Нурмуһәммәд ясинниң "муһәббәт дегән немә?" намлиқ әсири
2006.05.25

"ява кәптәр" намлиқ әдәбий әсәрни язғанлиқи үчүн хитай һөкүмити тәрипидин 10 йиллиқ түрмигә ташланған талантлиқ яш уйғур язғучиси нурмуһәммәд ясин уйғур ели вә чәтәлләдики уйғур җамаити арисида күчлүк тәсир қозғиди. Униң түрмигә ташланғанлиқиға 1 йил болған мәзгилдә, биз интернеттики әдәбият сәһипилириниң биридин униң "муһәббәт дегән немә?" намлиқ йәнә бир надир әсирини байқидуқ. Бу от йүрәк яш өзигә хас услубта язған бу нәсирий әсиридә өзиниң муһәббәткә болған көз қариши вә һес-туйғурлирини әкс әттүргән.
"Өркиши" тәхәллуси билән тонулған нурмуһәммәд ясин 1974- йили қәшқәрниң маралбеши наһийисидә туғулған. У қолға елиништин бурун маралбеши наһийилик мәдәнийәт-тәнтәрбийә идарисида ишлигән болуп, у һаятини әдәбий иҗадийитидин алған қәләм һәққи билән қамдайдиған әркин қәләмкәш иди. Униң "ойнайдиған бала барму" , "тунҗи муһәббәт" , "йүрәк йиғлайду" қатарлиқ китаблири нәшр қилинған һәмдә 40 парчидин артуқ әсири бир қанчә топламға киргүзүлгән иди.
Нурмуһәммәд ясин "ява кәптәр" намлиқ әсири үчүн 2004- йили 11-айниң 29- күни қолға елинип, 2005- йили 2-айда маралбеши наһийилик сот тәрипидин 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Шу йили 5-айда у үрүмчи шәһәрлик биринчи түрмигә йөткәлгән. Шундақла хитай һөкүмити һазирғичә униң аилә-тавабатлири билән көрүшүшигә йол қоймай кәлгән.
Муһәббәт дегән немә?
Нурмуһәммәт ясин өркиши
Муһәббәт дегән немә? дегән бу суал қәдимдин тартип өзиниң сеһирлик мәнисигә охшаш кишиләрниң турмушида тулиму сирлиқ һалда мәвҗут болуп кәлди, лекин һечкимму униңға конкретни қилип муһәббәт дегән мундақ болиду, дәп ениқ бир җавап берәлмиди, чүнки һәрбир адәмниң муһәббәт сәргүзәштиси вә муһәббәткә болған көз қарши һәр хил болғачқа уни конкретни бир мәнаға йиғинчақлаш мумкин әмәс,
Һаятида бир қанчә қетим муһәббәтләшкән бир кишиниңму һәр қетимлиқ муһәббәт сәргүзәштиси вә муһәббәткә болған чүшәнчиси һәрхил болиду, һәтта мәлум бир дәвр, мәлум бир шараиттики муһәббәт көз қаришиму һәрхил болиду, шуңа муһәббәтни конкретни бир мәна даирисигә йиғинчақлаш мумкин әмәс, муһәббәт мушундақ тәкрар сунидиған әйнәккә охшаш кишиләрниң қәлбигә давамлиқ өзиниң шолисини чүшүрүп туридиған болғачқа у мәңгү йеңи һаләттә өз сиһри қияпитини сақлап кәлгән,
Кишиләрниң муһәббәттин ибарәт бу сирлиқ туйғуға әсир булуши бәлким униң һәммә адәмниң қәлбидики назук туйғуларни чикип өтсиму, бирақ азла қәлибниң деризисидин киришкә несип болидиғанлиқидин болса керәк,
Мундақчә қилип ейтқанда муһәббәт бирхил тәшналиқтики қәлибкә раһәт беғишлиғучи булақ сүйигә охшайду, тумуз иссиқта чаңқиған бир падичи йол бойидики ериқтин учуми билән қенип туруп бир ичивалса униң ләззитигә бир нәрсә тоғра кәлмәйду, йирақ мәнзилдин һерип кәлгән бир киши өйигә қайтип килип "уһ, ахири қайтип кәлдим", дәп бир қетим раһәтлинип сузулуп йетивалса буму охшашла чәксиз һузур, түн бойи кирпик қақмай әсириниң әң ахириқи чикитини қойған бир язғучиниң хушаллиқиму охшашла чәксиз һузурлинарлиқ иш, мана булар муһәббәтниң башқичә атилиши,
