Белгийидиму уйғур чемпийони бар


2005.05.23

Уйғур хәлқи өзлириниң көплигән мәшһур сиясийонлири, алимлири, мәдәнийәт вә җамаәт әрбаплириға игә болупла қалмастин бәлки, йәнә дуняви рекортларни яратқан атақлиқ тәнһәрикәтчилири вә чемпийонлириғиму игә.

Пәхирлик тәнһәрикәтчилиримиз

Дарвазлиқ уйғур ән-әниви тәнһәрикәт түри болуш сүпити билән бүгүнки күндә уйғурлар арисидин йетишип чиққан адил һошур, әсқәр қатарлиқ яш дарвазлар дуня генус рекорти яритиш билән дуня йүзидики йиганә шәхсләргә айлинип, уйғур дарвазчилиқини дуняға тонуштурди.

Қумлуқ мәликиси дәп нам алған гүл зөһрә тәклимаканни йүгүрәп кесип өтүштәк дуняви тәңдашсиз нәтиҗә яратса, уйғур қизи нургүл савут хитайниң чиңдав шәһиридә өткүзүлгән хәлқаралиқ марафончә йүгрәш мусабиқисидә чемпийон болуш билән уйғур қизлириниң қәһриманлиқ әнәнисини җари қилдурди.

Уйғур хәлқи арисидин йәнә тәнһәрикәтниң һәммә түрлири бойичә дегүдәк атақлиқ маһирлар йетишип чиққан болуп, 60- йилларда пүтүн хитайни зилзилигә салған валибол маһирлиридин зөһрә вә малик, 90-йиллардин етибарән мәшһур болуп тонулған васкитбол маһири вә тиринери адилҗан һәм челиш маһирлири аблиз тоқсун, һаҗи шуниңдәк башқа йәнә узунға йүгрәш, ат бәйгиси, су үзүш қатарлиқ түрлүк саһәләрдики чемпийонларни мисал қилиш мумкин.

Бокс уйғурлар әң яхши көргән тәнһәрикәт түрлириниң бири болуп, йеқинқи йиллардин буян бу саһәдә уйғур маһирлири пүтүн хитай бойичә вә бәзи хәлқаралиқ мусабиқиләрдә мутләқ ғалип келиш билән уйғур миллий роһини йәнә бир қетим намайән қилди. Әнә шуларниң ичидә алаһидә орунға игилиридин бири, хитайниң бокс шаһи дәп нам алған абдушүкүрдур.

Уйғур йигитлиридин абдушүкүр, абдурахман вә әкрәм қатарлиқларниң һәр қетимлиқ кәскин елишиш мәйданлирида өз рәқиплирини муштлап йиқитишлири, рәқиплиригә атқан һәр бир муштиға уларниң қәһриман әҗдадлиридин мирас қалған миллий роһи йәни мәртлик ,батурлуқ удуми сиңгәнлики көрүнүп туриду.

Уйғур хәлқиниң мутләқ көпчилик өз ана вәтинидә яшиғандин сирт йәнә ениқсиз мәлуматлар бойичә наһайити зор сандики уйғурлар оттура асия җумһурийәтлиридә яшайду.

Буларниң арисидинму көплигән дуня чемпийонлири йетишип чиққан. Мәсилән, чамбашчилиқ маһири һейтахуноп, америкида өткүзүлгән чамбашчилиқ мусабиқисидә өзи билән һәл қилғуч мусабиқиғә чүшкән хитай чамбашчисини йеңип, дуня чемпийони болған. Закир тохтийев , әхмәтҗан қатарлиқларму бир қанчә қетим тайландчә бокс бойичә дуня чемпийони аталған иди.

Уйғурлар хитайлардин бурун олимпикта чемпийон болған

70-80-Йилларда болса абдурахман исимлик уйғур узун мәзгил сабиқ совет иттипақиниң бокс чемпийони болуп, көп қетим дуня мусабисигә қатнашқан һәм явропа чемпийони болған.

Алаһидә тилға елишқа тегишлик киши 50-йилларда дуня олимпик чемпийони болған махмут өмәроп болуп, у қариға етиш түри бойичә чемпийон болған иди.

Қазақистанлиқ махмут өмәроп уйғур миллити ичидин биринчи қетим олимпиккә қатнашқан һәмдә алтун медал алған шәхс болуш сүпити билән уйғур тәнһәрикәт тарихидин орун алди. Тәнһәрикәт ишлири мутәхәссислириниң ейтишичә, уйғур йигити махмут өмәроп олимпик чемпийони болған чағларда техи хитайлардин олимпик чемпийони йетишип чиқмиған икән.

Белгийидиму уйғур чемпийони бар

Йеқинқи йиллардин буян бир қ исим уйғурлар явропа дөләтлири вә шималий америкиға келип маканлашмақта. Уларниң зор бир қисими қазақистан, қирғизистан вә өзбекистан қатарлиқ мәмликәтләрдин кәлгән. явропадики белгийә уйғурлар хели көп маканлашқан җайларниң бири болуп, белгийидики уйғур җамаәтчилики мәдәнийәт-сәнәт паалийәтлирини раваҗландуруштин башқа йәнә тәнһәрикәт ишлириғиму етибар бәрмәктә.

Белгийә уйғурлири тәрипидин чиқирилидиған "үмид" интернет торидики учурлардин мәлум болушичә, йеқинда 17 яшлиқ уйғур йигити росул зиявидиноп, яшларниң бокс мусабиқисидә пүтүн белгийә чемпийони болуп аталған икән.

Қазақистандин белгийигә келип чоң болған росул боксқа алаһидә иштияқ бағлап, мәшиқ елип барған, униң талантини сәзгән белгийиниң мәшһур бокс чемпийони вә тринери җексон осей бонусниң йетәкчиликидә мәшиқ елип барған. 17 яшлиқ бу яш йигитиниң чемпийон болғанлиқи һәққидики хәвәрләр һәмдә у вә уйғурлар һәққидики учурлар белгийә мәтбуатлиридин орун алған.

Тәнһәрикәт адәмниң саламәтлики үчүн пайдилиқ болупла қалмастин бәлки, хәлқара мусабиқиләрдә алтун медалларға еришиш бир милләтниң дуняви шөһрити вә қудритини ашурушта васитичилик рол ойнайду. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.