Явро асия өткили - шинҗаңниң тарихи (1)


2007.03.14

millward-kitab-150.gif
"явро-асия өткили- шинҗаңниң тарихи" намлиқ китабниң муқависи

Америка пайтәхти вашингтондики җорҗи товн университетиниң профессори, тарихи пәнлири доктори җамес милливардниң "явро –асияниң өткили –шинҗаңниң тарихи" намлиқ китаби йеқинда нийорктики коломбийә университети нәширияти тәрипидин нәшир қилинип тарқитилди. Апторниң чүшәндүрүшичә, мәзкур китаб пәқәт бир дәвр һәққидә яки айрим тема бойичә йезилған әсәр болмастин бәлки, уйғур елиниң қәдимдин тартип, таки бүгүнки күнгичә болған көп әсирлик тарихий мусаписини әкис әттүридиған омумий тарих китабидур.

Җамес милливард ким?

Профессор җамес милливард узун йиллардин буян уйғур ели, хитай вә оттура асия тарихи бойичә оқутуш һәм тәтқиқат билән шуғулланған болуп, униң асаслиқ тәтқиқати чиң сулалисиниң уйғур елидики һөкүмранлиқ сияситигә қаритилған һәм бу һәқтә станфорд университетида докторлуқ диссертатсийиси яқилиған шуниңдәк бир қанчә он парчә мақалә һәм китаблирини нәшир қилдурған. Аптор йеқинқи йиллардин буян уйғурларниң һазирқи сиясий һәрикәтлири вә уйғур елиниң мәвҗут вәзийити һәққидиму издинишкә башлиған болуп, униң оттура асия районидики уйғур тәшкилатлириниң паалийәтлири тоғрисида елан қилған мақалиси хәлқаралиқ инсан һоқуқи тәшкилатлири, уйғур мәсилилири тәтқиқатчилири вә көзәткүчилириниң пайдилиниш мәнбәлириниң биригә айланған.

Аптор қәдимки тарих һәққидә қисқичила тохтилиду

Профессор җамес милливардниң "явро - асияниң өткили –шинҗаңниң тарихи" намлиқ мәзкур китаби кириш сөз, хатимә вә сәккиз бабтин тәркип тапқан болуп, китабниң алдинқи үч бабида уйғур елиниң җуғрапийилик вә геологийилик түзүлүшини өз ичигә алған қәдимки дәврләрдин 19 - әсирниң дәсләпки йеримиғичә болған тарихий мусапилири омумлаштурулуп қисқичә йоритилиду.

Китабниң биринчи бабида уйғур елиниң җуғрапийилик, геологийилик түзүлүш вә екологийилик әһвали һәмдә уйғур елиниң тарих дәвригә киргәндин кейинки қәдимки қәбилиләр һәм хитай оттура түзләңлик ханданлиқлиридин хән сулалиси билән һунларниң уйғур елиниң контроллуқини қолға кәлтүрүш үчүн елип барған күрәшлири шуниңдәк қәдимки түрк қағанлиқи вә униңдин кейинки мәркизий явро - асияниң яйлақ һөкүмранлиқ әнәнисини давамлаштурған уйғурлар һәққидә омумлаштуруп баян қилишқа қаритилған.

Назук тема: шинҗаң хән дәвридин етибарән җуңгониң земиниму?

Уйғур елиниң қәдимки заман сиясий тарихи болупму, хән вә таң сулалисиниң бу район билән болған сиясий мунасивәтләр мәсилиси мәзкур районниң тарихини тәтқиқ қилидиған алимлар арисидики талаш - тартиш темиси болуп, мутләқ көп санлиқ хитай алимлири тәрипидин бирдәк тәкитлинип келиватқан "шинҗаң ғәрбий хән дәвридин етибарән җуңгониң земини болған" дегән нуқтиинәзәр әнә талаш - тартишларниң түгинидин ибарәт. Чүнки, мәзкур нуқтиинәзәр бүгүнки күндә ғәрб дунясидики вә башқа әлләрдики тарихшунасларниң шуниңдәк уйғурларниң өзлириниң тарихшунаслириниң қошулмаслиқидин қәтий нәзәр хитай һөкүмәт тарихчилири вә хитай һөкүмити тәрипидин "рәт қилғили болмайдиған пакит" сүпитидә бекитилип, қоюқ сиявийлаштуриветилгән, җуңго һөкүмити бу арқилиқ өзиниң "шинҗаңдики" игилик һоқуқини қоғдимақчи болиду.

