Сабит абдурахман: шәрқий түркистан инқилаби тоғрисида(4)
2005.12.15

Өткән әсирниң 40-йиллиридики уйғур миллий азадлиқ инқилабиниң қатнашқучиси, сиясий паалийәтчи мәрһум сабит абдурахман әпәнди өзиниң " шәрқий түркистан инқилаби тоғрисида" намлиқ китабида йәнә миллий азадлиқ инқилабниң зор ғәлибиләргә еришиватқан, миллий армийә шиддәт билән алға илгириләп, җиң вә шиходики гоминдаң қошунлириниң мудапиә тосақлирини бөсүп өтүш билән пүтүн уйғур диярини толуқ азад қилишниң шәр-шараитини һазирлаватқан бир пәйиттә, совет һөкүмитиниң оттуриға чүшүп, шәрқий түркистан вақитлиқ һөкүмитини уруш тохтитип гоминдаң һөкүмити билән тинчлиқ сөһбити өткүзүшкә қистиғанлиқи , ахирида шәрқий түркистан һөкүмитиниң хитай гоминдаң мәркизий һөкүмити билән тинчлиқ сөһбити өткүзүшкә мақул болғанлиқиниң сәвәблири һәмдә башқа бир қатар мәсилиләр һәққидә тохтилиду.
Шәрқий түркистан һөкүмити мустәқиллиқини етирап қилиш шәрти билән сөһбәт өткүзүшни қарар қилған
Тарихий пакитлар шуни испатлидики, шәрқий түркистан инқилабчилириниң әслидә хитай гоминдаң һөкүмити билән сөһбәт өткүзүш нийити йоқ болуп, сөһбәт қилиш алди билән шәрқий түркистан һөкүмити тәрипидин оттуриға чиқирилған әмәс, бу тәләп җаң кәйши һөкүмити билән совет һөкүмити арисидики узунға созулған дипломатийилик алақә нәтиҗисидә, икки тәрәпниң разилиқи билән, болупму, 1945-йили 8-айниң 14-күни совет –хитай достлуқ шәртнамиси имзаланғандин кейин мәйданға кәлгән болуп, җаң кәйши һөкүмити рәсми йосунда сталин һөкүмитидин совет һөкүмитиниң қозғилаңчилар билән хитай мәркизий һөкүмити арисида васитичи болуп беришни тәләп қилған иди. Совет иттипақи билән хитай арисидики келишимдә москва көзлигән мәнпәәтлиригә еришиш бәдилигә шәрқий түркистан вақитлиқ һөкүмитини уруш тохтитип, тинчлиқ сөһбәткә қистиғанлиқиниң тарихий асаслири бар болупла қалмастин бу бәлки, инқилаб шаһидлиридин һөкүмәт баш катипи абдурәвуп мәхсум ибраһими, миллий армийә полковники зия сәмиди һәм башқиларниң баянлиридиму өз ипадисини тапқан иди. Сабит абдурахман әпәнди әйни дәвирни яхши чүшәнгән вә тәтқиқ қилған киши болуш сүпити билән сөһбәт мәсилисидә өз йәкүнлирини оттуриға қоюп мундақ дәп язиду. " Совәт иттипақиниң мәҗбурлиши арқисида шәрқий түркистан һөкүмити өктәбирниң 2-күни мәхсус йиғин ечип, гоминдаң һөкүмити билән сөһбәт өткүзүшкә бериш керәкму яки йоқму дегән мәсилини музакирә қилди. Музакирә нәтиҗисидә," әгәр гоминдаң һөкүмити шәрқий түркистан җумһурийитиниң мустәқиллиқини етирап қилип, бизни өзлири билән тәң дәриҗилик сөһбәтдаш дәп тониса, мушу алдинқи шәрт астида сөһбәткә барсақ болиду" дегән қарарни алди. Сөһбәткә баридиған вәкилләр өмикигә рәһимҗан сабирһаҗи, әхмәтҗан қасими, обулхәйир төриләр тәйинләнди. Шәрқий түркистан һөкүмитиниң бу қарари мәҗбурийәт арқисида елинған қарар иди. Бирақ, хитай вәкили җаң җиҗоң һә дегәндә шәрқий түркистан һөкүмитини тонумайдиғанлиқини ейтип қаттиқ турди. Йәнә совет һөкүмитиниң консуллири әвсейев билән дабашин шәрқий түркистан һөкүмитигә бесим ишлитип юқиридики асасий шәрттин ваз кечишкә. Хитайниң тәклипини қобул қилишқа мәҗбур қилди"
Совет һөкүмитиниң бу тәшәббусиға баштин аяқ қарши болған киши әлихан төрә иди.
