Зия сәмидиниң "әхмәт әпәнди" романи (4)


2005.02.01
kopchilik.jpg
Хәлқ қәһримани палковник ғени батур (солда), миллий армийә муавин баш қомандани палковник зунун тейпоп (оңдин 2-) , миллий армийә қоманданлиқ шитабиниң шитаб башлиқи генирал майор мажароф (оңда) , 1946-йили хитай мәркизи һөкүмәт вәкили җаң җиҗоң (солдин 2-)билән ғулҗида.

Мәшһур язғучи зия сәмиди "әхмәт әпәнди" романиниң 1-томида йәнә әхмәтҗан қасиминиң мәхпий инқилаби паалийәтлири болупму ғулҗида тәсис қилинған "азадлиқ тәшкилати" билән болған йошурун мунасивити шуниңдәк униң ғулҗа қозғилиңиға иштирак қилиш җәряни һәққидә тәпсили язған.

Әхмәтҗан қасиминиң "азадлиқ тәшкилати" билән болған мунасивити

Зия сәмидиниң бу баянлири тарихий пакитлар вә әмәлий вәқәләр асасида йезилған болуп, униң көрситишичә, әхмәтҗан қасими гәрчә "азадлиқ тәшкилати "ға бивастә қатнашмисиму, лекин у мәзкур тәшкилатниң ғол әзалиридин рәһимҗан сабир һаҗи, қасимҗан қәмбири қатарлиқ билән зич алақә орнитип, давамлиқ түрдә өзиниң тәклип пикирлирини берип турған һәтта бәзи мураҗатнамә вә тәшвиқат варақлирини "илилиқ" тәхәллуси билән йезип турған.

Тарихи пакитларға асасланғанда "азадлиқ тәшкилати" 1944-йили 4-айларда қурулған болуп, елихан төрә униң рәиси болған, әзалири абдукерим аббасоп, рәһимҗан сабир һаҗи, қасимҗан қәмбири, салиҗан бай, нурдун бәг , зунон тейипоп қатарлиқ 12 адәмдин тәркип тапқан болуп, улар мутләқ мәхпий паалийәт елип барған.

Зия сәмидиниң баян қилишичә, әхмәтҗан қасими түрмидин чиқип, ғулҗиға қайтип кәлгәндин кейин, йәнила көзәт астида болған, җасуслар һәр даим униң арқисиға чүшкән болуп, сақчи даирилирини уни пат-патла чақиртип, сораққа тартип туратти. Әнә шу сәвәбтин әхмәтҗан мәзкур тәшкилатниң бихәтәрлики үчүн униңға бивастә әза болмай әксичә васитилиқ мунасивәт бағлиған. Аптор бу һәқтә мундақ дәп язиду:

"Азадлиқ тәшкилатиниң җиддий мәҗлиси давам қилмақта, икки мәсилә-биринчиси хәлққә қарита очуқ мураҗәт, иккинчиси, ғулҗида қораллиқ қозғилаң көтүрүш. Бу мәсилиләр асасида үч түрлүк лайиһә музакиригә селинди. Әхмәтҗан тәрипидин йезилған мураҗатнамә икки –үч җүмлә қошумчә қилинип, асасән қобул қилинди".

Униңдин башқа йәнә әхмәтҗан қасиминиң "илилиқ" тәхәллуси билән язған қозғилаң көтүрүш пилани музакирә қилинған болуп, азадлиқ тәшкилати әзалири бирдәк талаш-тартишлардин кейин ахири әхмәтҗанниң пиланини қобул қилиду.

Пилан бойичә, рәһимҗан сабир һаҗи бир түркүм шәһәр пидайилирини башлап, ғени батур қозғилаңчилириға ярдәм бериш, қасимҗан қәмбири билән зунон тейипоп фатих муслимоп қозғилаңчилар гурупписиға ярдәм бериш, қалғанлар шәһәр хәлқи арисида тәшвиқа-тәрғибат елип берип, хәлқни тәшкилләш болди.

Ғулҗида етилған тунҗи оқ

Зия сәмидиниң тәсвирлишичә, азадлиқ тәшкилатиниң қарари бойичә 1944-йили 7-ноябир күни қозғилаң көтүрүш қарар қилинди һәмдә қозғилаңға рәһбәрлик қилиш қоманданлиқ шитаби "алтә шоар мәһәллиси "дә қурулди.

rehimjan.jpg

Зия сәмиди мундақ дәп язиду:

"Бүгүн бамдат намизиға әзан ейтилмиди. Онлиған мәсчит-мәдрисиләрниң егиз пәштақ-мунарлири җим-җит, һеч бирсидә мәзум-ахунумларниң қариси көрүнмәйду. Пәқәт йоруқ юлтуз көтүрүлүш биләнла шәһәрниң шәрқ вә ғәрб тәрәплиридә кәйни-кәйнидин милтиқ авази аңланди-дә, миңлиған адәмләрниң "һурраһ! ,һурраһ! "дегән садалири худди һава гүлдирлигәндәк , һава гүмбизини зил-зилигә салди. Ғәзәпләнгән хәлқ ахири қозғалди, җәң башланди..."

Зия сәмиди шу күни таң сәһәрдә пүтүн ғулҗиниң қозғалғанлиқини аҗайип тәсирлик тәсвирләйду, униң йезишичә, ғени батур вә йүсүп ақбаш башчилиқидики қозғилаңчилар рәһимҗан сабир һаҗи вә җани йолдаш рәһбәрликидики шәһәр пидайилири билән бирлишип, шәһәрниң" қара дөң", "ай дөң" мәһәллилиридә пәйда болуп, ғулҗиниң җәнубий тәрипини игиләйду. Фатих муслимоп гурупписи болса, шәһәрниң шәрқий шимали қисимидин һуҗум қозғиған болсиму, ләкин пилан бойичә вақтида ғени батур гурупписи билән учришалмиғанлиқи үчүн дүшмәнниң қаршилиқиға дуч кәлди әмма тиркишиш җеңи давамлашти.

Тарихи шаһид язғучи зия сәмидиниң баян қилишичә, шу кечиси абдукерим аббасоп вә александроп башчилиқидики қораллиқ гуруппа "алтә шоар мәһәллиси "дики қоманданлиқ шитабта пәйда болуш билән қозғилаңчиларниң роһиға роһ қетилди. Хәлқ топ-топи билән қозғилаңчиларға қошулди шуниңдәк өйлиридин һәммә нәрсилирини айимай елип келишти. Қазан-қазанларда тамақлар тәйярланди, қорал йетишмигәнлики үчүн хәлқ өйлиридә өзлири нәйзә, тоқмақ қатарлиқ қоралларни ясап, өзлирини қоралландурди.

Әхмәтҗанму шу күни бешиға кона қулақчә , учисиға шириған чапан кийип, белини кәндир ағамча билән бағлиған һалда шитабқа йетип келип, иккиләнмәстинла тамақ етиш, су тошуш қатарлиқ йүгүр-йетим ишлирини қилиду һәмдә йеңидин қурулған"тәшвиқат һәйити"ниң тәшвиқат материяллирини йезишқа ярдәмлишиду, у йәнә хәлқни илһамдуруп, нутуқлар сөзләйду. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.