Лондонда уйғурларниң рәсимлири көргәзмә қилинди


2005.06.20
Merwayit-Hapiz.jpg
Тонулған рәссам мәрвайит ханим

Өткән һәптиниң шәнбә вә йәкшәнбә күнлири хәлқара панаһланғучилар күни мунасивити билән, әнгилийиниң пайтәхти лондонда һәрқайси милләтләрниң хатириләш паалийити болуп өтти.

Әнгилийидики уйғур җәмийити вәкиллири паалийәт давамида тонулған рәссам, германийидә яшаватқан мәрвайит һапиз, мәрһум рәссам әкбәр миҗит, қирғизистанлиқ уйғур рәссам өмәрҗан кәримоф қатарлиқларниң рәсимлири билән көргәзмә уюштуруп, зиярәтчиләрниң алқишиға еришти.

Бу мунасивәт билән, түркийидә шәһиридә турушлуқ ихтияри мухбиримиз әркин тарим әнгилийиниң пайтәхти лондондики паалийәт мәркизигә телефон қилип, әнгилийә уйғур җәмийити башлиқи бәхтияр әпәнди вә тонулған рәссам мәрвайит ханим билән сөһбәтләшти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.