Маһийәттә муһәббәт мушундақ бир хил разимәнлик туйғу, униң шәкли хилму-хил болиду, шуңа униңға ениқ тәбир бириш мумкин әмәс,
Хелил җибран интайин образлиқ қилип шундақ сүпәтләйду: "муһәббәт саңа таҗ кәйдүрәләйду, шундақла сини дарғиму асалайду, у сини пәрвиш қилип өстүрәләйду һәм сини кесип ташлиялайду, у синиң әң игиз шахлириңға чиқип аптапта шадлинип турған шах, йопурмақлириңини сөйиду, шундақла әң чуңқур җайлириңға чөкүп йилтизиңни қомуруп ташлап, сини земнидин айривитәләйду, сән бир қолтуқ буғдай,муһәббәт сини бағлайду, муһәббәт сини оруп- соқуп, саминиңдин айрип ялиңачлайду, муһәббәт сини асманға етип соруйду, тасқайду, адалайду, у сини түгмәнгә апирип икки ташниң арисида изип унға айландуриду, муһәббәт сини юғуруп хемир қилип муқәддәс отқа селип,пишуруп, аллаһниң дастихинидик муқәддәс ғизаға айландуриду, муһәббәт мана мушундақ бир җәрян, у сини өзүңгә өзүңни тунутиду, мушундақ билиш җәрянидила сән андин һаятлиқ йүрикиниң бир қисмиға айлинисән",
Димәк җаһанға мәшһур бу ашиқ вә муһәббәт күйчиси муһәббәтни мушундақ сирлиқ сүпәтләр билән тәриплигән,
Һәқиқәтән муһәббәтни ениқ бир сүпәткә игә қилиш тәс, униң мәнисини билиш техиму тәс, һәрбир адәмниң еңида униң хилму хли варянти, хилму - хил тәбири бар, көплигән кишиләр бирдинла өзиму сәзмигән бирсини яхши күрүп қалиду, үзидин : "униң нәрини яқтуруп қалидиң" дәп сориса конкретни қилип: "палани йерини" дейәлмәйду, лекин, өзигә аянки у қарши тәрәпниң нәрини яхши күрүп қалғинни дәп берәлмигән билән бәрибир уни һәммидин үстүн орунға қуйиду, бу бир һечким инкар қилалмайдиған мутләқ һәқиқәт, муһәббәт қанчилик сирлиқ,юшурун болмисун һаман у сизниң қәлбиңиз вә туйғуңиздики бир җәрян, у һаман сизниң вуҗудиңизда йүз бириду, сизниң турмушиңзда тәкрарлиниду, җибран ейтқан у хил һаләтму әмәлийәттә муһәббәтниң мәлум бирхил шәкли, униң қалған шәкиллири йәнила инсанийәтниң вуҗудида юшурун һаләттә турмақта,
Муһәббәт бирхил үзини ипадиләш, бирхил үзини қанаәтләндүрүш, бирхил еһтияҗ яки униң қандурлуши, бир хил йүшүрүнлуққа йүзлиниш вә ашкарлиққа өтүш, ишқилип сиз мәлум бир шәхсни яхши күргәнкәнсиз ойлимиған йәрдин вуҗудиңизда ипадилинватқан хилму-хил өзгиришләрни байқайсиз, өзиңизниң бурунқи өзиңизгә охшимай қеливатқанлиқини чүшинисиз, бу хил һадисә сизниң турмушиңизда йүз бәргәнкән, димәк сиздә муһәббәт пәйда болған болиду һәм шуниң өзи муһәббәт дәп атилиду, у мәйли узун болсун, мәйли қисқа болсун, мәйли азаблиқ яки хушаллинарлиқ болсун у сизниң һаятиңиздики байлиқ сүпитидә қәлбиңиздә мәңгү сақлинип қалиду,
Қисқиси сиз конкретни бир җанлиқ булуш сүпитиңиз билән һаман һаятиңизда муһәббәтлишиштин халий болалмайсиз, у қуяш нуриға охшайду,қәлбиңизни қанчилик итивалмаң бәрибир униң йочуқлиридин бөсүп кириду, уни тосупму тусуп булалмайсиз, шуңа сизгә беридиған мәслиһәтим шуки сиз униңға тәбир издәп аварә болмаң, қәлбиңиз вә турмушиңиз ахири униң мувапиқ тәбирини сизгә ейтип бериду,
Маралбеши наһийиси 2004 – Йил 7 – айниң 22 – күни кәч саәт 12 дә йезилди,