Қирғизистанда "генерал исһақ бәг муноноп" намлиқ китаб нәшир қилинди
2007.03.04
Өткән әсирниң 40-йиллиридики шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилабиниң рәһбәрлиридин бири әхмәтҗан қасими билән бирликтә сирлиқ түрдә айропилан қазасиға учриған, миллий армийә баш қомандани генерал лейтенант исһақ бәг мунонопниң тәрҗимиһали вә паалийәтлири һәққидә йеқинда бишкәк шәһиридә мәхсус китаб нәшир қилинди.
Қирғизистан дөләтлик "қабар" агентлиқиниң учуридин қариғанда, февралниң оттурлирида бишкәк шәһиридә мәзкур китаб һәққидә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлгән болуп, хәвәрдә көрситилишичә, китабни генералниң нәвриси абдувахаб монийев йезип чиққан. Ахбарат елан қилиш йиғинида, аптор өзиниң узун йиллиқ издинишлири, тәкшүрүшлири вә көплигән шаһидларни зиярәт қилип, ағзаки вә язма архип материяллири топлиши асасида мәзкур китабни йоруқлуққа чиқарғанлиқини билдүргән .
Апторниң қәлими астидики тарихий шәхс исһақ бәг қирғиз хәлқиниң тунҗи генерали дәп аталған болуп, у пәқәт уйғур елидики қирғизлар ичидинла әмәс, бәлки барлиқ қирғизлар ичидин чиққан тунҗи генерал һесаблинидикән.
Китабниң аптори мундақ дегән" исһақ бәг 1902-йили нур алай районида туғулған. У таки 1949-йилиғичә шәрқий түркистан армийисиниң баш қомандани , дөләт мудапиә рәһбирилик вәзиписини ақтурған. Униң төһписи шәрқий түркистан җумһурийитиниң мустәқиллиқини мустәһкәмләштин ибарәт" . Аптор, исһақ бәг мунонопниң сирлиқ һалда өлгәнликини тәкитләйду.
Буниңдин башқа йәнә өткән йили декабирда қирғизистанниң ош шәһиридә исһақ бәг мунонопниң һәйкилиниң йопуқи ечилип, униң нами мәңгүләштүрүлгән.
Мәлуматлардин қариғанда, генерал исһақ бәг мунонопниң дадиси, уруғ -туғқанлири вә аяли һәм балилири қирғизистанниң ош вә бишкәк шәһиридә яшиған. Совет иттипақи йимирилгәндин кейин қирғизистан һөкүмити исһақ бәгни қирғиз хәлқиниң тарихий батурлиридин бири дәп һесаблиған.
Әлвәттә, ош шәһиридә йәнә өткән әсирниң 30-40-йиллиридики уйғур ели вәқәлири билән мунасивәтлик совет к г б офитсерлиридин разақ мавланоп, әли мәмәтоп вә башқиларму яшап өткән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Мәсуд сәбири байқузи әпәндиниң "ниязқиз " драммиси вә уйғурларниң хитайлар билән той қилишқа қарши чиқишиниң тарихий сәвәблири
- Шәрқий түркистан инқилаби җәңчилириниң әслимилири (2)
- Икки шәрқий түркистан җумһурийити хатирә күни мунасивити билән доктор султан махмут билән сөһбәт
- Түркийәдә икки шәрқий түркистан җумһурийити хатириләнди
- Ғулҗидики "үч вилайәт инқилабий сиясий- мәдәнийәт паалийәт мәркизи" мәмликәт бойичә нуқтилиқ қоғдилидиған орун дәп елан қилинған