Германийиниң франкфурт шәһиридә мәһмут қәшқири йили вә норуз байрими тәбрикләнди


2008.03.25

Girmaniye-Noruz-200.jpg
Франкфорттики норуз паалийитидә номур орундаватқан уйғур өсмүри. http://karakuyash.blogspot.com/

Уйғурларда норуз 21 - март дуняниң һәр қайси җайлирида һәр хил шәкилдә тәбрикләнгән болсиму, әмма германийиниң франкфурт шәһиридә 22 - март елип берилған норуз тәбрикләш паалийити, йәккә һалда норуз байриминила тәбрикләш болуп қалмастин, бәлки бу алаһидә күн уйғурларниң бүйүк алими мәхмут қәшқириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, пән - техника вә мәдәнийәт җәмийити тәрипидин 2008 - йилида дуняви хатирилинидиған шәхс қилип бәлгиләнгәнликини тәбрикләш билән өзгичә мәзмунға вә алаһидиликкә игә қилинған.

Күрәш атахан :" бирәр уйғур тәшкилати мәхмут қәшқири үчүн алаһидә тәбрикләш мурасими елип бармиди"

Мәзкур паалийәт германийиниң франкфурт шәһиригә җайлашқан шәрқий түркистан бирлики тәшкилати тәрипидин орунлаштурулған болуп, паалийәткә уйғурларни асас қилған бир қисим турк вә германларни өз ичигә алған 100 гә йеқин адәм қатнашқан.

Шәрқи түркистан бирлик тәшкилатиниң рәиси күрәш атахан мәхмут қәшқириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати тәрипидин 2008 - йилида хатирилинидиған шәхс қилип бәлгиләнгәнлики уйғурлар һәмдә түрк дуняси үчүн интайин әһмийәтлик муһим вәқә һесаблинидиғанлиқини һәмдә бу вәқәниң уйғур или ичи ‏ - сиртида һәр хил шәкилдә тәбриклиниши лазимлиқини, әмма һазирға кәлгичә бирәр уйғур тәшкилатиниң бу хәйрлик иш үчүн алаһидә тәбрикләш мурасими елип бармиғанлиқини, шуңа бу нөвәтлик норуз байримини тәбрикләш паалийитини мәхмут қәшқири үчүн беғишлиғанлиқини билдүрди.

Тәбрикләш паалийити йәнә, аниларға вә балиларға беғишланған

Күрәш атахан йәнә, бу нөвәтлик норуз тәбрикләш паалийити йәнә аниларға вә милләтниң кәлгүси болған балиларға беғишланған болуп, уйғур сиясий күрәшлирини техиму ғәлибилик давамлаштуруш үчүн, уйғурларниң алим - һөкүмалириға һөрмәт билдүрүш, миллий мәдәнийәт өрнәклирини әсләп өтүш, уйғурчә таам, уйғурчә өрп - адәтни мушундақ сорунларниму қолдин бәрмәй намаян қилип әвладларға әнәнә тәрбийиси, миллий кимлик тәрбийиси елип бериш мәқсәт қилғанлиқини билдүрди.

"Мәхмут қәшқири дегән бу нам уйғур тарихи қатарлиқ нурғун саһәләргә берип тақилиду"

Күрәш атахан йәнә, мәхмут қәшқәрниң уйғур тарихи вә мәдәнийитидики орни һәққидә тохтилип: "мәхмут қәшқири дегән бу нам уйғур тарихи, әдәбияти дөләт башқуруш вә тилшунаслиқ қатарлиқ нурғун саһәләргә берип тақилиду" деди.

Мәзкур паалийәт давамида паалийәт қатнашқучилириға уйғур тарихи, мәдәнийити мәшһур шәхслири вә һазирқи сиясий әһвали һәққидә доклат берилгән һәмдә мушу асаста соал тәйярлинип балилар арисида зеһин синаш елип берилған.

Ахирида зеһин синашқа қатнашқан балиларниң һәммисигә һәр хил шәкилдики хатирә буюмлири мукапат қилип тарқитип берилгән болуп, күрәш атаханниң билдүрүшичә, мукапат буюмлирини шивитисийидин германийигә мәхсус ушбу мурасим үчүн кәлгән уйғур зиялийси һаҗи абдурешит керими әпәнди тарқитип бәргән.

Норуз байримини тәбрикләш мурасиминиң бешида шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси күрәш атахан, дуня уйғур қурултийиниң рәиси уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң мәзкур паалийәт үчүн йоллиған тәбрик телеграммисини оқуп өтүп паалийәт иштиракчилирини һаяҗанға салған. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.