Зия сәмидиниң "әхмәт әпәнди" романи (8)


2005.02.23
exmetjan-bash.jpg

1945-Йили 6-айларда башланған шәрқий түркистан миллий армийисиниң үч фронт бойичә җәң қилиш һәрбий һәрикити, һәр милләттин тәркип тапқан қәһриман миллий армийә җәңчи-офитсерлириниң аҗайип қәһриманлиқлири вә мәртликлири бәдилигә зор ғәлбиләргә еришти.

Ғәлбә –адаләт вә батурлуққа хастур

Техи йеңидин тәшкил қилинип, мунтизим һәрбий-тәлим тәрбийә көргинигә пәқәт бир қанчә айла болған уйғур деһқан вә шәһәр яшлири, қазақ һәм моңғул чарвичи чәвәндазлири, туңган вә шивә пидакарлири өзлиридин бир қанчә һәссә көп һәм өзлиригә қариғанда узун йиллар мунтизим заманиви һәрбий тәлим –тәрбийә көргән гоминдаң қошунлирини мәғлуп қилди. Бу җәңләргә йәнә 20-йилларда уйғур елиға келип маканлишип, 30-йилларда җин шурен вә шең шисәй қатарлиқ хитай миллитарстлириниң уйғурларниң қозғилаңлирини бастуришида пидакарлиқ көрсәткән болсиму, лекин униң бәдилигә шең шисәй һакимийити тәрипидин еғир зәрбиләргә учрап, "яхшилиққа яманлиқ" мукапатиға еришип, өз хаталиқини тонуған сабиқ чар русийә офитсерлири һәм уларниң балилириму актип иштирак қилип, өзлириниң һәрбий ишлардики қабилийәтлирини җари қилдурди. Мәрһум язғучи зия сәмәди "әхмәт әпәнди" намлиқ тарихий романида мундақ дәп баян қилиду:

" Шәрқий түркистан вақитлиқ һөкүмитиниң нәшир-әпкарлирида, гезитләрдә миллий армийиниң ғәлбисири алға бесиши, җәңгивар паалийәтлири, җәңчиләрниң қәһриманлиқ җасарәтлири вә хәлқниң армийигә яр-йөләк болушлири һәққидә һәр күни хәвәрләр бесилип турди. Ахири һәммә гезитләр чоң хәтлик һәрпләр билән мундақ мәлумат бәрди..

1945-Йили 7-айниң 5-күни тарбағатай вилайити 1945-йили 9-айниң 5-күни алтай вилайити 1945-йили 9-айниң 8-күни шихо наһийиси 1945-йили 9-айниң 9-күни җиң наһийиси азад қилинди".

Демәк, бу тәриқә тарихий әһмийәтлик шанлиқ ғәлбә инқилабий азадлиқ күришиниң адил вә һәққаний икәнликини, хәлқниң уни чаңқап күткәнликини һәм қоллап-қувәтлигәнликини көрсәтти.Бу ахирқи һесабта омумий йүзлүк чоң ғәлбини тәмин етиштики күч мәнбәси иди.

Миллий армийә шиддәт билән алға илгирилигән иди

Зия сәмиди миллий армийә җәңчи-офитсерлириниң қайнам-ташқинлиқ ғәлбилик җәңләрдә тавилинип, худди шохшуп турған тосун ат кәби гоминдаң мустәбитлириниң увиси болған үрүмчини ишғал қилип, ай юлтузлуқ җумһурийәт вә "шәрқий түркистанниң мустәқиллиқи үчүн алға" дегән шоарлар йезилған миллий армийә байрақлиқини үрүмчигә қадаш үчүн алға интилгәнликини мундақ тәсвирләйду;

" Демәк, мустәмликичиләрниң увиси болмиш истиһкам қорғини үрүмчигә уттурр тәһликә селинди-дә, дүшмәнниң ички қисимида һодуқуш, қорқунуч һасил болди. Мәркәз үрүмчи шимал, ғәрб вә җәнуб тәрәпләрдин һалқа ичигә йәни муһасиригә елинди. Әмдиликтә 30 миң кишилик мунтизим қошунға айланған миллий армийә билән гоминдаң әксийәтчилири һесаблашмай чариси йоқ, чүнки миллий қисимлар үрүмчи босуғуси манас дәрясиниң ғәрбий қирғиқида күчлүк позитсийә тутуп дүшмәнгә бивастә тәһдид селип туратти. Иккинчи җәһәттин даириси кәң, байлиқи мол шараити қолайлиқ үч вилайәт толуқ азад қилинған иди."

