Зия сәмидиниң "әхмәт әпәнди" намлиқ романи (1)


2005.01.25
ziya-semidi.jpg

Атақлиқ язғучи зия сәмидиниң уйғур 20-әсир тарихиға беғишлиған романлириниң бири "әхмәт әпәнди" болуп, аптор бу әсиридә 1944-1949-йиллиридики шәрқий түркистан инқилабиниң рәһбәрлиридин бири әхмәтҗан қасиминиң һаят паалийити, униң миллий азадлиқ инқилабта ойниған роли шундақла униң ирадиси вә кишилик хисләтлири һәққидә язиду.

Бу әсәрдә ноқулла әхмәтҗан қасиминиң һаяти сөзләнмәстин бәлки, әйни тарихий дәвр рошән көрситилиду. Нурғунлиған муһим тарихий шәхсләр көз алдимизда пәйда болиду. Бу әсәр 1944-1949-йиллиридики шәрқий түркистан тарихини чүшиништә муһим әһмийәткә игидур. Буниңдики сәвәб зия сәмиди өзи әшу тарихий дәвр шараитиниң шаһиди болуп, у миллий азадлиқ инқилаб мәзгилидә муһим һәрбий-сиясий шундақла мәдәнийәт хизмәтлири билән шуғулланған иди. У шу дәврдики муһим шәхсләрниң һәммиси билән дегүдәк сөһбәтдаш вә сәпдаш болған иди.

Зия сәмидиниң миллий азадлиқ инқилаб мәзгилидики паалийәтлири һәққидә униң оғли, һазир қазақистанниң алмута шәһридә яшаватқан қазақистан дөләтлик радио комитетиниң қармиғидики уйғурчә аңлитиш бөлүминиң сабиқ башлиқи риза сәмиди мәхсус тохтилип, зия сәмидиниң полковник унвани билән миллий армийә разветка бөлүминиң башлиқи вәзиписини атқурғанлиқи шуниңдәк иштин сиртқи вақитларда әдәбий иҗадийәт биләнму шуғулланғанлиқини көрсәтти.

Бу романда йәнә башқа тарихий шәхсләрму тәсвирлиниду

exmet-ependi.jpg
"Әхмәт әпәнди" ниң муқависи

Зия сәмиди бу романида әхмәтҗан қасимини асасий қәһриман сүпитидә тәсвирләш билән бир вақитта йәнә әйни вақитта ғулҗа қозғилиңиға рәһбәрлик қилған "азадлиқ тәшкилати"ниң паалийәтлири, әлихан төрә, абдукерим аббасоп, рәһимҗан сабир һаҗи, қасимҗан қәмбири, зунон тейипоп қатарлиқ шәхсләр һәққидиму мәлумат бериду. Инқилабниң партлишидин тартип, таки 1949-йили әхмәтҗан қасими қатарлиқ рәһбәрләрниң сирлиқ паҗиә билән һаятидин айрилишиға мунасивәтлик арқа көрүнүшләр шуниңдәк совет иттипақиниң бу инқилабниң ғәлбә қилиш вә ахирлишишида ойниған роли һәққидә тохтилиду. Бу роман гәрчә тарихи бәдий әсәр болсиму, лекин униңда раст вә әмәлий пакитлар, вәқәләр көрситилгән.

Зия сәмидиниң "әхмәт әпәнди" намлиқ икки томлуқ романи 1995-йили қазақистандики "язғучи" нәширияти тәрипидин уйғур тилида нәшир қилинған болуп, аптор әсәрни совет иттипақиниң ахирқи мәзгилидә йезишни башлап, совет иттипақи йимирилип, бу империйиниң қилмишлири ечилишқа башланғанда тамамлиған.

"Әхмәт әпәнди" романи апторниң һаятиниң ахирқи мәзгилидә йоруқлуққа чиққан тәвәрүк әсири болуп, бәлки уни апторниң пүтүн иҗадий һаятиниң хуласиси вә яки иҗадий қабилийитиниң камаләткә йетиши дәп ейтишқа болса керәк?!

Әсәрниң дәсләпки баблири әхмәтҗанниң түрмидики күрәшлиригә беғишланған

Зия сәмиди әсәрниң 1-китабиниң дәсләпки баблирида әхмәтҗан қасиминиң совет иттипақидин чөчәккә келиш билән шең шисәй җасуслири тәрипидин тутқун қилинип, үрүмчидики түрмигә елип келиңәнлики, униң түрмидики қәтийлики, бойсунмас ирадиси шуниңдәк хитай миллитарстлириниң вәкиллири шең шисәй, лийиңчи , лю бинди қатарлиқларниң вәһшиликлири , әхмәтҗан қасиминиң улар билән тиғму-тиғ елишип, муназириләшкәнликини баян қилиниду.

Бу йәрдә әң қизиқарлиқ нуқтилардин бири шуки, зия сәмиди әхмәтҗан қасиминиң түрмидашлири тәрқисидә 1930-йиллиридики хоҗа нияз һаҗим, муһәммәд имин буғра, савут дамоллам вә махмут муһити қатарлиқлар рәһбәрликидики күрәшләргә иштирак қилған бир қисим тарихий шәхсләрдин немәт хәлпәт, абдунияз бәг қатарлиқларниму тәсвирләйду. Әхмәтҗан бу кишиләр билән түрмидә учришип, уларниң әслимилири вә тарихий савақлири һәққидики баянлирини аңлайду. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.