Зия сәмидиниң "әхмәт әпәнди" намлиқ романи (2)


2005.01.26
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
exmet-ependi.jpg
"Әхмәт әпәнди" ниң муқависи

Атақлиқ язғучи зия сәмидиниң өткән әсирниң 40-йиллиридики дағдуғулуқ уйғур миллий азадлиқ инқилабий доқуниға беғишлиған "әхмәт әпәнди" намлиқ романи китабханларни әшу қайнам-ташқинлиқ йиллар қойниға қайта башлап кириш билән уларни әшу қәһриманлар билән биргә яшиғандәк, уларниң нутуқлири вә ялқунлуқ хитаблирини өз қулақлири билән аңлиғандәк қисқиси пүтүн вуҗуди вә роһини милләт йолиға ата қилған әзимәтләр билән дост болғандәк һессиятларға игә қилса керәк?

Батур йиллар роһи йеңи әвладларниң қанлирида урғуйду

1940-1949-Йиллиридики шанлиқ вәқәләр йиллар һәқиқәтән уйғурлар үчүн һеч унтулмас, улар билән әбәдий биргә мәвҗут болидиған туйғу вә әслимиләрни қалдурди .Әнә шу сәвәбтин бу вәқәләргә азғина кәм бир әсирдин ашқан болсиму, лекин һеч кимму уни унтулуп қалмиди әксичә у йеңи әвлад уйғурларниң роһийәт қатлимиға чоңқур орунлишип кәтти шуниңдәк уйғурларниң сәлтәнәтлик тарихий сәһипилиридин өчмәс орун алди.

Атақлиқ язғучи зия сәмиди "әхмәт әпәнди" романи арқилиқ, кишиләрни болупму яш әвладларни йәнә бир қетим әшу өз миллий қәһриманлири билән учраштурди һәмдә әшу батур йиллар қойниға башлап кирип, уларниң қәһриманлиқ қанлирини томурлирида мәвҗ урғузди. Бәлки, бу һәм әхмәтҗан қасими қатарлиқ көплигән 40-йиллар уйғур яшлириниң дости вә сәпдеши һесабланған зия сәмидиниң түп мәқсити вә арзуси болса керәк?!

Демәк, зия сәмиди өзиниң "әхмәт әпәнди" намлиқ романиниң биринчи китабида әхмәтҗан қасиминиң шең шисәй түрмисидин чиққандин кейин, ғулҗиға қайтип келип, тирикчилик қилиш җәрянида кәң хәлқ билән учришип, уларниң әһваллирини игилигәнлики, уйғур хәлқниң азап –оқубәтлири, әрксизлик вә харлиқ һәм мәһкумлуқ ичидики тәңсиз тәқдирини техиму чүшиниш билән өз хәлқиниң азадлиқ йоллирини издәшкә бәл бағлиғанлиқи һәққидә баян қилиду.

яш әхмәтҗан җәмийәтниң һәр саһә кишилири җүмлидин мәдәнийәт вә сәнәт әрбаблири билән һәм сөһбәттә болуп, улар билән достлуқ орнитиду һәм пикир алмаштуриду.

Шанлиқ тарих, иттипақлиқ вә бирлик роһи милләтниң чиқиш йоли

Зия сәмиди әйни дәврдә уйһур дияриниң тарихини яхши чүшүнүп вә тәтқиқ қилип, хәлқ ичидә имин тарих дегән һөрмәтлик намға еришкән, тарихчи вә мәрипәтчи имин әпәнди билән әхмәтҗан қасиминиң достлуқи, уларниң сөһбәтлири һәққидә тәсирлик баян қилиду. Улар даим уйғур елиниң өтмүш сәлтәнәтлик тарихи һәққидә сөһбәтлишиду.

Бир қетимлиқ сөһбәттә имин тарих әхмәтҗан билән или уйғурлириниң тарихий мәсилилири һәққидә пикир алмаштуриду. Әхмәтҗан униңға бир қисим өзини тарихчи дәп ативалғанларниң или вадисида 18-әсирдин илгири уйғурлар йоқ иди, пәқәт 18-әсирдин кейинла "таранчи"нами билән пәйда болуп, или вадисини ават қилған дегәндәк йәкүнләрни чиқарғанлиқини оттуриға қойиду, лекин имин тарих бу пикирләрни рәт қилип мундақ дәйду;

" Әхмәқләр ! қайнуқ һәққидә сөзләштин илгири или вадисиға даир тарихий ениқлимиларни тәкитлимәй болмайду. 9-13-Әсирләрдә һөкүм сүргән қудрәтлик қаханилар сулалиси, идиқут дөлити, вә униңдин кейинки сәидийәләр дөлити дәврлиридә или өлкиси бу дөләтләрниң муһим иқтисадий таянч районлиридин бири болған."

Имин тарих йәнә или вадисида яшиған уйғурларниң 13-әсирдә чиңгиз хан истиласидин кейин, чағатай олуси сүпитидә чағатай ханлиқиға тәвә болғанлиқи, кейинчә моңғул қәбилилириниң өзара урушлири түпәйлидин көп уйғурларниң қирғинчилиққа йолуққанлиқи, шу вәҗидин җуңғарлар дәвридә бир қисим уйғурларниң җәнубий районлардин илиға көчүрүлүп чиқиш арқилиқ аһалиниң толуқланғанлиқи һәққидә язиду.

Зия сәмиди әхмәтҗан қасими билән имин тарих арисидики мундақ сөһбәтләр арқилиқ әйни вақитта шең шисәй вә гоминдаң мустәбитлириниң уйғур хәлқини "таранчи" "уйғур" дәп иккигә парчилашқа урунғанлиқи, уларниң мумкин қәдәр уйғурларниң или вадисиға көчүп кәлгән хәлқ болуш сүпити билән бу җайларға нисбәтән игидарчилиқ қилиш һоқуқиниң йоқлуқини көрситишкә тиришқанлиқини ечип ташлап, уйғур хәлқини иттипақлишишқа, бирлишишқа чақирған шуниңдәк шималдики или –тарбағатай вадилиридин тартип, җәнубтики тарим вадисини өз ичигә алған кәң районларниң тарихтин буян бир пүтүн уйғур қатарлиқ түркий хәлқләрниң пәйда болған , раваҗланған ана вәтини икәнликини, бу тарихий һәқиқәтни һечкимниң өзгәртәлмәйдиғанлиқини шәрһлигән. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.