Зия сәмидиниң "әхмәт әпәнди" романи (7)
2005.02.16

1944-Йили 12-ноябир күни қурулған шәрқий түркистан җумһурийити вақитлиқ һөкүмити или вилайитини азад қилип болғандин кейин, 1945- йили 8- апрелда мунтизим миллий армийә тәсис қилиш билән җиддий һәрбий тәйярлиқ елип берип, пүтүн уйғур диярини азад қилишқа тәрәддут қилди. Шәрқий түркистан җумһурийити вақитлиқ һөкүмитиниң һәрбий ишлар идариси полковник әхмәтҗан қасиминиң рәһбәрликигә тапшурулуш билән у җумһурийәтниң барлиқ һәрбий ишлирини елип барди.
Үч йөлүнүштә җәң қилишниң шәрт –шараити пишип йетилди
Миллий армийә қоманданлиқ шитаби әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң қатнишиши билән үч йөлүнүшлик уруш пиланини түзүп чиқти.
Атақлиқ язғучи зия сәмиди өзиниң "әхмәт әпәнди" намлиқ романинида миллий армийәниң үч йөлүнүшлик җәң қилиш лайиһисиниң түзүлүшигә мунасивәтлик бир қатар мәсилиләр һәққидә язған.
Зия сәмидиниң йезишичә, 1945-йилиниң оттурилириға кәлгәндә миллий азадлиқ күрәш йеңи басқучқа кирип, униң даириси һәр җәһәттин кеңийишкә қарап йүзләнди. Дөләт системиси вә башқуруш ишлириму мунтизимлишишқа башлиди. Малийә-иқтисад тәртипкә селинип дөләт банкиси, йеза-хоҗилиқ банкиси, почта-телеграф қатарлиқ орунлар ишқа чүшти.
"Тәрәққият ширкити" советләр иттипақи билән сода-сетиқ муамилиси елип берип, уни кәң түрдә йүргүзди. Нәтиҗидә хәлқниң истимал буюмлири молчилиққа қарап йүзләнди. Йеза-хоҗилиқ банкиси деһқан-чарвичиларни ярдәм пули вә соқа-сайман билән тәминлиди шуниң билән биргә йәнә һөкүмәт қәрәллик зайом тарқатти вә пул-муамилини тәртипкә селип, мәхсус пул чиқарди. Буниң билән омуми иқтисадий җанлиниш мәнзириси пәйда болуп, мәдәнийәт-маарип, әдәбият-сәнәт ишлириму раваҗлинишқа һәм тәрәққи қилишқа қарап йүзләнди. Хәлқ азадлиқниң тәмини тетишкә муйәссәр болди, улар мустәқиллиқниң немә икәнликини техиму чүшинип, қолға кәлгән бу қиммәтлик нәрсисини қоғдап қелиш үчүн пүтүн вуҗудлирини ата қилип, әркинликни қоғдаш вә пүтүн уйғур диярини гоминдаң мустәбитлиридин толуқ тазилап, азадлиқ байриқини вәтәнниң һәммә йеридә җәвлан қилдуруш күришигә атланди.
Или инқилабиниң ғәлбә илһами

Зия сәмидиниң баян қилишичә, или инқилабиниң ғәлбә илһами вә тәсири астида уйғур елиниң һәммә җайлирида дегүдәк йәр асти тәшкилатлар, партизанлиқ әтрәтлири тәшкил қилинип, гоминдаң мустәбитлирини тәвритивәтти.
Буниң билән үрүмчидики ву җоңшиң башлиқ хитай әмәлдарлири қаттиқ қол сиясәтлирини өзгәртиш тактикиси қоллинип, түрмиләрдики бигуна соланған уйғур вә башқа милләтләрниң зиялилирини қоюп берди һәмдә уйғурлардин һәр қайси наһийиләргә башлиқ тәйинлиди вә мәхсус тәшвиқат гуруппилирини қуруп, һәр қайси җайларға әвәтип, хәлқни алдимақчи болди. Әмәлийәттә, гоминдаңниң алдамчилиқ тактикилири вә или инқилабчилирини қарилап тәшвиқ қилишлири һечнемигә әрзимиди. Униң әксичә гоминдаң қошунидики уйғур җәңчи-офетсирләр тушму-туштин қозғилаң көтүрүп, миллий азадлиқ инқилаб сепиға қошулди. Әнә шуларниң бири майтағда қозғилаң көтүрүп, бир рота уйғур әскәрлирини башлап, илиға йетип кәлгән қәһриман сопахун вә башқилар иди.
Үч йөлүнүштә җәң қилиш пилани һәққидики музакириләр
Зия сәмидиниң тәсвирлишичә, әхмәтҗан сәпдиши рәһимҗан сабир һаҗи билән бирликтә айродромға йеқин җайға җайлашқан миллий армийә қоманданлиқ шитабиға йетип келип, баш қомандан исһақ бәг билән көрүшиду.
Қоманданлиқ шитабида әхмәтҗан қасими, исһақ бәг, зунон тейипов вә башқилар үч йөлүнүш җәңлири һәққидә сөһбәтлишиду; бу йәрдики асасий нуқта җәнубий йөлүнүш мәсилиси болуп, муздаван арқилиқ тәңри тағлириниң җәнубиға өтүп, уйғурлар мутләқ көп санлиқни игилигән бу җайларда хәлқни қозғап, уруш сепи ечиш истратегийиси мәсилисидә охшимиған пикирлар мәйданға чиқиду. Һәрбий мәслиһәтчиләр вақтинчә җәнубий йөлүнүш пиланини тохтитип қоюп, пүтүн күчни оттура йөлүнүшкә қаритип, үрүмчигә удул йол ечишни тәшәббус қилиду. Әмма , әхмәтҗан қасими бу пикиргә қошулмай, җәнубтиму җәң қилишни тәшәббус қилиду.
Җәнубий фронт-муһим истратегийилик әһмийәткә игә иди

