Мәшһур язғучи абдуреһим өткүрниң "из" романи түркчигә тәрҗимә қилинди


2007.04.04

abdurehim-otkur-150.jpg
Мәрһум язғучи, алим абдуреһим өткүр әпәнди. Униң вәкиллик харәктеридики әсәрлиридин бири болған "из" романи йеқинда түрк тилиға тәрҗимә қилинған.

Йеқинқи йиллардин буян түркийәдики һәрқайси унверсититләрдә уйғур тили, әдәбияти, уйғурларниң бүгүнки вәзийити, түркийә - хитай мунасивәтлиридә уйғур мәсилиси қатарлиқ темилар докторлуқ илми мақалилириниң муһим тәтқиқат обиктилири һалиға келишкә башлиди. Буниң сәвәбини сориған вақтимизда бәзи мутәхәссисләр буниң уйғур мәсилисиниң бүгүн дуня күн тәртипидики муһим мәсилигә айланғанлиқиниң ипадиси икәнликини оттуриға қоймақта.

Йеқинда түркийә әгә университети түрк дуняси тәтқиқатлири оқутқучиси гүрәр гүлсевин әпәндиниң йетәкчиликидә доктор оқуғучиси өзгүр ай даңлиқ язғучи абдуреһим өткүрниң "из" романи һәққидә доктор илми мақалисини язди. Бу илмий мақалидә абдуреһим өткүрниң һаяти, иҗади паалийити, "из" романиниң тил хусусийити, әдәбий услуби әтраплиқ һалда тәтқиқ қилинған болуп, роман түркчигиму тәрҗимә қилинған.

Биз бу тәтқиқатни елип барған өзгүр ай әпәнди билән телефон зиярити елип бардуқ.

-Һөрмәтлик өзгүр ай әпәнди, сиз абдуреһим өткүрниң "из" романини түркчигә тәрҗимә қилипсиз. Бу һәқтә мәлумат бәрсиңиз қандақ?

-Илмий мақаләмниң темиси абдуреһим өткүрниң "из" романи һәққидә. Бу илми мақалидә "из" романини алди билән түркчигә тәрҗимә қилип чиқтим. Кейин уйғур кона йезиқини латин елипбәсигә транскрипсийә қилип чиқтим. Кейин, бу әсәрни әдәбий җәһәттин тәһлил қилдим. Биздики роман йезиш услуби билән уйғурлардики роман услубини селиштуруш арқилиқ охшашлиқ вә пәрқләрни оттуриға чиқардим. Мән тилшунас болғанлиқим үчүн бу әсәрниң тил җәһәттики хусусийәтлириниму тәһлил қилдим.

- Абдурәһим өткүр дигән вақтимизда уни билмәйдиған уйғур йоқ. Абдурәһим өткүр һазирқи заман уйғур әдәбиятиниң әң муһим вәкиллиридин бири. Сиз романни баштин ахир тәрҗимә қилип чиқипсиз. Романда нимә вәқә ишләнгән икән?

- "Из" романи 1907-йили қумулда қозғалған қумул деһқанлар қозғилиңи вә 1912-йилида мәйданға чиққан төмүр хәлипә қозғилиңиниң илһами билән йезилған бир әсәр. Болупму романда бу мәзгилдә болуп өткән һәқиқи персонажлар арқилиқ, һәқиқи вәқәләр роман услуби билән аңлитилған. "Из" романи йеңи әвлатларға өтмүшни аңлитиш, өз тарихини унуттурмаслиқ, тарихтин савақ елиш арқилиқ тоғра йол бәлгиләш мәқсити билән йезилған бир тарихи роман.

- Өзгүр ай, бу романни түркчигә тәрҗимә қилдуруп түркийидә нәшир қилишниң әһмийити нимә?

- Мәнчә башқа түркий милләтләрни чүшинип йетиш үчүн гезит вә телевизордики хәвәрләрни аңлаш йетәрлик әмәс. Түркий милләтләр билән болған мунасивитимизни күчәйтиштә бир - биримизниң әдәбий әсәрлирини өгиниш вә оқуш наһайити муһим. Бундақ болғанда бир биримизни наһайити яхши чүшинимиз. Түркләр бу романни оқуған вақтида өзигә натонуш болмиған нурғун нәрсиләрниң барлиқини байқайду. "Из" романи услуб җәһәттин мәшһур түрк язғучиси ахмәт митһатниң романлириниң услубиға интайин охшайду. Гәрчә тема җәһәттин охшимисиму, услуб җәһәттин охшайду. Түркийиниң азадлиқ уруши мәзгилидә йезилған нурғун әсәрләрниң әдәбий хусусийитини абдуреһим өткүрниң "из" романида көривалалаймиз.

- Абдуреһим өткүрниң "из" романини тарихи роман дәп өттиңиз. Романда сизгә әң тәсир қилған нимә болди ?

- Бу романдики бәзи сөзләр бизгә орхун абидирлирини әслитиду. Билгә хақанниң көлтикин абидисидә хитайларниң миҗәзи һәққидә йезилған сөзләргә охшайдиған сөзләр бар. Кишиләр оттурисидики бәзи диалогларни оқуған вақтимизда абдурәһим өткүрниң қәдимки түркләрниң тарихи һәққидиму наһайити көп мәлуматқа игә икәнликини көривалалаймиз. Бу романниң бизниң азадлиқ уруши мәзгилидә азадлиқ инқилабимиз һәққидә роман вә шеирлар язған мәмәт акиф аксойниң әсәрлиригиму охшишип кетиши мени интайин һәйран қалдурди.

- Өзгүр ай әпәнди, түрк әдәбияти дегән вақтида уйғурлар яшар нури гүнтекинниң "чалиқуши" намлиқ романини, яшар камалниң "мәмәт авақ" намлиқ романлирини билиду. Уйғур әдәбияти дегән вақтимизда түркләр қайси әсәрни билиду ?

- Әпсуски, уйғурларниң романлири түркийидә анчә билинип кәтмәйду. Мениң бу романни тәрҗимә қилишимдики әң муһим сәвәбләрдин бириму бу. Түркийидә уйғур романчилиқи һәққидә гүлзадә танридағлиниң тәтқиқатидин башқа бир тәтқиқат йоқ. Түркийидә уйғур романлиридин сәйпидин әзизиниң "султан сутуқ буғрахан", пәрһат җиланниң "мәһмут қәшқири" намлиқ романидин башқа бир роман тәрҗимә қилинғини йоқ. Абдуреһим өткүрниң шеирлиридин бир қисми тәрҗимә қилинған болсиму, түркийидә уйғур әдәбияти йетәрлик дәриҗидә тонулмайду. Һазир "из" романини бастурмақчи. Кейинчә башқа романларниму тәрҗимә қилип бастурушни ойлаватимән. Мән бу арқилиқ түркийидики бу бошлуқни толдурушқа тиришимән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.