Әхмәдиләр аилиси, уйғур сәнитигә алаһидә төһпә қошмақта
2005.02.02

Абдуреһим әхмиди ака, 1962 -йили уйғур елидин қазақистанға көчүп чиқип, алматадики уйғур тиятириға хизмәткә орунлашқан болуп, кейин өзбекистанда ишләп, өзбекистан хәлқ артиси унваниға еришкән.
Абдуреһим әхмиди акиниң оғли мурад әхмиди әпәнди 20 нәччә йилдин буян сәнәт саһәсидә хизмәт көрситип, қазақистан хәлқ артиси унваниға еришкән . У 1973 -йили яшлиқ ансамбилини қурған, 1984 -йилидин һазирға қәдәр қазақистан уйғур тиятириниң баш дерикторлуқ вәзиписини өтимәктә.
Мурад әхмиди әпәндиниң оғли дилшад әхмиди вә қизи дилназ әхмидиму , һазирқи заман уйғур нахша- музика сәнитигә нурғун һәссиләрни қошуп, кәң уйғур аммиси яқтуруп аңлайдиған нахшичиларға айланмақта.
Бу мунасивәт билән биз абдуреһим әхмиди акиниң оғли мурад әхмиди әпәнди, дилшад вә дилназ әхмидиләрниң аниси ризван ханимни зиярәт қилдуқ.
Мунасивәтлик мақалилар
- Қазақистан уйғур тиятириниң 70 йиллиқи өткүзүлди
- Хәлқ артислиридин көрүнүшләр
- Уйғур тиятири вә артислардин көрүнүшләр
- Қазақистанда уйғур мәдәнийити мунасип әһмийәткә еришти
- Үзүлмәс тар
- Түркийидики уйғур музиканти абдулла көсә билән сөһбәт
- Султан муһәммәтниң "вәтән" намлиқ CD пиластинкиси нәширдин чиқмақчи
- Доктор гулзадә ханим уйғур мәдәнийәт- сәнити үчүн һәссә қошмақта