Калифорнийидә өткүзүлгән уйғур мәдәнийәт кечилики җәрянидики сөһбәтләр


2007.10.30

California-Senet-200.jpg
27 - Өктәбир беркелий университетида өткүзүлгән уйғур мәдәнийитини тәбрикләш паалийити. RFA Photo / Jume

27 - Өктәбир беркелий университетида өткүзүлгән уйғур мәдәнийитини тәбрикләш паалийити шу күни кәчқурун саәт 6 дә башлинип кәч саәт 11 ләр әтрапида аяғлашти.

Мәлум болушичә, бу паалийәт беркелий шәһири әтрапида вә сан франсискода мәлум дәриҗидә ғулғула қозғиған болуп, бу паалийәт вә мәзкур паалийәттә тонуштурулған уйғур мәдәнийити вә уйғурларниң кимлики һәққидә сан франсискодики нопузлуқ гезит сан франсиско короникол гезитидә мақалә елан қилинған.

Уйғур сәнәткарларниң юқири сәнәт маһарити мәзкур паалийәткә техиму қайнақ түс қошти

Беркелий университетида өткүзүлгән уйғур мәдәнийитини тәбрикләш паалийитиниң утуқлуқ болушида алаһидә тилға елишқа әрзийдиған ишлар ичидә, дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан уйғур сәнәткарларниң юқири сәвийә билән орунлиған һәр түрлүк сәнәт номурлири вә бәдиийлики интайин юқири гүзәл сәнәт әсәрлири муһим орун тутидиған болуп, сәнәткарлар өзиниң юқири дәриҗидики сәнәт маһарити арқилиқ мәзкур паалийәткә техиму қайнақ вә гүзәл түс қошти.

Һазир франсийидә етник музика илми тәтқиқати билән шуғуллиниватқан муқәддәс миҗит орунлиған ләрзан уйғур усули тамашибинларниң диққитини алаһидә җәлп қилди.

Уйғур рәссами мәрвайит ханим: " уйғурларни тонуштурушта һәрқандақ пурсәтни қолдин берип қоюшқа болмайду"

Бу паалийәткә германийидин келип қатнашқан сәнәткарлар ичидә, германийидә коп қетим гүзәл сәнәт көргәзмиси ачқан вә тонулған уйғур рәссами мәрвайит ханимму бар болуп, у әсәрлирини елип келип уйғур мәдәнийитиниң гүзәл сәнәттин ибарәт йәнә бир ярқин вариянтини паалийәт қатнашқучилириға намаян қилди.

Мәрвайит ханим өзиниң шунчә йирақтин келип бу паалийәткә қатнишишиниң сәвәбини чүшәндүрүп, уйғурларни тонуштуруш үчүн мәйли бир саәт вә мәйли бир минутлуқ болсун һәрқандақ пурсәтни қолдин берип қоюшқа болмайдиғанлиқини оттуриға қойди.

Рәһимә долан: "өзүм пәхирлинидиған мәдәнийәтни башқиларға тонуштурушни ойлидим"

Паалийәт җәрянида мәлум сәвәнликләр садир болғанлиқини әмма паалийәтниң омумий җәһәттин утуқлуқ болғанлиқини оттуриға қойған, беркелий университетниң оқуғучиси вә мушу паалийәтни баш болуп орунлаштурғучиларниң бири болған рәһимә долан, паалийәтни орунлаштуруш җәрянида йолуққан һәрхил мәсилиләргә қаримай, ахирғичә бәрдашлиқ берип паалийәтни вуҗудқа чиқиришқа сәвәб болған амилниң немә икәнликигә җаваб берип "әқәллийси уйғурниң кимликини уйғур мәдәнийити арқилиқ америка хәлқигә тонутуш" дәп җаваб бәрди.

Алим сейитоф: "уйғур елини шинҗаң дәп аташ бир номуссизлиқ"

Америка уйғур бирләшмисиниң баш катипи алим сейитофму мәзкур паалийәткә қатнашқан болуп, у, гәрчә бу паалийәт җәрянида бәзи сәвәнликләр садир болған болсиму, паалийәтниң омуми җәһәттин яхши кәйпиятта елип берилғанлиқини оттуриға қойди.

Әмма у йәнә, паалийәт җәрянида садир болған аталғу җәһәттики хаталиқларға изаһат берип, уйғур елини " шинҗаң" дәп аташниң тарихи җәһәттин хата болидиғанлиқини вә буниң бир номуссизлиқ икәнликини тәкитлиди. Алим сейитоф йәнә, әгәр бундин кийин елип берилидиған мушу хилдики паалийәтләргә америка уйғур бирләшмиси йеқиндин көзитиш елип барғандин сирт, мәйли қайси җәһәттин болсун өз ярдимини айимайдиғанлиқини оттуриға қойди.

Доктур лилиян: "биз бирму байрақ асмидуқ, чүнки биз бир дөләтни әмәс, бәлки мәдәнийәтни тәбрикләймиз"

Униңдин башқа, бу паалийәткә қатнашқучиларниң бири болған, һазир калифорнийидә яшаватқан адил атавулла әпәнди бу паалийәтниң утуқлуқ болған тәрәплириниң бирини һеч болмиғанда 27- өктәбир елип берилған паалийәтниң сан франсиско җамаити арисида диққәткә сазавәр болғанлиқини вә сан франсискода чиқидиған гезитләрдин орун алғанлиқини билдүрди һәмдә паалийәттә садир болған мәсилиләр үстидә тохтилип, шу хилдики мәсилиләрниң садир болушиға сәвәб болған нәрсиниң паалийәт орунлаштуруш җәряниниң башқа уйғур җамаитигә мәлум җәһәттин мәхпий тутулғанлиқидин болған дәп көрсәтти.

Бу паалийәтни әмәлгә ашурушта иқтисади вә башқа җәһәтләрдин йеқиндин ярдәмдә болған беркелий университети хәлқаралиқ оқуғучилар башқармисиниң башлиқи доктур лилияннң билдүрүшичә, мәзкур паалийәт интайин утуқлуқ елип берилған болуп, кәлгүсидиму йәнә мушу хилдики уйғур мәдәнийити паалийәтлирини көпләп орунлаштуридикән.

Доктур лилиян йәнә, өзиниң бу йәрдә бир дөләтни әмәс, бәлки мәдәнийәтни тәбрикләйдиғанлиқини тәкитләп: "биз бу йәрдә бирму байрақ асмидуқ, чүнки биз бу йәрдә бир дөләтни әмәс, бәлки мәдәнийәтни тәбрикләймиз" дәп оттуриға қойди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.