Башқа тарихий мәлуматларға қариғандиму җумһурийәт рәиси елихан төрә җәнубий йөлүнүштә җәң қилиш пиланини қоллиған болуп, униң арзуси инқилабни қәшқәрийигә кеңәйтиш арқилиқ, пүтүн уйғур диярини бир гәвдигә айландуруш шуниңдәк қәшқәрийә билән чегрилинидиған һиндистан, афғанистан мәмликәтлири билән алақә орнитип, йеңи қурулған шәрқий түркистан җумһурийитини хәлқара җәмийәткә билдүрүш икән.
Һәрбий кеңәштики музакириләрдин кейин, ахири бәзиләрниң җәнубқа әвәтилмәкчи болунған сопахун партизанлирини "техи йеқиндила гоминдаң тәрәптин кәлгән, шуңа уларға ишәнгили болмайду" дәйдиған көз қарашлири инкар қилинип, җәнубий йөлүнүшкә һөкүмәт вәкили һәм һәрбий-мүлки ишларниң рәһбири сүпитидә абдукерим аббасоп вә қасимҗан қәмбирини бәлгиләш, һәрбий ишларға сопахун йетәкчилик қилиш қарар қилиниду.
Зия сәмидиниң баян қилишичә, җәнубтики урушқа қасимҗан қәмбири, аббдукерим аббасоп шуниңдәк сопахун әтритидики җәңчиләрни әвәтиштики сәвәб, уларниң әслидин җәнубий вилайәтләрдин кәлгән, у җайларниң әһвалини яхши билидиған әзимәтләр икәнлики нәзәрдә тутулған икән.
Зия сәмидиниң баян қилишичә, ахирида үч йөлүнүшлик җәң қилиш пилани шәрқий түркистан җумһурийити вақитлиқ һөкүмитиниң тәстиқидин өткүзүлиду һәмдә рәис елихан төриму буниңға қошулуп, җәнубий йөлүнүшкә дамолла разини диний ишлар бойичә мәслиһәтчи вә қошунниң имами қилип тәйинләйду;
Зия сәмидиниң китабиға қошумчә һалда шуни қошуш мумкинки, бәзи тарихий шаһидларниң сөзләп беришичә; елихан төрә сопахун билән айрим көрүшүп, униңға җәнубни азад қилиштин қәтий янмаслиқ һәққидә йол йоруқ бергән икән.
Миллий армийиниң үч йөлүнүш җәң пилани оттура йөлүнүш, шималий йөлүнүш вә җәнубий йөлүнүштин ибарәт болуп, оттура йөлүнүш җиң-шихоларни елип удул үрүмчигә бесип кириш, шималий йөлүнүш тарбағатай-алтай вилайәтлирини азад қилиш, җәнубий йөлүнүш болса, шималдики урушларға маслишип, дүшмәнниң муздаван арқилиқ илиға һуҗум қилишидин мудапиә көрүш билән дүшмәнни қамал қилиш иди. Бирақ, җәнубқа чүшкән җәңчиләрниң мәқсиди пүтүн җәнубий вилайәтләрни дүшмәндин азад қилиш иди. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Зия сәмидиниң "әхмәт әпәнди" романи(6)
- Зия сәмидиниң "әхмәт әпәнди" романи(5)
- Зия сәмидиниң "әхмәт әпәнди" романи (4)
- Зия сәмидиниң "әхмәт әпәнди" романи(3)
- Зия сәмидиниң "әхмәт әпәнди" намлиқ романи (2)
- Зия сәмидиниң "әхмәт әпәнди" намлиқ романи (1)
- Зия сәмиди-йиллар сири (10)
- Зия сәмиди-йиллар сири (9)
- Зия сәмиди-йиллар сири (8)
- Зия сәмиди –йиллар сири (7)
- Зия сәмиди-йиллар сири (6)