Бетимға қандақ қараш керәк?

1945-Йили 10-айдин 1946-йили 6-айғичә болған 8 айға созулған сөһбәт җәрянида қаттиқ талаш-тартишлар шуниңдәк или вәкиллириниң көп қетим ғулҗиға қайтип берип, музакирилишиши нәтиҗисидә, ахири 11 маддилиқ бетим имзаланди.
11 Маддилиқ бетим зади ғәлибиму яки мәғлубийәтму дегән тема үстидә әйни вақиттиму көп муназириләр болған шуниңдәк һазирму мәвҗут. Сабит абдурахман әпәнди бетим һәққидә тохтилип өз көз қаришини оттуриға қойиду. Униң қаришичә, бу бетим әмәлийәттә уйғуристан хәлқиниң миллий азадлиқ һәрикитини йерим йолда тохтитип туруп, хитайниң арам елип күч топливелишиға пурсәт яритип бәргәнлик иди. Совет һөкүмитиниң ярдими билән хитай һөкүмити өлкидики әскири күчини ашуруп, 100 миңға йәткүзүвалди.
Сабит абдурахманниң чүшәнчиси бойичә алғанда, әгәрдә әнә шу қәһриман миллий армийә болмиған болса, барлиқ уруш сәплиридә дүшмән мәғлубийәткә учримиған болса, қисқиси хәлқ күчлүк душмән аҗиз болмиған болса, хитай мәркизий һөкүмити һәргизму инқилабчилар билән тинчлиқ бетим түзмәйтти. Әнә шу қудрәтлик армийә җүмлидин хәлқниң күчи әйни вақитта дунядики қудрәтлик мәмликәтләрниң бири дәп һесабланған хитай гоминдаң һөкүмитини сөһбәт қилишни өзлириниң оттуриға қоюшқа сәвәб болди һәмдә тунҗи қетим уйғур хәлқниң һоқуқлирини етирап қилишқа мәҗбур болди. Бетим түзүлуш билән уруш тохтишиму, әмма әхмәтҗан қасими қатарлиқ миллий инқилаб рәһбәрлири дүшмән билән болған сиясий күрәшни қәтий тохтатмай, миллий мәнпәәтни чиң қоғдиди.
Сабит абдурахман әпәндиниң хуласә қилишичә, гәрчә бетим түзүлгән болсиму, әмма или, тарбағатай вә алтайдин ибарәт 283 миң кивадрат километир келидиған земинда 1944-йили 12-ноябирда қурулған шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити мәвҗут болуп, бу районни идарә қилип, хитай армийисини киргүзмиди, шәрқий түркистан җумһурийити қисқиғина бәш йил ичидә сиясий, иқтисад, мәдәнийәт вә маарип ишлирида зор йүксилишларға игә болди, қисқиси шәрқий түркистан җумһурийити йәнила өз дөләт байриқи, миллий пули, өзиниң дөләт қанунлири вә дөләт аппаратлири шуниңдәк миллий армийисигә таки 1949-йили уйғур елиға хитай армийиси киргәнгә қәдәр игә болуп кәлди. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сабит абдурахман: шәрқий түркистан инқилаби тоғрисида(3)
- Сабит абдурахман: шәрқий түркистан инқилаби тоғрисида(2)
- Сабит абдурахман: шәрқий түркистан инқилаби тоғрисида(1)
- Мәрһум сабит абдурахманниң қириқ нәзириси өткүзүлди
- Истанбулда мәрһум сабит абдурахман хатириләнди
- Уйғур сиясий паалийәтчиси сабит абдурахманниң дәпнә мурасими өткүзүлди
- "Уйғуристан азадлиқ тәшкилати" ниң 13 йиллиқи мунасивити билән сабит абдурахман әпәндини зиярәт (2)