Осман батур романи түркийидә нәшир қилинди
2007.12.14
Қазақ язғучи җақсилиқ самийт оғли язған осман батурниң һаяти баян қилинған "қаһарли алтай" исимлиқ роман түркчигә тәрҗимә қилинип нәшир қилинди. Китаб 2004 - йили алматада "сәргән" йәни "қалаймиқанчилиқ" исмида қазақчә нәшир қилинған болуп җәмий 3 том. Бу китабниң 3-томиниң исми "қаһарли алтай" болуп, осман батурниң ахирқи һаяти баян қилинған . Китабниң 3-томини түркийә явро асия язғучилар җәмийити түркчигә тәрҗимә қилдуруп, өзлириниң бәнгу нәшрятида нәшир қилдурған. Бу тарих китаби әмәс, романдур. Әмма узун вақит тәтқиқат елип бериш нәтиҗисидә бу романни язған қазақ аптор җақсилиқ самийт оғли романда нурғун тарихи вәқәләрниму язған. Шуңа бу әсәр у мәзгилдики тарихи вәқәләрни биливелиш үчүн наһайити муһим әһмийәткә игә. Бу әсәрни қазақчидин түркчигә қазақ қизи махласли бири тәрҗимә қилған болуп, әсәр 329 бәттин тәркип тапқан. Әсәрниң таш вариқиға осман батурниң атқа минип турған рәсими қоюлған.
Һазирғичә осман батур һәққидә көп санда китаб вә мақалилар елан қилинди. Техи өткән йили истанбул мимарсинан университети оқутқучиси тарихчи проф. Др. Гулчин чандарлиоғлу язған "өзгүрлүк йолу, нургоҗай батурун аниларийла осман батур йәни әркинлик йоли нургоҗай батурниң әслимилири "билән осман батур намлиқ әсәр шәрқий түркистан вәқпи тәрипидин нәшир қилинған иди. Бу йил болса осман батурниң һаяти аңлитилған қаһарли алтай намлиқ әсәр нәшир қилинди. Бу әсәрдә немиләр баян қилинған? әсәрниң қиммити немә? бу һәқтә көз қарашлирини елиш үчүн мимарсинан университети тарих оқутқучиси абдулваһап қара билән бу романни нәшир қилдурған явро асия язғучилар җәмийити башлиқи яқуп дәлиомәроғли билән сөһбәтләштуқ.
Истанбул мимарсинан университети оқутқучиси тарихчи др. Абдуваһап қара әпәнди бу романниң икки җәһәттин әһмийити барлиқини дәп мундақ деди: "бу тарихи романға кириду, бу китаб икки җәһәттин муһим. Биринчиси апторниң анчә билинмигән бир темини узун вақит әтраплиқ тәтқиқат елип бериш нәтиҗисидә оттуриға қоюши. Иккинчидин бу романниң аптори җақсилиқ самийт оғлиниң, хитайчә қазақчә билидиған, шәрқий түркистанлиқ болуши. Бу романниң тарихи һәқиқәтләргә асаслинип туруп йезилғанлиқидур."
Тарихчи др. Абдуваһап қара әпәнди бу әсәрниң осман батур яшиған мәзгилни вә осман батурниң әркинлик күришиниң тарихи арқа көрүнүшини биливелиш үчүн бу әсәрниң интайин муһим икәнликини ейтип мундақ деди: "тарих тәтқиқати үчүн романдин пайдилиналмаймиз. Тарихи материялларға асаслинип йезилған болсиму йәнила романдур. Әмма у мәзгилдики вәзийәт һәққидә кишиләргә мәлумат бериш үчүн наһайити муһимдур. Тарихқа қарайдиған болсақ осман батур бир қәһриман. Бу роман 3 том болуп, бу тәрҗимә қилинған 3-томи, буниңда осман батурниң ахирқи мәзгилдики һаяти аңлитилған. Романда йәнә осман батурниң үрүмчидә әйса юсуф алиптекин, делилхан җаналтай вә башқа рәһбәрләр тәрипидин күтивелинғанлиқи, үрүмчидики америка консули доглас маккиәрнанниң осман батурни коммунистлардин қутулдуруши, осман батурниң қолға елиниши вә сораққа тартилиши қатарлиқ бөлүмләрни өз ичигә алиду."
