Қазақистан уйғур тиятириниң 70 йиллиқи өткүзүлди
2004.10.18

Қазақистан уйғур тиятириниң артислири
16 – Өктәбир күни қазақистанниң алмата шәһиригә "қазақистан уйғур тиятири" қурулғанлиқиниң 70 йиллиқи, уйғур тиятир бинасида өткүзүлди.
Мурасимға мәхсус тәклипнамә билән 500 дин артуқ адәм қатнашти. Тиятир рәһбири мурат әхмиди ечилиш нутқи сөзлиди. Тиятирниң 70 йиллиқ тарихи әкс әттүрүлгән көрүнүшләр көрүнүп турған сәһнидә уйғур сәнитиниң намайәндилири көрситилди. Бир қисим дөләтләрниң қазақистанда турушлуқ әлчихана хадимлириму бу паалийәтниң миһманлири қатиридин орун алди.
Қазақистан уйғур тиятириниң парлақ тарихи вә бу қетимқи хатирилиәш паалийитиниң тәпсилатиға ға қиззиқсиңиз, қазақистанда турушлуқ ихтияри мухбиримиз абдулланиң бу һәқтики тәпсили хәвирини аңлаң.
©
2005 Radio Free Asia