Әхмәдиләр аилиси, уйғур сәнитигә алаһидә төһпә қошмақта

Абдуреһим әхмиди әпәнди

Абдуреһим әхмиди ака, 1962 -йили уйғур елидин қазақистанға көчүп чиқип, алматадики уйғур тиятириға хизмәткә орунлашқан болуп, кейин өзбекистанда ишләп, өзбекистан хәлқ артиси унваниға еришкән.

Абдуреһим әхмиди акиниң оғли мурад әхмиди әпәнди 20 нәччә йилдин буян сәнәт саһәсидә хизмәт көрситип, қазақистан хәлқ артиси унваниға еришкән . У 1973 -йили яшлиқ ансамбилини қурған, 1984 -йилидин һазирға қәдәр қазақистан уйғур тиятириниң баш дерикторлуқ вәзиписини өтимәктә.

Мурад әхмиди әпәндиниң оғли дилшад әхмиди вә қизи дилназ әхмидиму , һазирқи заман уйғур нахша- музика сәнитигә нурғун һәссиләрни қошуп, кәң уйғур аммиси яқтуруп аңлайдиған нахшичиларға айланмақта.

Бу мунасивәт билән биз абдуреһим әхмиди акиниң оғли мурад әхмиди әпәнди, дилшад вә дилназ әхмидиләрниң аниси ризван ханимни зиярәт қилдуқ.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org