Таҗикистанлиқ алим шәрқий түркистан ислам җумһурийити һәққидә китаб язди
2007.12.24
Таҗикистанлиқ тарих пәнлири доктори камал абдуллайев йеқинда 1917- йилидин 1937- йилиғичә болған арилиқта оттура асияда йүз бәргән көчмәнлик тарихи мәсилиси һәққидә бир китаб язған болуп, мәзкур китабниң хели көп бәтлири 30- йиллардики уйғур елиниң сиясий тарихиға беғишланған. Камал абдуллайев китабиниң бир бөлүмини " шәхсләрниң тарихи, тулпар ат - ма җуңйиң" дәп атиған болуп, мәзкур бөләк оттура асияда тарқитилидиған интернет тор бети -"пәрғанә.Ру" да елан қилинди.
Москва рус көчмәнлирини қозғилаңни бастурушқа ишләткән
Камал абдуллайевниң мәзкур әсириниң биринчи қисими 1931- йилидики хоҗа нияз һаҗим рәһбәрликидики қумул қозғилиңидин тартип, гәнсудики туңган күчлириниң маҗуңйиңниң башчилиқида уйғур елиға чиқиши һәмдә уларниң уйғурлар билән бирлишип, җин шурен вә шең шисәйгә қарши елип барған күрәшлири, совет иттипақиниң буниңға тутқан позитсийиси һәмдә москваниң хитай милитаристи шең шисәйни йөләп турғузуп, һәтта әйни вақиттики совет русийисиниң дүшмәнлири һесаблинидиған қачақ "ақ оруслар"ни қоралландуруп, уйғур вә туңган қозғилаңчилирини мәғлуп қилғанлиқи сөзлиниду.
Шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң йоқитилишидики асасий сәвәбләр
Апторниң әсириниң бу бөлүминиң иккинчи қисмида мәхсус уйғур елиниң җәнубида йүз бәргән қозғилаңлар вә шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң дөләт тәшкилати, миллий тәркиби вә совет иттипақи һәм әтраптики дөләтләрниң тутқан муамилиси вә башқилар сөзлиниду.
Апторниң қаришичә, совет иттипақи қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитигә наһайити соғуқ муамилидә болған болуп, сәвәби, баш министир сабит дамоллам түрк, әрәб вә афғанистанлиқ мәслиһәтчиләр билән қоршивелинған. У, әнгилийә билән хупиянә алақидә болуп, лондонниң қоллишиға еришмәкчи болған һәмдә хели коп дөләтләргә өзлирини етирап қилдуруш үчүн әлчиләр әвәткән иди. Йәнә бир әһвал шуки, шәрқий түркистан ислам җумһурийитидә узун мәзгил совет иттипақиға қарши қораллиқ һәрикәт қилип, басмичилиқ билән әйибләнгән җанибек қази, йүсүпҗан қурбеши қатарлиқ кишиләр муһим салаһийәткә еришкән. Әтраптики афғанистан вә әнгилийә һәргизму ашкара һалда бу һөкүмәтни қоллашқа җүрәт қилалмиған. Шәрқий түркистан җумһурийити йәнә хитай қошунлиридин башқа туңганлар биләнму елишқан.
Камал абдуллайевниң қаришичә, омумән қилип ейтқанда, әйни вақитта шәрқий түркистан җумһурийитиниң бирму дости болмиған болуп, униң әтрапи дүшмәнләр билән толған. Әнә шундақ сәвәбләр түпәйлидин мәзкур йеңи һөкүмәт наһайити тезлик билән йоқ қилинған.
Аптор ма җуңйиңниң тәқдириниң сирини паш қилалмиди
Таҗикистан тарихчиси камал абдуллайев уйғурларниң 30- йиллардики мәзкур сиясий тарихини йорутуш үчүн русчә, ингилизчә вә башқа тиллардики материяллар һәм бәзи архип материяллиридин пайдиланған болуп, асасий мәркизий нуқтисини совет иттипақиниң шәрқий түркистан сияситигә қаритип, москваниң бу җайда мәйли уйғурларниң, мәйли шең шисәйниң, вә яки туңганларниң қандақ характердики болсун, мустәқил бир дөләт қурушиға йол қоймиғанлиқини хуласилайду. Бирақ, у шәрқий түркистан ислам җумһурийитини өз қоли билән йоқ қилған ма җуңйиңниң иш тамам болғандин кейин қәшқәрдики совет консулханиси билән алақилишип, москваға кәткәнликини язсиму, лекин, униң ахирқи тәқдиригә аит сирларни паш қилишқа вә йәнә бәзи сирларни ечип беришкә мувәппәқ болалмайду.
Апторниң қаришичә, 1917- йили оттура асияда чар падишаһ һакимийити йимирилгәндин кейин, болшевиклар һакимийәтни игиләш билән оттура асия хәлқлириниң мустәқиллиқ вә болшевикларға қарши һәрикәтлири башланди. Бирақ, бу қаршилиқлар бастурулуш билән хуласилинип, нурғунлиған кишиләрниң афғанистан, шәрқий түркистан вә башқа җайларға көчүп кетиш долқуни қозғалди. Рус көчмәнлири болса, совет иттипақи вә хитай миллитаристлириниң зорлиши билән улар тәрипидә туруп йәрлик хәлқләрни бастурушқа қатнашса, мусулман көчмәнлири йәрлик уйғур қатарлиқ хәлқләрниң қозғилаңлириға актип қатнашти һәмдә мәғлубийәткә учриғандин кейин иккинчи қетим башқа дөләтләргә қечишқа мәҗбур болди. Башта бирлишип җәң қилған уйғурлар билән туңганларниң сиясий мәқсәт вә идеологийә җәһәттики пәрқи түпәйлидин келип чиққан зиддийәтләр вә уларниң мунасивәтлириниң бузулуши һәр иккила тәрәпкә еғир ақивәтләрни елип кәлди.
Нөвәттә, уйғурларниң йеқинқи заман сиясий тарихи хәлқарада бәлгилик қизиқиш қозғимақта. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сир тутулған тоқунуш -- шаяр вәқәси
- Сәуди әрәбистандики мәрипәтпәрвәр зат қурбан абдулла һаҗим вапат болди
- Осман батур романи түркийидә нәшир қилинди
- Шаирә --- зәйнурә ханим билән " шеһидләр өлмәс" намлиқ шеири һәққидә сөһбәт
- Абдул әзиз чиңгизхан дамолламниң "түркистан асияниң қәлби" намлиқ әсири һәққидә
- Русийидә йеңи нәшир қилинған шәрқий түркистан җумһурийити һәққидики китаблар
- Бүйүк инқилабчи алим муһәммәд әмин исламий
- Ваң лишюң әпәнди "миниң ғәрбий диярим, синиң шәрқий түркистаниң" намлиқ китаби һәққидә изһат бәрди
- Уйғур мәсилиси японийә мәтбуатлирида
- Шәрқий түркистан җумһурийитиниң миллий армийиси тоғрисида әслимә (2)
- Шәрқий түркистан җумһурийити һәққидә ғәрб дунясида мәйданға кәлгән әсәрләр
- Советләр иттипақи дәвридики уйғур зиялийлириниң намайәндиси абдулла рози бақейиф тоғрисида сөһбәт (2)