Зия сәмиди өз романида йәнә бу мәзгилдә үч вилайәт даирисидә омумий йүзлик һалда һөкүмәт ишлири мукәммәллишип, дөләт түсини алғанлиқини, һәрбий –мәмурий ишлар, малийә-иқтисад, сода-сетиқ, қурулуш-тәминат вә мәдәнийәт-маарип һәм сән`әт ишлири тезликтә раваҗлинишқа, омумий бир миллий ойғиниш вуҗутқа келишә башлиғанлиқини, шу сәвәбтин хәлқниң пүтүн уйғур елини толуқ азад қилип, вәтәнниң башқа чоң вилайәтлирини өз ичигә алған, бирликкә кәлгән миллий җумһурийәт һөкүмити тәсис етилишигә болған ишәнчлириниң ашқанлиқини баян қилиду.

Тәқдирниң чақчиқиму яки ширин дүшмәнниң һилисиму?

Зия сәмиди, гоминдаң мустәбитлири сарасимға чүшүп, хитай аһалилири үрүмчидин түркүм-түркүмләп қечиватқан, хәлқ азадлиқ күнлириниң йеқинлашқанлиқидин хош болуватқан бир вақитта, миллий армийигә манас дәрясидин өтмәй, мудапиәдә туруш буйруқи берилгәнлики һәққидә баян қилиду.

У шу чағдики әһваллар һәққидә тохтилип төвәндикичә баян қилиду;

"1945-Йилиниң өктәбир айлириға кәлгәндә гоминдаңчи хитай һөкүмити келишим түзәрмиш, икки тәрәп вәкиллири үрүмчидә учришармиш, икки оттурида совет консули халис турармиш дегәндәк сөзләр пәйда болушқа башлиди. Бу миш-мишларға улинипла һәрбий саһәдики мәслиһәтчиләр наһайити алдирашлиқ билән елип чиқип кетилди вә совет маркилиқ қорал-ярақларму йиғиштурулди. Мәмурий саһәләрдики "ярдәмчи мәслиһәтчиләр"му бириниң кәйнидин бири ғайип болди вә консуллар алмаштурилди. Лекин "2-номерлиқ өй"техи мәвҗут туратти, хәлқ һаң-таң, зиялилар пәришан, инқилабий роһ вә җасарәт билән ғәлбәсири алға илгириләватқан миллий армийә җәңчи –офитсерлири болса зәрдигөш болушуп, "вәтәнни азад қилмиғичә қолимиздики қорал чүшмәйду", " ахирқи нишан мустәқиллиқ" дейишип, һурра – сүрәнләр қилишип, ғәзәплик садалирини яңритишти"

Зия сәмиди бу әһваллар һәққидә өз пикирлирини оттуриға қоюп, гәрчә хәлқниң вә миллий армийиниң гоминдаң һөкүмити билән сулһи түзүшкә мутләқ қарши турушидин қәтий нәзәр, инқилабни мадди вә мәниви җәһәтләрдин қоллиған советләр иттипақиниң бу ишта муһим рол ойниғанлиқи, чүнки, бу чағда гитлер германийиси вә японийә миллитарстлириниң толуқ мәғлуп болуп, дуня йүзидә уруш отиниң өчиши билән дуняви йеңи тәртипләр отнутулушқа йүзләңәнликини тәһлил қилиду. Зия сәмидиниң қарашлири "ялта келишими"дә көрситилгән уруштин кейинки дуняви тәртип мәсилиси билән бирдәкликкә игә болуп, миллий армийиниң уруш тохтитишиға сәвәб болған асасий амил әнә шу нуқта иди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.