Алий мәктәпләрниң пиландин сирт оқуғучи қобул қилиш нисбити төвәнләйдиған болди
2006.06.21
Бу йилқи алий мәктәпләргә оқуғучи қобул қилиш хизмити хитайдики һәрқайси өлкиләрдә рәсмий башланди. Хитай маарип министирлиқи йеқинда мәхсус һөҗҗәт чүшүрүп, бу йилқи оқуғучи қобул қилиш хизмитидә, пиландин сирт қобул қилинидиған оқуғучилар омуми саниниң 5% тидин ешип кәтмәсликини оттуриға қойған
Охшаш болмиған инкаслар
Хитай агентлиқи тәрипидин бериливатқан бу һәқтики хәвәрләрдин мәлум болушичә, бу йил алий мәктәпкә имтиһан бәргән оқуғучиларниң сани бултурқидин көп болуп, пилан ичидики қобул қилинидиған оқуғучилар сани өткән йилидикидин пәрқләнмәйдикән. Демәк бу йил алий мәктәпкә имтиһан бәргән оқуғучилар арисидики риқабәтлишиш техиму күчәйгән. Бир қисим анализчи вә маарип мутәхәссислири, хитай маарип министирлиқиниң бу йил алий мәктәпкә оқуғучи қобул қилишта пиландин сирт қобул қилинидиған оқуғучилар санини қисқартмақчи боливатқанлиқи һәққидики йол йоруқиға охшимиған көз -қарашларда болмақта.
Мәсилән бәзиләр бундақ қилиш арқилиқ алий мәктәп пүттүргән оқуғучиларниң бундин кейинки ишсизлиқ мәсилиси бир қәдәр йениклиши мумкин дәп қариса йәнә бәзиләр " һөкүмәтниң бундақ буйруқни чүшүриши оқуғучиларниң юқирилап оқуш арзуйини боғқанлиқ, хитай вә уйғур елидики ишсизлиқ мәсилиси һәргизму пиландин сирт оқуғучи қобул қилиш нисбитиниң төвәнлишиши билән йеникләп қалмайду " дәп көрсәтмәктә.
Кеңәйтип оқуғучи қобул қилишни һәқиқәтән кемәйтиш керәк
Радиомизниң зияритини қобул қилған хитай зиялийси ма шявмин әпәнди йиллардин буян хитайда йүргүзүлүватқан пиландин сирт оқуғучи қобул қилиш сиясити түпәйлидин келип чиқиватқан оқуш пулиниң һәддидин ташқири қиммәт болуп кетиши вә маарип сүпитиниң барғансери төвәнләп кетиши қатарлиқ мәсилиләрни тәкитләп "һазирниң өзидә пилан ичидә қобул қилиниватқан оқуғучилар хизмәт тапалмай йүрсә, пиландин сирт қобул қилинған оқуғучиларниң мәктәп пүттүрүп хизмәт тапалиши техиму мумкин әмәс, шуңа кеңәйтип оқуғучи қобул қилишни һәқиқәтән кемәйтиш керәк" дәп көрсәтти:
"Бизниң бу дөләтниң маарип саһасидә, болупму алий мәктәп маарип саһәсидә мәвҗут болуп туриватқан мәсилиләр бәкму көп. Мәсилән кеңәйтип оқуғучи қобул қилиш, оқуш пулини һәддидин ташқири өрлитивелиш, оқуш сүпити билән кари болмаслиқ дегәндәк мәсилиләр наһайити еғир. Биз бу һәқтә чоқум изчил һалда ислаһат елип беришимиз керәк. Статистикиларға қариғанда, һазир көплигән хизмәт орунлири оттура техником вә алий техником пүттүргән кәсп әқлигә моһтаҗ икән. Шуңа һәммә адәмниң чоқум алий мәктәп пүттүрүши шәрт әмәс. ' Алий мәктәп пүттүргәндила андин хизмәт тапқили болиду ' дегән көз -қарашму тоғра әмәс. Униң үстигә кеңәйтип оқуғучи қобул қилиш дегәнниң өзи маарип сүпитини яхшилаш әмәс, бәлки маарип арқилиқ пул тепиш дегәнлик, шуңа һазир мәнчә бу хил әһвалниң алдини алмиса болмайдиған һаләткә йәтти"
Уйғурларға тәсири техиму чоң
Радиомизниң зияритини қобул қилған уйғур зиялийси доктор қаһар барат әпәнди сөһбәт җәрянида, хитай һөкүмитиниң пиландин сирт оқуғучи қобул қилишни кемәйтиш һәққидә чиқарған бу қарариниң уйғур елидики оқуғучиларға техиму зор тәсир көрситидиғанлиқини, шундақла алий мәктәп пүттүргән уйғур оқуғучилириниң ишсизлиқ мәсилиси бу хил қарарниң чиқиши билән йениклимәйдиғанлиқини тәкитлиди.
Америка тексас университетиниң профессори лән йүн әпәндиниң көрситишичә, хитайдики алий мәктәп пүттүргәнләрниң нисбити башқа дөләтләрдикигә селиштурулғанда, хелила төвән. Иқтидарлиқ адәмләр йәнила кәм. Хитай һөкүмити әслидә техиму көплигән адәмләрниң али мәктәп сәвийисидә болушини тәшәббус қилиши керәк иди. Әксинчә улар һазир пүтүнләй базар иқтисадий билән болуп, маарипқа дегәндәк көңүл бөлмәйватиду. Һәтта йәрлик һөкүмәтниң маарип орунлириға кашила қилишиму барғансери еғирлашмақта" дәп билдүргән. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- 55 Миңдин артуқ алий мәктәп пүттүргән оқуғучи ғәрбий районға беришқа һазирланмақта
- Бу йил техиму көплигән алий мәктәп пүттүргән оқуғучилар ишсиз қалиду
- Хитайда иқтидарлиқ кишиләр кәм болмақта
- Алий мәктәп пүттүргән уйғур оқуғучиларниң көп сандикиси ишсиз қалмақта
- Маарип чиқими хитайда наһайити еғир йүк болуп қалмақта
- Уйғур оқуғучилар дәрс башлинипла пахта теришкә һәйдәлди
- Хитай вә уйғур ели маарип саһәсидики чириклик мәсилиси
- Алий мәктәп имтиһаниға қатнашқан хитайлар билән башқа милләт оқуғучилириниң қобул қилинишида пәрқ чоң
- Хитай һөкүмити алий мәктәпләрниң сиясий муқимлиқидин әндишә қилмақта