Осман батурниң һаяти аңлитилған қаһарли алтай намлиқ китабни түркийидә нәшир қилдуруштики мәқсиди үстидә тохталған явро асия язғучилар җәмийити башлиқи яқуп дәлиомәроғли мундақ деди: "бу роман явро асия язғучилар җәмийитиниң бәнгу нәшрияти тәрипидин нәшир қилинған тунҗи роман. Бәнгу нәшрияти түркий милләтләрниң әсәрлирини түркийидә нәшир қилиш үчүн қурулған бир нәшрият. Бу нәшриятимиз бундин кейин, қазақчә, әзәричә, өзбекчә вә уйғурчә романларни түркчигә тәрҗимә қилип басмақчи. Осман батурниң һаяти аңлитилған бу романни тунҗи болуп нәшир қилишимиздики мәқсәт осман батурниң түркийидә яхши билинидиған бир шәхс болушидур. Осман батурниң 14 йил давам қилған бир мустәқиллиқ күриши бар. Осман батурниң хитайларға қарши елип барған муҗадилиси түркийидә қисқичә билинсиму у мәзгилдики тарихи вәқәләр, қазақ вә уйғурларниң иқтисадий вә сияси, иҗтимаий һаяти яхши билинмәйду. Бу тарихта уйғур, қазақ вә туңганларниң хитайларға қарши елип барған бу муҗадилилирини, бу мәзгилниң тарихи арқа көрүниши уқуш үчүн наһайити муһим бир әсәр болғачқа түркий милләтләрниң әсәрлирини тәрҗимә қилиш паалийитимизни бу әсәрни нәшир қилиш билән башлидуқ."
явро асия язғучилар җәмийити башлиқи яқуп делиомәроғлу түркий милләтләрдә мәшһур язғучиларниң дуняға мәшһур әсәрлириниң барлиқини буларниң түрк дунясида билинмәйдиғанлиқини шуңа бу әсәрләрниң пүтүн түркий тилларға тәрҗимә қилиниши керәкликини ейтип мундақ деди:" түркий милләтләрдә мәшһур язғучилиримиз бар, әмма буларни һәрқайси түркий милләтләр яхши билмәйду. Түркий милләтләр бир бириниң әдәбий әсәрлиридин хәвәрдар болмиса, түркий милләтләрниң тарихини, бүгүнки вәзийитиниму билгили болмайду дегәнлик. Түркий милләтләрниң романини һекайилирини оқуған вақтимизда у милләтниң тарихи, өрүп адити һәтта сияси тарихиниму өгинәләймиз. Нәшриятимиз буниңдин кейин айда бир түркий милләтниң тонулған бир романини тәрҗимә қилип нәшир қилмақчи." (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шаирә --- зәйнурә ханим билән " шеһидләр өлмәс" намлиқ шеири һәққидә сөһбәт
- Абдул әзиз чиңгизхан дамолламниң "түркистан асияниң қәлби" намлиқ әсири һәққидә
- Русийидә йеңи нәшир қилинған шәрқий түркистан җумһурийити һәққидики китаблар
- Бүйүк инқилабчи алим муһәммәд әмин исламий
- Ваң лишюң әпәнди "миниң ғәрбий диярим, синиң шәрқий түркистаниң" намлиқ китаби һәққидә изһат бәрди
- Уйғур мәсилиси японийә мәтбуатлирида
- Шәрқий түркистан җумһурийити һәққидә ғәрб дунясида мәйданға кәлгән әсәрләр
- Советләр иттипақи дәвридики уйғур зиялийлириниң намайәндиси абдулла рози бақейиф тоғрисида сөһбәт (2)
- Сениң шәрқий түркистаниң - мениң ғәрбий диярим
- Советләр иттипақи дәвридики уйғур зиялийлириниң намайәндиси абдулла рози бақейиф тоғрисида сөһбәт (1)
- Алматада нәшр қилинған " уйғур земинида " намлиқ китабта немиләр баян қилинған? (3)
- Алматада нәшр қилинған " уйғур земинида " намлиқ китабта немиләр баян қилинған? (2)