Зия сәмидиниң "әхмәт әпәнди" романи(3)


2005.01.27
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
exmetjan.gif

Атақлиқ язғучи зия сәмидиниң "әхмәт әпәнди"намлиқ романида әхмәтҗан қасиминиң миллий азадлиқ инқилаб башлиништин илгири бир мәзгил әйнәкчилик қилиш йоли билән турмушини қамдиғанлиқи һәққидә баян қилип мундақ дәп язиду;

"Бир данә алмас қийғуч, бир данә яғач җаза-катәкчә, бир қута сир вә замаска һәм бир нәччә тахта әйнәк, барлиқ дәсмайә әнә шулардин ибарәт халас" дәп әхмәтҗан қасиминиң һаятлиқ күриши һәққидә өз баянлирини давамлаштуриду зия сәмиди.

Әхмәт әпәнди диянәтлик киши иди

Зия сәмидиниң тәсвирлишичә; әхмәтҗан қасими һәр күни дегүдәк юқирида ейтип өтүлгән җабдуқлирини көтирип йүрүп, кишиләрниң өйлиригә берип, иш издәйду, бәзидә иш тапиду, бәзи күнлири ишсиз қалиду. У өз ишиға наһайити пухта вә маһир һәм әстайидил болуп, херидарларни рази қилиду, һеч қачан көп пул соримайду бәлки бәргәнни рәһмәт дәп алиду.

Зия сәмидиниң тәсвирлишичә; әйнәкчилик әхмәтҗанниң җәмийәт билән кәң даиридә учришиши үчүн қолайлиқ шараит яритип бәргән болуп, у бу арқилиқ җәмийәт тәкшүрүш вә тәшвиқат-тәрғибатчилиқ елип берип, кишиләрниң миллий туйғусини һәм гоминдаң миллитаристлириға нисбәтән қаршилиқ көрситиш идийисини өстүрүшкә тиришиду. Әхмәтҗан билән учрашқан һәр қандақ адәм униң пак –диянәтлик, салмақ, кәмтәр вә әхлақ-пәзиләтлик шуниңдәк билимлик адәм икәнликини һес қилиду вә униңға нисбәтән яхши көрүш сәзгүси пәйда болиду.

Әхмәт әпәнди юқири мәлуматлиқ киши иди

ziya-semidi.jpg

Зия сәмиди әхмәтҗан қасиминиң тәрҗимһали һәққидә мәхсус баян қилмастин бәлки, униң шең шисәй түрмисидә ятқан вақтидики сақчи башлиқи ли йиңчиниң уни сорақ қилғинидики диалоглар арқилиқ әхмәтҗанниң өз ағзи арқилиқ, униң әслидә или вадисида туғулуп, дадиси башқилар тәрипидин сүйиқәст билән өлтүрүлгәндин кейин, тағиси өмәр қасиминиң ярдимигә еришип, совет иттипақиға кәткәнлики, у йәрдә башланғуч, оттура вә али мәктәп тәрбийиси алғанлиқини баян қилиду.

Зия сәмидиниң "әхмәт әпәнди "романидики учурларға таянғанда; әхмәтҗан қасими алди билән ташкәнттики оттура асия дөләт университетида оқуп, уни али дәриҗидә пүттүргәндин кейин, башқа үч нәпәр оқуғучи билән москвадики шәрқ тиллири институтиға оқушқа барған һәмдә у йәрдики оқушни яхши нәтиҗә билән тамамлиған.

Әхмәтҗан қасиминиң балилиқ вә яшлиқ дәвридики һаят паалийити һәққидә зия сәмидиниң баянлириға қошумчә қилған қазақистандики уйғур сиясий паалийәтчиси, 1944-1949-йиллиридики миллий азадлиқ инқилабниң қатнашқучиси шуниңдәк тарихчи сабит абдурахман әпәнди әхмәтҗанниң москвадики оқушни түгитип, ташкәнткә қайтип келип, оттура асия дөләт университетида оқутқучилиқ қилғанлиқини көрситиду.

Әйни вақиттики совет иттипақиниң уйғур сиясити шуниңдәк рус-хитай мунасивәтлирини сабиқ совет иттипақиниң мәхпий архиплири асасида тәтқиқ қилған рус алими, профәссор бармин әхмәтҗан қасиминиң бир мәзгил тарих пәнлириниң кандидат доктори унванини елиш үчүн аспирант болуп оқуғанлиқини язиду.

Әхмәтҗан қасими түрмидин чиқип, тәхминән бирәр айдин артуқ вақит ғулҗа шәһридә өз паалийитини давамлаштурғандин кейин, 1944-йили 7-ноябир "азадлиқ тәшкилати" ғулҗа қозғилиңиниң тунҗи оқини атқан күни, қозғилаңчиларниң қоманданлиқ шитабиға йетип келип, өзини инқилаб сепиға атиду шуниң билән у аста-аста хәлқ ичидә тонулушқа , һөкүмәт тәрипидин етибар берилип, юқири рәһбири хизмәтләргә җәлип қилинишқа башлайду.(Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.