Америка тарихчиси җамес милливард тарихий пакитлар билән хитай тарихчилириниң бу нуқтиинәзәрини илмий усулда рәт қилип миладиниң алди кәйнидики һунлар билән хән сулалиси арисида йүз бәргән узун муддәтлик уруш һәққидә хуласилап, "хән сулалиси һеч қачан һунлар билән уйсунлар баштин ахири һөкүмранлиқ қилған җуңғарийә йәни шималий шинҗаңни игилийәлмигән. Пүтүн шинҗаңни хән сулалиси мәзгилидә җуңгониң земини болған дейиш кейинки тарихчиларниң һәр хил мәнбәләрниң бәзилири асасида бурмилап чиқарған йәкүнлиридур, бу нуқтидин елип ейтқанда, тарихчилар һәрбийләрдинму күчлүк кәлгән", "хән сулалиси дәвридә хитайниң рәсмий һалда шинҗаңға һөкүмранлиқ қилишиниң башланғанлиқи һәққидики көз қараш талаш - тартиш қилиш қиммитигә игә" дәп оттуриға қойиду.

Апторниң қаришичә, хән сулалиси билән һунларниң күрәшлири икки нуқтидин чиқиш қилинған болуп, бу биринчидин моңғулийә вә җуңғарийидики көчмән қәбилиләрниң тарим –турпан вадисини өзиниң ашлиқ мәнбәси қилиш күриши болса, иккинчидин бу шималий тәрәптикиләргә қарши уруш болуп, хитайдики күчләр көчмән хәлқләрниң ғәрбни байлиқ базиси һәм буниңдин пайдилинип хитайға хәтәр елип келишиниң алдини елиш үчүн һәрикәт қилған иди. Хән сулалисиниң ғәрбий районға кеңийиши башқичә қилип ейтқанда хән сулалисиниң һунлар билән болған узун мәзгиллик дүшмәнликидин келип чиққан һәм бихәтәрликни қоғдаш түси алған, бу сода - тиҗарәт вә йеңи земинләрни игиләшни мәқсәт қилған әмәс.

Аптор әсириниң мәзкур бабида йәнә көк түркләрниң һөкүмранлиқи, униң таң сулалиси билән болған мунасивәтлири, түркләр билән таң сулалиси арисида йүз бәргән күрәшләр җүмлидин таң империйисиниң уйғур ели вә оттура асиядики тәсирини тикләш һәм бу районларға һөкүмранлиқ орнитиш йолидики күрәшлири қисқичә әкис әттүрилиду.

Апторниң қаришичә, гәрчә таң сулалиси дәсләпки мәзгилләрдә күчийип, түрк қағанлиқиниң райондики һөкүмранлиқини ағдуруп ташлиған болсиму, лекин уйғур елиниң җәнуби қисимиға нисбәтән мустәһкәм һөкүмранлиқ орниталмиған, буниңға тибәтләр тосқунлуқ қилған болуп, тарим вадиси даим тибәтләр билән таң арисида талишиш нуқтиси болған. Омумән, бу мәзгилләрдә тарим - турпан вадиси сиясий вә мәдәнийәт һадисилириниң учришиш нуқтисиға айланған.

Әлвәттә, аптор әсиридә асаслиқи 19 - вә 20 - әсир дәврини тәсвирләшни мәқсәт қилғанлиқи үчүн уйғур елиниң қәдимки дәврләр тарихи мәсилилири бойичә пәқәт қисқичила тохталғачқа, әйни вақиттики тарим - турпан вадисидики сиясий вәқәләр, етник тәркибләр вә уларниң паалийәтлириниң конкрет көрүнүшлирини бир - бирләп баян қилмай, пәқәт бу дәврниң сиясий, иҗтимаий - иқтисадий һәм мәдәнийәт мусапилири һәққидики өз йәкүнлиринила оттуриға қойиду. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.