Уйғурлар стокһолимдики гүзәл - сәнәт гемназийә мәктипидә тонуштурулди
2008.03.17
7 - Марттин башлап стокһолим гүзәл-сәнәт гемназийә мәктипидә икки һәптилик уйғурларни тонуштуруш паалийити башланди. Бу паалийәтни бу йил оқуш пүттүридиған оқуғучилардин камила ринман вә униң бирқисим савақдашлири бирликтә оюштурған болуп, улар мәктәп даирисидә уйғурларға даир материяллар вә рәсимләр көргәзмиси ечиш, нутуқ сөзләп чүшәндүрүш қатарлиқ усуллар билән уйғурлар ниң тарихи, мәдәнийити, миллий кимлики, һазирқи инсан һәқлири әһваллири һәққидә мәлумат бәргән. Уларниң һәр қетимлиқ уйғурлар һәққидики нутиқиға йүздин артуқ оқуғучи иштирак қилған.
Бу паалийәтни уюштурғучи камила қизчақниң билдүрүшчә, у уйғурлар һәққидики тунҗи учурни узундин бири шиветсийә уйғур комитети билән һәмкарлишип ишләп келиватқан вә уйғурларниң шиветсийидә тонулушиға көп түрткә болған 4 - дуня җәмийитидикиләрдин алған икән.
Камила қизчақниң тәклипи билән бу паалийәттә уйғур усули ойнап бәргән филорә қизчақ тәсиратини сөзләп бәрди.
Камилә қизчақ өзиниң бу паалийәтни орунлаштуруштики мәқсити һәққидә тохтилип мундақ дәйду : "мән уйғурлар һәққидики учурларға шиветсийидики уйғур җәмийити вә 4 - дуня җәмийитидин игә болғандин кейин уйғурларға техиму қизиқтим. Шиветсийидә биз қурамлиқ яшлар уйғурларни пәқәтла билмәйду. Мениң уйғурлар һәққидики бу паалийәтни мәктәп даирисидә йәнә бир қетим елип бериш вә башқа мәктәпләргиму кеңәйтиш арзуюм бар." (ялқун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Русийә җиддий ишлар министири, генерал армийә шойгу: тувалар уйғурларниң тувада қалған қериндашлири
- Асияниң йүрикидики сирлиқ макан (2)
- Уйғур мәдәний ядикарлиқлири базарға йүзләнгәндә ...
- "Йипәк йолиниң мәнбәси --- шинҗаңдин йеңи тепилған җаһанни зил - зилгә салған асарә - әтиқиләр каталоги"
- Германийидә хәлқаралиқ милләтләр мәдәнийити көргәзмиси өткүзүлди
- Кроран пәқәт инсанлардин йирақ болғандила сақлинип қалалайду
- Уйғур хәлқ музика дурданилири" хәлқара медалға еришти
- Уйғур өсмүрлири "дуня балилар өйи мәдәнийәт паалийити" сорунини ләрзигә салди
- Хитайниң шиветсийидики "җуңго шинҗаң мәдәнийәт һәптилики" дегән паалийити вә шиветсийә хәлқи
- Өзбекистанда уйғурлар өзлириниң қандақ тәсирини көрсәткән?
- Хотән қәғизи барғанчә етибарға елинмақта
- Хитай ахбаратлири шиветсийидики "мәдәнийәт һәптилики" һәққидә нимә дегән?