Зия сәмидиниң "әхмәт әпәнди" романи (14)


2005.04.28
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
ziya-semidi.jpg

Атақлиқ язғучи зия сәмиди өзиниң "әхмәт әпәнди" романиниң ахирқи қисимлирида шәрқий түркистан һөкүмити билән гоминдаң мәркизий һөкүмити тинчлиқ сөһбити өткүзүш арқилиқ мәйданға кәлтүргән өлкилик бирләшмә һөкүмәт бузулғандин кейин, әхмәтҗан қасими қатарлиқ или тәрәп вәкиллириниң ғулҗиға қайтип келип, үч вилайәт билән гоминдаң арисида қайтидин тиркишиш вәзийитиниң шәкиллиниши шуниңдәк әхмәтҗан қасиминиң пүтүн күчләрни бирләштүрүп, бирлик асасида инқилапниң йеңи басқучини башлашни мәқсәт қилип, "тинчлиқни вә демократийини қоғдаш иттипақи" дәп аталған бир сиясий-аммиви тәшкилатни бәрпа қилғанлиқи вә башқа бир қатар әһваллар һәққидә язиду.

Тинчлиқни вә демократийини қоғдаш иттипақи

1948-Йили авғуст ейида әхмәтҗан қасими барлиқ аммиви вә сиясий тәшкилатларни бирләштүрүш арқилиқ "тинчлиқни вә демократийини қоғдаш иттипақи" дәп аталған пүтүн шәрқий түркистанниң инқилабий ишлириға йетәкчилик қилишни мәқсәт қилған рәһбәрлик ядросини мәйданға кәлтүрди.

1948-Йили 1-авғуст күни шәрқий түркистан җумһурийитиниң мәркизи ғулҗа шәһиридә или ,тарбағатай вә алтай қатарлиқ азад үч вилайәттин шуниңдәк әхмәтҗан қасими билән бирликтә үрүмчидин ғулҗиға қайтип кәлгән йәттә вилайәт вәкиллириниң иштирак қилиши билән дагдуғулуқ аммиви йиғин ечилди.

Зия сәмиди романида дағдуғулуқ йиғин ечилған бу күнниң пүтүн ғулҗа шәһиридә байрам түси алғанлиқи, адәмләрниң әркин, өз-өзигә хоҗа, чрайлиридин тәбәссум яғқан, базарлар аватлашқан аҗайип бир қайнам-ташқинлиқ түс алғанлиқини тәсвирләйду.

" Бу күни –дәп язиду тарихий шаһид язғучи зия сәмиди- әнә шу омумий мәқсәткә бинаән җай-җайлардин кәлгән хәлқ вәкиллириниң иштиракида чоң йиғин –йәни тәсис қилиш йиғини ечилмақчи. Бу интайин чоң әһмийәтлик вәқәдин шәһәр аһалилири хәвәрдар болғачқа гоя һейт-айәм күнлиридикигә охшаш ишик алдилириға, һойла-арамлар вә кочиларға суларни чечип, пак-пакиз қиливетишкән. Идарә –җәмийәт вә нурғун өйләрниң ишик алдилириға ай юлтузлуқ миллий байрақ-байрақчилар есилған, бәәйни қувнақ байрам түсини алған. Һә әлвәттә, азатлиқ әркинликниң дәсләпки мевисини тетиған истиқлалийәт басқучиға қәдәм қойған һөр хәлқ қанлиқ күрәшләр нәтиҗисидә бәрпа қилған миллий һөкүмәт - җумһурийәтни җан тикип қоғдш1қа тәйяр"

Зия сәмидиниң тәсвирлишичә, рәис сәһнисидин орун алған әхмәтҗан қасими йиғинниң ечилғанлиқини җакарлаш билән биргә мәхсус нутуқ сөзләйду.

Иттипақлиқ- милләтниң азадлиқини тәмин етидиған асас

Зия сәмидиниң баян қилишичә, әхмәтҗан қасими иттипақниң қурулуш мурасимида сөзлигән нутқида мундақ дәп тәкитлигән.

