитай һөкүмити 2002 - йили уйғур елидики шинҗаң университетидә уйғурчә оқутушни әмәлдин қалдуруп, миллий балиларға бир туташ хитайчә дәрс өтүшни йолға қойғандин кейин, майкел дилон әпәнди буниңға асасән "шинҗаңда, уйғур тили вә мәдәнийити тәһдит аситида қалди"дигән мақалини елан қилған. Биз бу мунасивәт билән доктор майкел дилон әпәндини зиярәт қилишқа муйәссәр болдуқ. Майкел дилон әпәнди хитайниң уйғур елидә хитайчә оқутушни асаслиқ орунға қоюштики мәқсити һәққидә тохтилип мундақ диди:

Хитай, уйғурларниң тил вә мәдәнийитини унтулдурғузмақчи

"Буниңда бир қанчә мәқсәтләр бар. Уларниң бири, дөләтниң бирлик мәсилиси. Рошәнки, хитайлар сиясий бөлгүнчиликни, чоқум қарши турмиса болмайдиған муһим бир иш дәп қарайду. Шундақла улар йәнә, сиясий бөлгүнчилик билән уйғур мәдәнийитини бир-биригә бағлап қарайду. Шуңа хитайлар, уйғурларни хитай тили билән тәрбийиләп чиққандила, андин уйғурлар ислам, уйғур мәдәнийити вә тарихиға анчә қизиқмайдиған болиду һәмдә улар хитайпәрәс нәрсиләрни қобул қилип, мустәқиллиқни ойлимайдиған болиду дәп қарайду. Бу хитайниң нишанлиған асаслиқ мәқсити".

40-50 Йилниң алдида уйғур маарипиниң тәрәққиятиға йол қоюп кәлгән хитай һөкүмити, нимә үчүн һазир болупму хәлқара террорчилиққа қарши уруштин кейин, уйғур маарипини контрол қилип, уйғурларға хитайчә оқутуш маарипини мәҗбурлиди? майкел дилон әпәндиниң бу һәқтики көз қарашлири төвәндикичә болди:

Хәлқара террорчилиққа қарши уруш, хитайниң уйғур маарипини бастуришиға баһанә болди

"Мениңчә, хитай һөкүмити 1990 - йиллардин башлап, уйғурларниң мустәқиллиқи вә мәдәнийәт тәрәққиятиниң пәқәт дөләт ичи вә чәтәлләрдики бир қисим кишиләр тәрипидинла елип бериливатқан иш әмәсликини, буниң пүтүн уйғур елидики хәлқләрниң ортақ арзуси икәнликини һес қилип йәтти. Шуңа хитай бир қисим кишиләргә һуҗум қилишла әмәс, бәлки барлиқ уйғурларниң идийисини өзгәртишни мәқсәт қилди. Бирақ хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бесими билән хитай бу мәқситини әмәлгә ашуралмай кәлгән. Әмма хәлқара террорчилиққа қарши урушниң җакарлиниши, хитай һөкүмитиниң уйғур маарипини бастурушиға бир баһанә болуп бәрди."

Илгири бизниң зияритимизни қобул қилған уйғур елидики бир оқутқучи, өзлириниң һазир қишлиқ тәтил мәзгилидә, маарип комитетиниң орунлаштуриши билән кәспий дәрсләрни хитайчә өтүшни практика қиливатқанлиқини һәмдә оқутқучиларниң бу қош тиллиқ маарипниң оқуғучиларда яхши үнүм пәйда қилалишиға гуман билән қараватқанлиқини билдүрди.

Уйғурлар үчүн илим-пән игиләшниң бирдин-бир чариси хитай тили өгиниш әмәс

Хитай һөкүмити изчил түрдә хитай маарипи билән уйғур маарипи оттурисида чоң пәрқ барлиқини тәкитләп, уйғурлар хитайчә өгәнгәндила андин бу пәрқни кичикләткили болидиғанлиқини әскәртип кәлди. Майкел дилон әпәндиниң бу һәқтики қарашлири илгири биз зиярәт қилған тарихшунас линда бенсон ханимниңки билән бирдәк болди. У, хитай һөкүмитиниң уйғур оқуғучиларниң билим сәвийисини ашуруш үчүн алди билән уйғур оқутқучиларниң сәвийисини өстүрүшкә күч чиқириши керәкликини буниң билән тәң йәнә техиму көп пән китаплирини уйғурчиға тәрҗимә қилдуриши керәкликини тәкитләп, уйғурлар үчүн илим - пән игиләшниң бирдин-бир чариси хитай тили өгиниш әмәсликини әскәртти. У йәнә, нөвәттә уйғурларниң хитайниң қош тиллиқ маарип сияситигә қандақ муамилә қилиши һәққидә тохтилип мундақ деди:

"Хитай тили һөкүмәт тили болғанлиқи үчүн әлбәттә уйғурлар хитайчини билмисә болмайду. Мениңчә уйғур елидә һәқиқий қош тиллиқ маарип йолға қоюлса тоғра болиду дәп қараймән. Мән дәватқан бу қош тиллиқ маарип, уйғурларла хитайчә өгиниш әмәс, бәлки уйғур елидә яшаватқан хитайларму уйғурчә өгиниши керәк. Шундақла уйғурларниң дәрслири пүтүнләй хитайчилаштуриливәтмәстин, бәлки хитайчә пәқәт бир тил сүпитидә өгитилиши керәк. Мән, уйғур зиялилириниң буниңға көп күч чиқиришини үмид қилимән. Буниңдин сирт йәнә, чәтәлләрдики уйғурларму чәтәл тилидики китапларни уйғурчиға көпләп тәрҗимә қилип бәрсә техиму яхши болиду."

Қош тиллиқ маарип уйғур елидики хитайларғиму қаритилиши керәк

Майкел дилон әпәнди ейтқандәк, уйғур елидики қош тиллиқ маарип пәқәт уйғурларғила қаритилған болуп, илгири бизниң зияритимизни қобул қилған хитай вә уйғур мәктәплири бирләштүрүлгән 2 - оттура мәктәпниң мудири буни етирап қилған иди. У сөзидә, дөләт тили- хитайчә болғанлиқи үчүн, қош тиллиқ маарип пәқәт уйғурларғила қаритилип, хитайлар нәзәрдә тутулмиғанлиқини билдүрди.

Доктор майкел дилон әпәнди елан қилған, "шинҗаңда, уйғур тили вә мәдәнийити тәһдит астида қалди" дигән мақалисидә, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә елип бериватқан маарип вә мәдәнийәт җәһәттики бастурушиниң, қисқа мәзгилдә хитай үчүн нәтиҗилик болғандәк көрүнсиму, әмма узун мәзгилни нәзәрдә тутқанда, буниң, уйғурларниң наразилиқини техиму қозғайдиған бир мәсилигә айлинидиғанлиқини билдүргән иди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.