" Қиммәтлик вәкилләр вәтәндашлар ,биз бүгүн дуня вәзийитини, хитай шараитни вә җаниҗан вәтинимиз шәрқий түркистанниң ички әһвалини нисбәтләп, әмәлийитимиздин чиқиш қилған һалда, парлақ нишан, сағлам интизамлиқ, тәшәббускар бир җәмийәт йәни иттипақ қуруш зөрүрийити түпәйли баш қошмақтимиз, демәк биз дәсливидила әҗдадлиримизниң күч бирликтә, ғәйрәт өмлүктә дегән һаятий күчкә игә карамәтлик нәсиһәт –вәсийитини иттипақ дәстуримизниң асасий қилған һалда мәқсәт бирликимиз, һәрикәт бирликимизниң бир пүтүн гәвдисини тәшкил қилишимиз лазим.. Иттипақлиқ иш һәрикитимизниң капалити".

Әхмәтҗан қасимий өз нутқида иттипақлиқниң уйғурларниң миллий мустәқиллиқ күрәш тарихида интайин муһим рол ойнайдиғанлиқини, өмлүк-иттипақлиқ, бир нийәт-бир мәқсәттә күрәш қилиш роһини тиклимәй, ғәлбә қазиниш мумкин әмәсликини тәкитләп, йеқинқи заман тарихида өткән сабит дамолла, муһәммәд имин буғра, хоҗа нияз һаҗим қатарлиқлар рәһбәрликидики инқилабниң мәғлуп болушидики сәвәбләрниң бириниң дәп иттипақлиқниң болмиғанлиқи билән мунасивәтлик икәнликини көрситиду.

Өтмүштики күрәшләрниң мәғлубийити-милләтниң аҗизлиқи әмәс

Әхмәтҗан қасими өз сөзидә милләтниң өтмүштә елип барған күрәшлириниң мәғлуп болушидики сәвәбләрниң қандақтур милләтниң аҗизлиқи вә яки иқтидарсизлиқи әмәсликини шәрһләйду. У мундақ дәйду.

" Өтмүштә әҗдадлиримизниң мустәмликичи зораванларға қарши азадлиқ күрәшләрдә мәғлуп болуштики сәвәб әсла хәлқимизниң аҗизлиқи, шиҗаәтлик әмәслики вә миллий горуриниң йоқлиқидин әмәс, бәлки бирлик –иттипақлиқниң аҗизлиқидин вә аң-сәвийиниң төвәнликидин болған идики, қәстлик дүшмәнлиримиз бизниң аҗиз тәрәплиримиздин пайдиланди вә һазирму пайдилинишқа урунмақта" әхмәтҗан қасими йәнә әйни вақиттики хәлқара вәзийәт , шәрқий түркистан вәзийити җүмлидин хитай вәзийити һәққидиму тохтилип, нөвәттә, шәрқий түркистан хәлқиниң азадлиқ күрәшлириниң 2-дуня урушидин кейинки йеңи хәлқара вәзийәт шараитиға қәдәм қойғанлиқини, азадлиқни тәмин етиш үчүн хәлқара шараит вә хитайниң ички шараитлиридин пайдилиниш зөрүрийитини тәкитләйду.

Әхмәтҗан қасими шу сәвәбтин иттипақ тәшкилати қуруп, барлиқ күчни бир ядро астиға топлап, дүшмәнгә қарши күрәшни қәтий давамлаштурушни тәшәббус қилиду. Йиғин әркин, демократик сайлам арқилиқ әхмәтҗан қасимини "иттипақ" тәшкилатиниң рәисликигә сайлайду. Иттипақ шуниңдин етибарән пүтүн шәрқий түркистанниң азадлиқи җүмлидин миллий азадлиқ инқилабниң рәһбирий ядросиға айлинип, уч вилайәт даирисидики һәрбий, сиясий һәм иқтисадий вә башқа барлиқ һакимийәт ишлириға омумий йүзлүк рәһбәрлик қилиду. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.